Америкиниң уйғурлар һәққидики қарариға қарита инкас вә мулаһизиләр

Америка президенти җорҗ буш алдинқи күни уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни қобул қилди, түнүгүн америка дөләт мәҗлисиниң авам палатаси хитайниң тибәт вә уйғурларға қаратқан бесимни тохтитиши һәққидә қарар мақуллиди. Бу мунасивәт билән мәсилигә четишлиқ тәрәпләр инкас қайтурди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.07.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
saqchi-uyghur-tekshurush-305 Уйғур әлиниң һәрқайси җайлирида қурулған тәкшуруш понкитлириниң биридә, қораллиқ хитай сақчи бир уйғурниң салаһийитини тәкшүрүп сорақ қилмақта.
AFP Photo

 Хитай ташқи ишлар баянатчиси лю җйәнчав бүгүн мухбирларға қилған сөзидә америка дөләт мәҗлисиниң қарарини, америка дөләт мәҗлисидики бир очум хитайға қарши күчләрниң " рәзил қилмиши" дәп әйиблиди. Лю җйәнчав йәнә, америка президенти җорҗ бушниң рабийә қадир ханим қатарлиқ өктичи рәһбәрләрни қобул қилишини бөлгүнчиләргә хата сигнал бәрди дәп әйиблиди.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси муһәммәд тохти әпәнди, америка дөләт мәҗлисиниң түнүгүнки қарарини тәбриклиди вә дуня уйғур қурултийи намидин миннәтдарлиқини билдүрди вә у америка дөләт мәҗлисидә техиму конкрет вә риал мәсилиләр үстидә қарар елинишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Муһәммәт тохти әпәнди хитайниң, җорҗ буш билән рабийә қадир ханимниң учришиши һәққидики тәнқиди һәққидә тохталди. Америка уйғур бирләшмисиниң сабиқ рәиси, нөвәттә вашингтондики бир қанун ширкитиниң адвокати нури түркәлму бу темида пикир баян қилди.

Нури түркәл сөзидә, түнүгүнки қарарниң әһмийити асаслиқи, мутләқ көп сандики палата әзалириниң қарарни тәстиқлиши дәп көрсәтти. У мулаһизисидә мәзкур қарар, уйғур мәсилисиниң америка җәмийитидә һәқлиқ бир дава сүпитидә етирап қилинғанлиқиниң инкаси дәп көрсәтти вә хитайниң йиллардин бери террорлуққа қарши һәрикәт нами астида милйонларчә доллар сәрп қилип елип барған дипломатик һәрикитиниң мәғлубийити дәп көрсәтти.

Нури түркәл сөзидә, хитайниң җорҗ буш бөлгүнчиләргә хата сигнал бәрди дегән сөзи үстидә алаһидә тохталди. Нури түркәл сөзиниң хуласисида, хитайниң нөвәттә уйғурларни дунядин үмидсизләндүрүш вә җасарәтсизләндүрүш йоли билән бойсундурмақчи болуватқанлиқини, америкиниң қарариниң мана бу тиришчанлиққа бир зәрбә икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.