Америка уйғурлири рамизанни көңүллүк өткүзмәктә
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.09.04
2008.09.04

AFP Photo
Америка қошма шитатлирида йәрлик һәм дуняниң һәр қайси җайлиридин келип яшаватқан мусулманлар сәккиз милйон 300 миңдин ашиду. Америкидики ислам җәмийитиниң тор бетидә берилгән учурға асасланғанда, америкиниң һәр қайси шитатлирида қурулған мәсчитләрниң сани һазир 843 кә йәткән, униңдин башқа 165 ислам мәктәплири, 426 мусулманлар җәмийәтлири һәмдә 89 хилдики ислам нәшр боюмлири, учур вастилири бар болуп, мусулманларниң етиқад әркинликигә һөрмәт қилған асаста етиқад һәм иҗтимаий паалийәтлиригә кәң шараитлар яритилған.
Йәттә қитә, нәччә йүз дөләттин кәлгән, төт хил ирқ, нәччә йүзлигән милләтләрдин тәшкилләнгән америка мусулманлар җәмийити дуняниң һечқандақ җайиға охшимайдиған бир рәңдар җәмийәт, шуңа америка мусулманлири миллий яки ирқ айримичилиқтин хали һалда интайин өм бир җамаәт болуп тәшкилләнгән.
Җүмлидин америкида яшаватқан уйғур мусулманлириму, америкидики мусулманларға охшаш бу хил диний әркинлик һәм қолай шараитлиридин бәһриман һалда яшап кәлмәктә.
Рамизан ейи башлиниши билән америкидики мусулманлар җәмийити алаһидә җанланди. Нөвәттә америкидики барлиқ мәсчитләрдә, ислам җәмийәтлиридә һәр күни трави намазлири, тәблих, иптар паалийәтлиригә охшаш рамизанлиқ алаһидә паалийәтләр давам әтмәктә. Биз америкидики уйғурларниң рамизандики етиқад һәм иҗтимаий паалийәтлири һәққидә мәлумат елиш үчүн алди билән америкидики мусулманларниң йигирмә пирсәнттин көпрәки яшаватқан калифорнийә штатида олтурушлуқ уйғур, такси шопури әркин һаҗимни зиярәт қилдуқ.
Нюйорк шәһири дунядики әң чоң ават шәһәр болуп, нопуси йигирмә төт милйонға йетиду. Буниң арисида мусулманлар нопуси сәккиз йүз миңдин ашиду. Бу аҗайип һәйвәтлик шәһәрниң җиддий һаят қайнимидиму уйғурлар бар. Биз түркийидин нюйоркқа келип йәрләшкән уйғур тиҗарәтчи иминҗанни зиярәт қилдуқ.
Пайтәхт вашингтон һәм униң қошниси вирҗинийә шитати америкида яшаватқан уйғурлар әң көп олтурақлашқан җайлар һесаблиниду. Биз бу райондики уйғурларниң рамизанлиқ һаяти паалийәтлири һәққидә мәлумат елиш үчүн америкиға йәрләшкинигә он йиллар болған ғәйрәт сидиқ әпәнди билән сөһбәтләштуқ.