Америка уйғурлири бирләшмиси йеңи йилни күтүвалди
2013.01.01

Уйғур миллий нахша -музикилири ичидә өткүзүлгән кона йилни узитип йеңи бир йилни күтүвелиш көңүл ечиш паалийитигә пайтәхт вашингтон әтрапидики виргинийә, марйланд штатлири һәмдә ню-йорк, невҗерсий вә башқа җайлардин кәлгән чоң -кичик болуп 300 әтрапида уйғур қатнашти.
Миладийә 2012-йилини узитип, 2013-йилини күтүвелиш паалийитигә риясәтчилик қилған америка уйғурлири бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф әпәнди көпчиликниң йеңи йилини тәбриклиди шуниңдәк көпчиликниң йеңи 2013- йилида көзлигән мәқсәтлириниң әмәлгә ешиши, ишлириниң оңушлуқ, тәнлириниң саламәт болушини тилиди. Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимму мурасимға келип, көпчилик билән дидарлишип, йеңи йилни тәбриклиди.
Миладийә 2013-йилини күтүвелиш мурасимида яш-өсмүрләрниң паалийәтлиригиму алаһидә әһмийәт берилди. Һәвәскар нахшичи җунәйдин салаһидин өзиниң муңлуқ “ уйғур қизи” намлиқ нахшиси билән көпчиликниң көңлини һаяҗанландурди. яш талантлиқ уссулчилар өзлири тәйярлап кәлгән миллий усуллирини иштиракчиларниң һузуриға сунди. Болупму, өсмүрләрниң бирликтә ойниған шох усуллири һәммини сөйүндүрди.
Зияритимизни қобул қилған алим сейитоф әпәнди бу қетимқи йеңи йил паалийитиниң өткән қетимқидин мәлум дәриҗидә пәрқлиқ өткүзүлгәнликини, йәни яшларниң паалийәтлиригә көпрәк әһмийәт берилгәнликини билдүрди.
Америка уйғурлири бирләшмисиниң муавин рәиси илшат һәсән әпәнди бу қетимқи паалийәтниң наһайити көңүллүк болғанлиқи һәмдә буниң үчүн идарә һәйитиниң хели вақит тәйярлиқ қилғанлиқини тәкитлиди. Илшат һәсән әпәнди сөзидә йәнә, америка уйғурлири бирләшмисиниң 2013-йили бир қатар паалийәтләрни өткүзүшкә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқи, йәни, ғулҗа, барин, үрүмчи вә башқа җайларда йүз бәргән вәқәләрни хатириләп, қурбанларни әсләш паалийәтлириниму күчәйтидиғанлиқи, шуниңдәк йәнә 12-ноябир шәрқий түркистан җумһурийәт күни паалийитигиму әһмийәт берип, яш әвладларға қаритилған өз миллитиниң шанлиқ өтмүш -тарихи, мәдәнийити вә миллий һәм диний кимликини күчәйтиш тәрбийилиригиму әһмийәт беридиғанлиқини әскәртти.
Бу қетимқи йеңи йилни күтүвелиш паалийитиниң ләззәтлик уйғур таамлири йеқимлиқ уйғур музикилири билән бирлишип, кишиләргә һузур беғишлиди.