Рамизанда ечилған алим халиқ кавапханиси уйғурларниң нәпритигә учриди
2012.08.10
Тор бекәтлиридә йезилған инкасларда хитай һөкүмити тиклигән бу милләтләр итипақи үлгисигә нәпрәт оқуш билән биллә, даириләрниң уйғурларниң диний етиқадини һәм миллий өрп - адитини дәпсәндә қилип, өзи тәкитләватқан милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ қиливатқанлиқини әйибләнди.
Бултурдин буян хитай мәтбуатлирида, кавап сетип хитай балилириға ярдәм қилған алим халиқни мәдһиләйдиған хәвәрләр көпийип, алим халиқ даириләр тәрипидин 2011 - йиллиқ “җуңгони тәсирләндүргән шәхс”дәп баһалинип, милләтләр иттипақлиқиниң үлгиси қилип тикләнгән һәм бу йиллиқ лондон олимпик мусабиқисигә мәшәл көтүрүш үчүн әвәтилгән иди. 6 - Авғуст күни йәнә, алим халиқниң үрүмчидә кавапхана ачқанлиқи һәққидики хәвәр хитай мәтбуатлирида берилгәндин кейин бу хәвәр уйғур елидә күчлүк инкас қозғиди.
Хитайниң хәлқ тори вә шинҗаң гезити қатарлиқлар алим халиқ кавапханисиниң 6 - авғуст күни үрүмчиниң төмүрйол идариси йолида ечилғанлиқини дағдуға билән хәвәр қилди.
Уйғур аптоном райопниниң партком секритари җаң чүншән қатарлиқ хитай әмәлдарлириниң әтиварлишиға еришкән бу кавапчиниң үрүмчидики хитайлар мәркәзлик олтурақлашқан төмүрйол идариси йолида, мусулманларниң нәзиридә муқәддәс күн дәп аталған рамизанниң 17 - күни хитай мәдәнийитиниң символи болған етилдақ (поҗаңза) етип, хитай йезиқида вивиска есилған кавапханисиниң ечилиш мурасимини өткүзгәнлики һәққидики рәсимлик хәвәрни көргәндин кейинки һессятини ипадилигән уйғурлар алим халиқ һәққидә һәҗиви қошақ һәм өткүр кинайилик инкасларни йезип униң қилмишиға болған нәпритини ипадилигән.
Төвәндә буларниң ичидики интайин аз бир қисмини аңлиғучилиримиз һозуриға сунмақчимиз.
Алим халиқниң етилдақ етип тиҗарәт башлиғанлиқини мәсхирә қилған бирәйлән “кавапчи алимниң исмини һазирдин башлап алим поҗаң дәп атайдикәнмиздә.
Һәй алим поҗаң, ашханиңизда мубарәк рамизанда поҗаң етип тиҗарәт башлап, ашпузул намтахтиңизда ана йезиқни ташлап һәҗәпму чирайлиқ ләқәмгә еришипсиз. Поҗаң дегән йеңи намиңизға мубарәк болсун! бу нам сиздин балилириңизға, балиңизниң балилириға фамилә боп қалсун” дәп язған.
Алим халиқниң қилмишлиридин нәпрәтлинидиғанлиқини билдүргән йәнә бир тордаш болса мундақ инкас язған. “мән әзәлдинла бу кишини һөрмәтләп бақмиған, бундин кийинму һәм шундақ....Өз миллитигә бирәр яхши иш қип бирипту дәп аңлап бақмидим. Қачанла қариса акилириға кавап тарқитиватқан сүрити.”
Алим халиқниң қилмиши мәсхирә қилинған һәҗви қошақларниң биридә,
Бәркәт бәрсун содаңға,
Амәт яғсун кочаңға.
Нағра сүнай яндап қой
Атқан сесиқ поҗаңға.
Ана тилдин тандиңму,
Йосунуңдин чандиңму.
Қош тиллиқ дәп херидарни,
Рамизанда чалдиңму?!
Сақал,доппа,көйнәктә,
“алим кавап”көймәктә.
Улуғ айниң һөрмитини,
Төкивәттиң чәйнәктә...
Дәп йезилип, алим халиқниң уйғурларниң ләнитигә қалғанлиқи ипадиләнгән.
Инкасларда йәнә тордашларниң ғәзәп - нәпритиму ипадиләнгән болуп, бир тордаш йәнә мундақ баянларни язған:
“һәй исит, һәй исит! хәнләргә яхшичақ булуш үчүн мәдәнйитимизгә мухалип ишларни қилипсән. яман болсаң, башлаш мурасимида нағра - сунай чалғуз! рамизанда йимәк - ичмәк тиҗарити қилишниң мусулманларға мас кәлмәйдиғанлиқини хәнләргә билдүрүп қой! әшу вивискидики хәнчә хәтниң орниға уйғурчә йезиқни чиқирип баққина. Хәнзу рәһбәрләргә чирайлиқ көрүнәләмдикәнсән?! исит һалиңға ғалча,тәхсикәш, уйғурдин чиққан мунапиқ!”
Сәндәк мунапиқни уйғур тизимликидин чиқирвәткили буларму?сән һаман бир күни қериндашлириңниң қоллишиға иришәлмәй,шәрмәндә булуп өлисән!
Алим халиқниң хитайниң уйғурларға қаратқан сияситидин пайдилиниватқан, сияси янчуқчилиқини билдүргән тордашлар йәнә мундақ инкасларни язған.
“алим халиқ мухбирларға пүтүн шинҗаңда 100лигән зәнҗирсиман кавапхана ачимән дәпту.Әгәр алим халқниң бу арзуси әмәлгә ешип, һәр бир кавапханға үрүмчидикидәк хәнзу йезиқи билән вивиска есип, поҗаңза етип тиҗарәт башлиса, қандақ ақивәт килип чиқар?!...”
“биз алим халиқни саватсиз, биләлмәй хәнзу йезиқи билән вивиска есиптиму дәп турили. Ундақта қулиқиму паңмиду,әгәр қулиқиниму паң дәп қарисақ, рамизанда тиҗарәт башлиғинини қандақ чүшинисиз?! бу адәм һәргизму биз ойлиғандәк дөт әмәс, у наһайити сәзгүр һилигәр. Пәқәт у кишидин иман - әқидә күтүрүлүп кәткән халас.”
Тордашлар өз инкаслирида алим халиқниң қилмишини әйибләш билән биллә, даириләрниң уйғурларниң диний етиқади, миллий өрп - адити һәм тил йезиқини дәпсәндә қиливатқанлиқини әйибләп, өзғәзипини ипадилигән инкасларниму язған.
“һазир ушшақ дукан - сарайларни демәйла қояйли, чоң - чоң дөләт егиликидики орунларниң вивискисидиму ойғурчә хәт йоқ, хәнзочә вә енгилизчә икки хилла йезиқ бар, әң аддийси йезидики ток понкитиға қарап бақайли!
Маву милләт дин шилири, тил - йезиқ комитети дегән орунларни әмәлдин қалдурувәттиму яки һазирму шиләватамду? қандақ, немә иш қилидиған урун бу?”
Хитай даирилириниң алим халиқ үчүн ечип бәргән кавапханиниң ечилиш мурасимини улуғ рамизан ейиниң 17 - күнигә орунлаштуруши һәмдә сақал - бурутлуқ, канива көйнәк кийгән алим халиқниң кишиләргә кавап сунуватқан рәсимини хәвәргә қоюшиға инкас язған тордашлар кишиләрни агаһландуруп, төвәндикидәк инкасларни язған.
“алим халиқниң сақили бар, бу йәрдә нимишқа бизгә сақал қоюшқа рухсәт қилинмайду ? у доппа кийиду, аяли яғлиқ артиду, намаз оқуйду, бизгә нимишқа рухсәт қилинмайду?! әгәр рамизанда поҗаңза билән тиҗарәт башлаш сияси җәһәттин орунлаштурулған идиологийә уруши болса, алим халиқ әмди буниңдин кийин қандақ қилиши керәк? бизчу ?”
“буниң пәрда арқисидики юнни сәгәк адәмла һес қилайду. “алимҗан бәһирлиниватқини сиртқа қаритилған дипломатик сиясәт, шинҗаңда уйғурларға йүгүзүлүватқини ички сиясәт... Алимҗан шинҗаңниң муқимлиқиниң бәлгиси, һәм “капалити”...
“алим халиқ һазир уларниң бир сиясий тәшвиқатчиси болуп қалди. Униң сақилини еливәтмәй, лондон олимпикидә мәшәл көтүрүши хәлқараға бизни сақал қоюш әркинлики бар дәп күрситиш үчүн. Дөләт ичидә булса буни тәшвиқ қилиш арқилиқ бизниң нурғун ишлиримизни бисип қоюш. Бу ишларни сиздәк вә мәндәк ойлайдиғанлар бәк аз икән бу мунбәрдә. Тәтүр иқимдикиләр бәк көп, чүнки улар аллибурун хән мәдәнийиәт идийәси билән зәһәрлинип болғанлар. Мана бу өзимизни қутулдуридиған дәвәр йитип кәлгәнликиниң бишарити.”
Тор бекәтлиридики инкасларда йәнә, уйғур җамаитини даириләрниң уйғурларниң қануний һәқ - һоқуқи, диний адити һәм миллий өрп - адити аяқ асти қилинған бу қилмишқа қарита, хитай һөкүмити өзи түзүп чиққан қануний низамларға әмәл қилишни тәләп қилиши керәкликиму тәкитләнгән.
Һәр қандақ адәм шинҗаң уйғур аптуном райониниң аптономийә қанунидин устун турса болмайду,алим халиқму шуниң ичидә, кавапхана ачсаң, вевискаңниң әң устигә уйғурчә йезишиң керәк. Алим халиқла әмәс башқа һәр қандақ дин, һәр қандақ милләттики адәм шинҗаң уйғур аптоном районида тиҗарәт қилип, вевиска асса чоқум аптономийә қануни буйичә вевискиниң биринчи қуриға уйғурчә хәт йезилиши керәк !
Һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар, алим халиқниң рамизан мәзгилидә, етилдақ етип кавапханисиниң ечилиш мурасими өткүзүшигә қарита йезилған инкаслар уйғур тор бекәтлирини қаплиған болуп, биз бүгүн буларниң ичидики интайин аз бир қисминила аңлиғучилиримизға суналидуқ. Бу қәдәр көп кишиниң бу хәвәргә инкас қайтуруп, наразилиқ билдүрүшиниң өзила, уйғурлардики миллий ғурур һәм өз кимликини қоғдаш еңиниң барғанчә күчийиватқанлиқини, алим халиқтәк кишиләрниң уйғур хәлқиниң нәпритигә учрайдиғанлиқини көрситип турупту!