Хитайниң "пәвқуладдә вәзипилик йеза оқутқучилири" сиясити уйғурлар ичидә хитай тилини омумлаштурушниң йәнә бир йеңи басқучи


2006.08.31

Уйғур аптоном райони бу йил хитайниң һәр қайси җайлиридин қобул қилған "пәвқуладдә вәзипилик йеза оқутқучилири" дәп атилидиған 1038 кишини 29‏-, 30‏- авғуст күнлири үрүмчигә топлап тәрбийилигән. "Шинҗаң хәвәр тори" да баян қилинишичә, "пәвқуладдә вәзипилик йеза оқутқучилири" дәп атилидиған кишиләр асасән уйғур аптоном районидики 20 наһийигә 3 йиллиқ муддәт билән әвәтилидикән. "Пәвқуладдә вәзипилик йеза оқутқучилири" дәп аталған кишиләрниң иш һәққини мәркизи һөкүмәт вә аптоном районлуқ һөкүмәт малийиси бирликтә үстигә алидикән.

Хитай һөкүмити дөләтниң юқури сүпәтлик оқутқучи мәнбәсини йезиларға йүзләндүридикән

Мәркизи агентлиқиниң 31 ‏- авғуст күни хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити йеқинда мақулланған "мәҗбурий маарип қануни"‏ни 9 - айниң 1 ‏- күнидин башлап иҗра қилидикән. Буниң үчүн дөләтниң юқури сүпәтлик оқутқучи мәнбәсини йезиларға қаритидикән. Хәвәрдә баян қилинишичә, хитай һөкүмити бу йилдин башлап ғәрб тәрәптики районларға 2 милярд 800 милйон йүән пул чүшүргән. Мәркәздин чүшүргән бу мәбләғ билән буйилниң баш йеримида 47 милйон оқуғучи оқуш расхоти төләш бесимидин халас болған. Хитай маарип министирликиниң баянатчиси ваң шүмиң бу һәқтә изаһат бәргәндә "йирақ, намрат милли районларға барған пәвқуладдә вәзипилик оқутқучиларға дөләттин турмуш ярдәм пули берилиду" дәп җакарлиған. Мәркизи һөкүмәт һәр қайси җайлардин пәвқуладдә вәзипилик оқутқучиларни яхши күтүвелиш вә яхши узитишни тәләп қилған.

Пәвқуладдә вәзипилик оқутқучиларға 3 йил ичидә магистирлиқ унвани имтиһансиз берилидикән

Шинхуа агентлиқиниң хәвәрлиридә баян қилинишичә, хитайниң маарип министирлики, малийә министирлики, кадирлар министирлики, штат министирликидин ибарәт 4 министирлик бирликтә 2006 ‏- йили 5 ‏- айда чүшүргән бир һөҗҗәттә, буниңдин кейинки бәш йил ичидә 20 миңдин 30 миңғичә пәвқуладдә вәзипилик оқутқучи қобул қилип йезиларға әвәтилидиғанлиқини, мәркәздин уларға 15 миң йүән йиллиқ иш һәққи беридиғанлиқини, униң кемини йәрлик малийидин толуқлап беридиғанлиқини, уларниң йезиға бериш муддити 3 йил болидиғанлиқини, бундақ пәвқуладдә вәзипилик оқутқучиларға 3 йил ичидә магистирлиқ унвани имтиһансиз берилидиғанлиқини җакарлиған.

Хитай маарип министирлики уйғур аптоном райониға хитай тили өгитидиған оқутқучи тәрбийиләшни һавалә қилған

Хитай маарип министирликиниң 2003 ‏- йили 5 ‏- айда чүшүргән "асасий маарипни тәрәққи қилдуруш һәққидә қарар" дегән һөҗҗитидә баян қилинишичә, аза санлиқ милләт районлирида қош тиллиқ маарипни йолға қоюш ғәрбни кәң көләмдә ечиш үчүн хизмәт қилидиған сиясәт. Буни иҗра қилиш үчүн хитай маарип министирлик уйғур аптоном райониниң тил-йезиқ комитети билән маарип назаритигә асасән хотән, қәшқәр, ақсу, қизилсу вилайәтлиридики аз санлиқ милләтләргә хитай тили өгитидиған оқутқучиларни тәрбийиләшни һавалә қилған.

Хитай һөкүмитиниң уйғур районида йүзгүзгән маарип сиясити уйғур тилини харап қилған

Радиомизниң һәқсиз линийиси арқилиқ телефон қилип өзлириниң әмәлий әһвалини инкас қилған бир уйғурниң баянлириға асасланғанда, хитай һөкүмитиниң уйғур райониға қаратқан маарип сиясити уйғур тилини харап қилған. Улар хитайниң маарип сияситигә нарази. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.