Америка федерал әрзийәт соти гүәнтанамодики уйғурларниң мәсилисини көрүп чиқти

Америка федерал әрзийәт соти дүшәнбә күни сот ечип, гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп бериш - бәрмәслик мәсилисини көрүп чиқти.
Мухбиримиз әркин
2008.11.24
US-courthouse-305 7 - Өктәбир әтигән саәт онда, америка федератсийә сот мәһкимисидә содийә ричардо урбина әпәнди уйғур тутқунларниң америкиға дәрһал қойуп берилиши керәклики һәққидә буйруқ чүшүрди. Сүрәт, америка федератсийә сот мәһкимисиниң бинаси.
RFA Photo

Сотта уйғур тутқунларниң адвокати гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп бериш керәкликини, әдлийә министирлиқиниң адвокати болса буш һөкүмитиниң уйғурларни америкиға қоюп беришкә қарши турушидики сәвәблирини чүшәндүрди.

Вашингтон алаһидә районидики америка федерал әрзийәт сотиниң 24 ‏ - ноябир дүшәнбә күни өткүзүлгән уйғур тутқунлар һәққидики соти, буш һөкүмитиниң америка районлуқ федерал сот мәһкимиси йеқинда чиқарған гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурни америкиға қоюп бериш һәққидики қарариға нарази болуп, әрзийәт сотиға сунған әрзигә асасән ечилди. Федерал әрзийәт соти алдинқи һәптә районлуқ федерал сотниң уйғур тутқунларни америкиға қоюп бериш һәққидики қарарини иҗра қилишни тохтатқан иди.

Америка вашингтон районлуқ федерал сот мәһкимисиниң сотчиси урбина 7 ‏ - өктәбирдики сот қарарида буш һөкүмитини гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп беришкә буйруған иди. Бүгүнки сот урбинаниң гүәнтанамодики уйғурларни қоюп бериш тоғрисидики қарарини иҗра қилиш яки бикар қилишни көрүп чиқатти. Сотта америка биңһам макачен қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати сәйбин веллит уйғур тутқунларға вакалитән ипадә берип, сотчи урбинаниң уйғур тутқунларни қоюп бериш һәққидики қарарини иҗра қилишни тәләп қилди. Америка әдлийә министирлиқиниң баш адвокати грегори гаррие болса буш һөкүмитигә вакалитән ипадә берип, гүәнтанамодики уйғур тутқунларни америкиға қоюп беришкә болмайдиғанлиқини ейтип, районлуқ федерал сотниң уйғур тутқунларни америкиға қоюп бериш һәққидики қарарини ағдуруп ташлишини тәләп қилди.

Дүшәнбә күнки сотта муназирә қозғиған негизлик мәсилиләрниң бири, сотчиларниң һөкүмәткә гүәнтанамодики тутқунларни америкиға қоюп бериш буйруқи бериш һоқуқи бар - йоқлуқи шундақла америка президентиниң гунаһсиз кишиләрни узун муддәт тутуп туруш һоқуқиниң бар - йоқлуқи иди.

Сотта һөкүмәтниң адвокати грегори гаррие, сотчи урбинаниң 17 нәпәр уйғурни қоюп бериш һәққидики буйруқи униң һоқуқи даирисидин һалқип кәткәнликини, сотниң америка земини сиртидики чәтәлликләрни америкиға елип келиш буйруқи чүшүрәлмәйдиғанлиқини, бу һоқуқниң пәқәт америка президентиға хас һоқуқ икәнликини билдүрди.

Грегори гаррие 3 кишилик сот коллигийисигә бәргән ипадисидә мундақ дәйду": бизниң бу кишиләрни бир җайға орунлаштурғанға қәдәр тутуп туруш һоқуқимиз бар. Бизниң асасий қанунимизда яки қанунлиримизда уларниң америкиға келиши яки бу йәргә қоюп берилиши керәкликигә изаһат берилмигән." Лекин уйғур тутқунларниң адвокати сәйбин виллет, сотчиларниң тутқунларни қоюп бериш буйруқи бериш һоқуқи барлиқини, сотчилар америка алий сот мәһкимисиниң 6 ‏ - айда чиқарған тутқунларниң америка федерал сот мәһкимилиригә әрз қилиш һоқуқи барлиқиға даир қарариға асасән қоюп беришкә буйруялайдиғанлиқини әскәртти. "Әмәлийәт шуки, гүәнтанамодики уйғурларниң баридиған йери йоқлуқи"ни тәкитлигән сәйбин виллет, һөкүмәтниң уларни һәрбий түрмидә уларға бир панаһ җай тепилғанға қәдәр тутуп турса болмайдиғанлиқи, сот коллигийиси һөкүмәтниң әрзини рәт қилишни, сотчи урбинаниң қарарини күчкә игә, дәп һөкүм чиқиришни тәләп қилди.

Сот ахирлашқандин кейин ахбарат саһәсигә баянат берип буш һөкүмитиниң уйғур тутқунлар һәққидики мәйданини тәнқидлигән сәйбин виллет, һөкүмәтниң бу мәсилидики пикри тохтимай өзгирип туруватқанлиқини илгири сүрди. У" биз бурун гунаһсиз кишиләрни 6 йил солап қойсаңлар болмайду, дәп сот мәһкимисигә әрз қилған. Улар бу әрзимизгә гәп тепип берәлмәй тактикисини өзгәртип, биз уларни "дүшмән җәңчиси" дәп тутуп турмайватимиз, деди. Әмди болса уларниң америкиға келәлмәсликидә көчмәнлик салаһийити йоқлуқини баһанә қиливатиду. Әгәр бир адәмниң визиси болмиса уни америкиға киргүзмәслик тоғра. Лекин бир кишиниң пут, қолини кишән - тақақлар билән бағлап айропиланда һәрбий түрмигә әкилип ташлаш, униң башқа чиқиш йоли болмаслиқи, мана булар мәсилиниң зиддийәтлик тәрипидур" дәп көрсәтти.

Лекин дүшәнбә күнки сотта америка әдлийә министирлиқиниң адвокати грегори гаррие буш һөкүмитиниң бу мәйданини ақлап, гүәнтанамодики уйғурларни америкиға киргүзүш көчмәнләр мәсилисигә ятидиғанлиқини, көчмәнләр мәсилиси болса һөкүмәтниң һоқуқи даирисидики мәсилә болуп, гүәнтанамодики уйғурларни сот қарари билән америкиға киргүзүшниң көчмәнләр виза қануниға тоғра кәлмәйдиғанлиқини әскәртти. Сотчилар болса бу тосалғуни йеңиш үчүн тутқунларниң америка вәтән бихәтәрлик министирлиқиға рәсмий илтимас сунушиға тоғра келидиғанлиқини билдүрди. 3 Кишилик сот коллегийә әзаси, сотчи роҗерс ханим мундақ дәйду": улар бу дөләткә кириштин бурун, уларниң көчмәнлик салаһийитини һәл қилиш керәк. Лекин давагәрләр техи бу илтимаста болуп бақмиған."

Бу йил 10‏ - айда америка вашингтон районлуқ федерал сот мәһкимиси гүәнтанамодики уйғурларни қоюп беришкә буйриғандин кейин, америка әдлийә министирлиқи районлуқ федерал сотниң қарарини иҗра қилишни тохтитишни тәләп қилип федерал әрзийәт сотиға сунған әризнамисидә, гүәнтанамодики уйғурлар америкиға қоюп берилсә" америкиниң дөләт бихәтәрлики вә америка пуқралириға тәһдит " дәп агаһландурған иди. Лекин әдлийә министирлиқиниң адвокати грегори гаррие дүшәнбә күнки сотта әдлийә министирлиқиниң әрзидики бу баянларни тилға алмиди. Сотчилар һөкүмәтниң гүәнтанамодики уйғурларни америкиға тәһдит, дәп қарайдиған яки қаримайдиғанлиқини сориған болсиму, лекин у бу суалларға җаваб бәрмиди. Америка криштайн яң қанун мулазимәт ширкитиниң ярдәмчи адвокати нури түркәл буш һөкүмитиниң гүәнтанамодики уйғурларни америкиға тәһдит, дегән баяниниң пут тирәп туралмайдиғанлиқини әскәртиду.

Федерал әрзийәт мәһкимисиниң дүшәнбә күнидики сотида һөкүм чиқирилмиди. Сотниң қарари алдимиздики күнләрдә чиқирилиши мумкин. Адвокатлар әрзийәт мәһкимисиниң пәрһад хузәйфа дилосидики қарари аз кәм 3 айда чиқирилғанлиқини, бүгүнки сотниң қарариға қанчилик вақит кетидиғанлиқини билмисиму, лекин келәр йили 1 ‏ - айниң 20 ‏ - күни америкиниң йеңи президенти барак обама вәзипә тапшурувалғанға қәдәр елан қилиниш еһтимали барлиқини билдүрмәктә. Бүгүнки сот америкиниң йеңи президенти обама тәхткә чиқса гүәнтанамодики тутқунлар лагирини тақайдиғанлиқини җакарлиған мәзгилләрдә ечилди. Лекин көзәткүчиләр, америка федерал әрзийәт соти қандақ қарар чиқиришидин қәтий нәзәр мәзкур делониң америка али сот мәһкимисигә баридиғанлиқини билдүрмәктә.

Гүәнтанамодики уйғурларниң адвокатлириниң бири, сузан бейкир мәнниң ханим мәзкур делониң алий сот мәһкимисигә бериш еһтимали өзлириниң пәризидики мумкинчиликләрниң бири икәнликини билдүрди. Мәнниң ханим мундақ дәйду" : алий сот мәһкимисигә йоллиниш еһтимали пәризимиздики мумкинчиликләрниң биридур. Лекин бу әһвалниң йүз бәрмәсликини үмид қилимиз. Йәнә бир җәһәттә әгәр бу дило алий сот мәһкимисигә барса наһайити яхши бир пурсәт бар, дәп қараймән. Алий сотниң бу мәсилидики қануни һөкүми бар, бу ишларни асанлаштуруши мумкин. Биз йәнә бир қәдәмдә келәр нөвәтлик һөкүмәтниң асасий қанунни қиблинамә қилип, бу мәсилини бир тәрәп қилишини арзу қилимиз."

Мәзкур делониң ахири алий сот мәһкимисигә баридиғанлиқини илгири сүргүчиләрниң ейтишичә, әгәр әрзийәт мәһкимиси буш һөкүмитиниң әрзини тоғра, дәп қарап, сотчи урбинаниң қарарини ағдуруп ташлиса, адвокатлар әрзийәт мәһкимисиниң қарариға етираз билдүрүп, алий сот мәһкимисигә әрз сунуши мумкин. Әгәр әрзийәт мәһкимиси сотчи урбинаниң қарарини тоғра тапса, у һалда һөкүмәтниң алий сот мәһкимисигә әрзийәт мәһкимисиниң қарарини ағдуруп ташлашни тәләп қилип әрз қилиш еһтимали мәвҗүт.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.