Америка хитайни ' 4 - июн вәқәси' дә өлгән вә из - дерәксиз йоқалғанларниң тизимликини елан қилишқа чақирди
Мухбиримиз әркин
2009.06.04
2009.06.04
CNN
Шу күни америка дөләт мәҗлисидә тйәнәнмин вәқәсигә беғишлап, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
4" - Июн вәқәси" ниң 20 йиллиқи һарписида дуняниң һәр қайси җайлиридики димократик хитайлар түрлүк паалийәтләрни уюштуруп, мәзкур вәқәни хатириләватқан бир мәзгилдә , америка һөкөмити хитайниң 1989 - йили йүз бәргән бу вәқәгә аит сирларни ашкарилишини тәләп қилди. Бу тәләп америка ташқи ишлар министири һилларий клинтон ханимниң чаршәнбә күни елан қилған мәзкур вәқә тоғрисидики баянатида тәкитләнгән.
Клинтон ханим язма баянатида хитай даирилирини 4" - июн вәқәси" дә өлгән, қолға елинған вә из - дерәксиз йоқалған кишиләрниң тизимликини елан қилишқа чақириду. Кишиләрни"хитай даирилириниң тйәнәнмин мәйданидики намайишни бастурғанлиқиниң 20 йиллиқи хатирә күни бу трагидийилик вәқәдә өлгән йүзлигән гунаһсиз кишиләрни хатириләш"кә үндигән клинтон ханим, "хитай иқтисади зор илгирләшкә еришти шундақла йәр шаридики тегишлик рәһбәрлик орниға еришиватиду. Шуңа өтмүштики бәзи зулмәтлик вәқәләр билән йүзлишиши лазим. Өлтүрүлгәнләр, қолға елинғанлар вә из - дерәксиз йоқалғанларниң тизимликини елан қилип, тәҗрибә - савақни қобул қилиш, азап - оқубәтни йәңгиллитишкә йәткили болиду" дегән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң ярдәмчи министири филип кровлей шу күни ташқи ишлар министирлиқиниң күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида клинтон ханимниң 4" июн " тоғрисидики баянатиға изаһат берип, клинтонниң хитай билән болған мунасивәтләрдә кишилик һоқуқни үзлүксиз тәкитләп келиватқанлиқини, лекин хитай даирилириниң тарихй савақни йошурмай униң билән йүзлишишкә тәйяр туруши керәкликини билдүрди.
Кровлей мундақ дәйду": биз хитайниң тарихни йошурмай униңдин савақ елишқа тәйяр турушини көрүшни халаймиз. Биз бу һәптидә көргән бәзи хәвәрләрдики бәзи хитайларниң буниңдин 20 йил бурун немә вәқә йүз бәргәнликидин хәвәрсиз икәнлики диққәт қилишимизға әрзийду. Бу әһваллар хитайниң чоң дөләт болуш салапитигә уйғун әмәс."
Клинтон ханим 4" - июн" тоғрисидики баянатида йәнә, бейҗиң даирилирини хитай түрмилиридики тйәнәнмин вәқәсигә мунасивәтлик мәһбусларни қоюп беришкә чақирип, "бу хатирә йили хитай даирилиригә йәнә бир пурсәтни ата қилди. Даириләр бу пурсәтни ғәнимәт билип 1989 - йилдики 4 - июн вәқәси сәвәби қамаққа елинғанларни қоюп берәләйду" дегән.
Кровлей ташқи ишлар министирлиқидики ахбарат елан қилиш йиғинида йәнә, хитайниң 20 йилниң алдидики хитай әмәсликини, хитайда илгириләш дейишкә болидиған бәзи өзгиришләрниң йүз бәргәнликини тәкитлигән.
Филип кровлейниң хитайда йүз бәргән өзгириш һәққидики сөзи пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисиниң алдидики йиғинда 89 - йилдики оқуғучилар рәһбири ваң дәнниң тәнқидигә учриди. Ваң дән мундақ дегән":ғәрблик нурғун рәһбәрләр вә тәйвән президенти ма йиңҗю җуңго рәһбәрлирини 20 йилниң алдидики рәһбәрләргә охшимайду, дәп қарайду. Баянатчиниң сөзи уларниң хаталишиватқанлиқини көрсәтти. Җуңго коммунистик партийиси қилчилик өзгәргән әмәс." Ваң дән хитай демократлириға вакалитән елан қилған йиғиндики баянатида кишиләрни хитайда демократийини илгири сүрүшкә чақирған иди.
Америка дөләт мәҗлисиниң алдидики йиғинға авам палата рәиси нәнси пелуси, дөләт мәҗлисидики бир қисим әзалар, уйғур рәһбири рабийә қадир ханим, тибәтләр, демократик хитайлар қатнашқан.
Клинтон ханимниң хитай кишилик һоқуқ мәсилисидики ипадиси илгири америка дөләт мәҗлисидики бәзи әзаларни вә кишилик һоқуқи тәшкилатлирини үмидсизләндүргән. Униң бу йил 2 - айдики хитай зиярити һарписида "кишилик һоқуқ америка билән хитайниң иқтисади кризис вә һава климати саһәсидики һәмкарлиқиға тосалғу болмаслиқи керәк" дегән сөзи тәнқидләнгән иди.
Кровлей чаршәнбә күнки баянатида клинтонниң кишилик һоқуқни америка - хитай мунасивәтлиридики түпки амилларниң бири, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән. У " әгәр сиз америка - хитай мунасивәтлиригә кәң даирилик қарисиңиз, клинтон ханимниң кишилик һоқуқни хитай билән болған мунасивәтләрдики түп мәсилә, дәп қарайдиғанлиқини байқайсиз. Әмәлийәттики бизниң хитай билән болған пүтүн мәсилимиз кишилик һоқуққа мунасивәтлик. Һава климати, пуқраларниң пакиз су ичиш, пакиз һавада нәпәс елиш һоқуқи дегәнләр кишиләрниң хәлқара тәбиий һоқуқидур"дәйду.
Хитай демократлириниң пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлиси алдидики йиғинда елан қилған баянатида йәнә мундақ дейилгән":биз җуңгониң үмиди җуңго хәлқиниң өзиниң тиришчанлиқида шундақла сияси ислаһларда икәнликигә ишинимиз."
Клинтон ханим баянат елан қилған күнниң әтиси хитай америка тәрәпниң тизимлик һәққидики чақириқини рәт қилди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси чин гаң"партийә вә һөкүмәт 1980 - йилларда йүз бәргән бу сияси вәқәгә өз баһасини берип болди," дегән.