Америка соти гуәнтанамодики уйғур мәһбус пәрһат һузәйфа даваси һәққидә һөкүм изаһнамиси елан қилди
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.07.01
2008.07.01

www.supremecourtus.gov
Уйғурларниң бирла дүшмини бар, у болсиму хитай һөкүмити
Изаһнамидин мәлум болушичә, һәрбий сот пәрһат һузәйфаниң шәрқи түркистан ислам һәрикити билән, шәрқи түркистан ислам һәрикитиниң болса вә талибан вә әлқаидә билән мунасивити болғини үчүн дүшмән җәңчиси дәп һөкүм чиқарған. Әрзийәт сотиниң қаришичә, мунасивәтлик қанун өлчәмлири буйичә, дүшмән җәңчиси болуш үчүн 3 шәрт һазирлиниши керәк. Биринчи, талибан вә әлқаидә тәшкилатиға әзаси болуши керәк. Иккинчи, улар билән һәмкарлашқан болуши керәк. 3 - Си болса, америкиға қарита дүшмәнлик нийити болуши керәк.Пәрһат һузәйфа сорақ җәрянида, "мениң вә миллитимниң йәни уйғурларниң бирла дүшмини бар, у болсиму хитай һөкүмити," дәп җаваб бәргән. У бу сөзини сорақ җәрянида көп қетим тәкрарлиған. Америка әрзийәт соти пәрһатниң бу созлири билән биллә униң паалийәтлиридиму америкиға қарши һәр қандақ дүшмәнлик ипадиси йоқ икәнликини баян қилип униң дүшмән җәңчиси икәнликини инкар қилған.
Пәрһат, талибан вә әлқаидә дегән намни аңлап бақмиған
Пәрһат һузәйфа, сорақ җәрянида өзиниң вәтәндин айрилған чеғида афғанистандики торабора ғарини көзләп йолға чиққанлиқини, у йәрдә өзиниң әскирий тәрбийә көргәнликини, өзи тәрбийә көргән һәрбий лагерда қомандан һәсән мәхсумниң йетәкчилик қилғанлиқини баян қилған, әмма у талибан вә әлқаидә дегән намни аңлап бақмиғанлиқини, өзи әскирий тәлим алған лагерни афған һөкүмити һазирлап бәрди дәп билидиғанлиқини баян қилған.Һәрбий сот коллегийиси пәрһат һузәйфаниң қомандан һәсән мәхсумниң йетәкчиликини етирап қилғиниға асасән уни шәрқи түркистан ислам һәрикитиниң әзаси икәнликини муәййәнләштүргән. Һәрбий сот шәрқи түркистан ислам һәрикитиниң талибан вә әлқаидә билән алақиси барлиқиға буш һөкүмити тәрипидин тәйярланған доклатни асас қилған. Бу доклат америка дөләт бихәтәрлик оргини, ташқи ишлар министирлиқи вә дөләт мудапиә министирлиқи тәминлигән мәлуматқа асасланған. Әмма бу һөкүмәтниң мәлуматиму ениқ һөкүм характерида әмәс, пәрәз характерида баян қилинған. Бу мәлуматта һечқандақ пакит көрситилмигән, пәқәт " аңлашларға қариғанда, мәлуматларға асасланғанда" дегәнгә охшаш муҗимәл ибариләр қоллинилған болуп, әрзийәт соти бу доклатта, пакит әмәс пәрәз оттуриға қоюлған болғачқа, доклатни пакит сүпитидә пайдилинишқа болмайду дәп қариған.
"Хитай һөкүмитиниң ш т и һ һәққидики пикирлирини обйектип вә тәрәпсиз дийишкә болмайду"
Һәрбий сот коллегийиси шәрқи түркистан ислам һәрикитиниң америка һөкүмити тәрипидин вә б д т бихәтәрлик кеңиши тәрипидин террорчилар тизимликигә елинғанлиқини, пәрһат һузәйфаниң дүшмән җәңчиси икәнликигә пакит қилған. Америка әрзийәт соти болса, мәзкур икки тизимликниң өзлиригә йетип кәлмигәнликини, техиму муһими, һазирға қәдәр оттурида пакит йоқлуқини баян қилған. Әрзийәт соти шәрқи түркистан ислам һәрикитиниң әлқаидә вә талибан билән болған алақиси вә униң террорчи тәшкилат икәнликигә ат тәйярланған учурларниң тәрәпсиз мәнбәләрдин әмәс, пәқәт бирла мәнбәдин йәни хитай һөкүмитидин елинғанлиқини әскәрткән. Әрзийәт соти шәрқи түркистан ислам һәрикити хитайдин мустәқиллиқ тәләп қиливатқан уйғурлар қурған тәшкилат болғини үчүн, хитай һөкүмитиниң тәшкилат һәққидики пикирлирини обйектип вә тәрәпсиз дәп қобул қилишқа болмайдиғанлиқини, шуңа шәрқи түркистан ислам һәрикитини террорчи дәйдиғанға асас йоқлуқини, пәрһат һузәйфани дүшмән җәңчиси санашқа болмайдиғанлиқини баян қилған.Әрзийәт сот мәһкимисиниң һөкүм изаһнамисидә, хитай һөкүмитиниң узундин бери уйғурларға зулум селип келиватқанлиқи, мәһбусларниң қийин - қистаққа елинғанлиқи, бовақларниң ана қарнида турупла өлтүрүлүватқанлиқи баян қилинған; буниң билән биллә пәрһат һузәйфаниң хитайға қарши җәңчи икәнликини, хитайниң болса, талибанға қарши уруштики иттипақдашлири арисида йоқлуқини тәкитлигән. Әрзийәт соти пәрһат вә әза дәп қаралған шәрқи түркистан ислам һәрикитиниң америкиғила әмәс, америкиниң иттипақдашлириғиму дүшмәнлик ой вә һәрикити болмиғини үчүн, һәрбий сот коллигийисиниң һөкүмини инкар қилғанлиқини баян қилған.