Алматадики паалийәттә уйғурларниң инсан һәқлири тәкитләнди

Дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән 10-декабир алмата шәһири кафеханилириниң биридә юрт-җамаәтчиликниң уюштурушида хатириләш паалийити өткүзүлүп, униңға шәһәр вә униң әтрапидики йезиларда истиқамәт қиливатқан уйғурлар қатнашти.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2012.12.10
qehriman-ghojamberdi-305.jpg Д у қ сабиқ муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди.
RFA/Erkin Tarim

Өз һоқуқлирини қоғдашта қурбан болғанларға атап қуран оқулғандин кейин сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики алаһидә вәкили, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди доклат қилди. У өз сөзидә инсан һәқлириниң асасий тәләплири, уйғурларниң бүгүнки әһвали, дуня уйғур қурултийи һәм униң рәһбири рабийә қадир ханимниң паалийәтлири шундақла хитайдики сиясий әһвал һәққидә тохталди һәм йиғин қатнашқучилириниң бир қатар соаллириға җаваб бәрди.

Буниңдин ташқири сөз алған алмата шәһири турғуни азтекин ибраһимоф вә уйғурларниң миллий бирләшмиси президенти тамара мәмәтовалар инсан һәқлири, әркинлик вә мустәқиллиқ идийилири һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди.

Радиомиз зияритини қобул қилған диний зат мәһәммәтҗан һаҗим мәзкур мурасимдин алған тәсиратини билдүрди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.