Түркийә мәтбуатлири америка-хитай мунасивәтлири һәққидә
2012.11.26
2020-Йилғичә америка уруш парахотлириниң йүздә 60% пирсәнти асия тинч окянға орунлишиду, сәвәби хитайниң тиз сүрәт билән заманиви қораллар билән қораллинишиға қарши туруш вә дуняниң биринчи күчи салаһийитини сақлап қелиштин ибарәт.
Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, америка уруш парашутлири асия тинч окянға қарап йүрмәктә. 2020-Йилиғичә америка уруш парахотлириниң йүздә 60% пирсәнти асия тинч окянға орунлишидикән, дуняниң башқа районлиридики қошунлири чекинидикән, көзәткүчиләр буни пәнтагонға нисбәтән хитайниң тиз сүрәттә қораллинишиға қарши бир җаваб икәнликини илгири сүрди. Бейҗиң даирилири болса америкиниң асия тинч окяндики паалийәтлирини, хитайни муһасиригә елишқа оруш, дәп қарайдикән.
Түркийидә чиқидиған “вәтән” гезитидә елан қилинған бир мақалидә, гериманийилик ташқи ишлар комитети, хитай ишлири мутәхәссиси профессор еберһард мундақ дәйду: “хитай игилик һоқуқ дава қиливатқан җәнубий деңизда тиҗарәт йоли бар, америкиму бу йәрдики мәнпәәтлирини қоғдашни халайду, америка хитайға қошна дөләтләрни болупму тәйвәнни қоғдашни мәқсәт қилиду, бу мәсилә пәқәт һәрбий истратегийә мәсилиси әмәс, әлвәттә иқтисади имтиязниң тәсири бар, нәтиҗә етибари билән һәр икки дөләткә нисбәтән муһим болғини өз дөләтлириниң иқтисадини күчәйтиш”.
Мақалида билдүрүшичә, хитайниң пул бирими мәһсулат експорт қилишта тәләп қилиниду, шу сәвәбтин америкилиқлар йүәнниң қиммитини өстүрүшни тәләп қилиду. Америкиниң хитайға әң көп қәрзи бар, 1 тирилйон доллардин артуқ қиммитидә дөләт зайомлири билән хитай дөләт банкиси америкиға әң көп қәрз бәрди. Бу һадисә бир күч дәп қаралған болсиму хитайлар буниңдин һеч қандақ пайда алалмиди. Қиммәтлик қәғәзләрниң көп миқдарда сетиши америкини бесим астиға елиш вәзийәттә болсиму америка дөләт заюмлириниң қиммити төвәнлиши хитайни көп зиянға учритиду.
Профессор еберһард, хитай-америка мунасивәтлири тоғрисида мундақ дәйду: “ғәрб иқтисади күчниң коммунист һакимийәткә бағлинип қелиши дуня тарихида һәйран қаларлиқ бир иш, әқил қобул қилмайдиған бир иш. Әмма нәтиҗә етибари билән бәлки америка вә хитай һәр икки күч бир-биригә еһтияҗлиқ, шу сәвәбтин һәр икки дөләтниң мәнпәәтлиригә зит болғанлиқи үчүн қаршилашмастин вашингтон бейҗиң билән һәмкарлиқ ичидә хизмәт қилиш керәк, пәнтагонму уруш қилиш нийитигә хатимә бериши керәк.
Түркийә истратегийә тәтқиқат идарисиниң асия-тинч окян бөлүми башлиқи доктор сәлҗуқ чулақ оғли, хитай дунядики биринчи күч әмәс биринчи иқтисади күч болушни көзләйдиғанлиқини ипадилиди.
Сәлчуқ чулақ оғли мундақ деди: “йеқинқи 10 йилда гериманийә вә японийиниң алдиға өтүп иккинчи чоң иқтисади күчкә айланған хитайниң әмәлдарлири вә көзәткүчиләрниң пикир-қарашлириға қарайдиған болсақ, хитай кәлгүси 10 йилда дунядики иқтисади җәһәттә биринчи күч болушни асас нишан қилидиғанлиқини, дунядики биринчи сиясий күч болуш нишанини тилға алмиғанлиқини билдүрди. Әлвәттә хитайниң сиясий мәқсәтлири бар, иқтисади мәқсәтлириму бар, әмма хитай һәммидин бәкрәк иқтисади мәқсәтлирини асас орунға қойиду, болупму хитайлар, өзлириниң дуняниң иккинчи иқтисади күчи болсиму йеңи бир супәр күч йәни биринчи күч намзати болуш вә пүтүн дунядики дөләтләр билән, әтрапидики дөләтләр билән тинчлиқ бир шәкилдә яшашни халайдиғанлиқини тилға алиду әмма өзлириниң асаси мәқситиниң биринчи болуп иқтисад икәнликни көп тәкитләйду”.