Фәрух: “ана тилим мени хитайлишиштин сақлиди”

Уйғурларниң өз ана тилини қәдирләш еңиниң ойғиниши, қош тиллиқ маарип сияситигә болған наразилиқиниң күчийишигә әгишип хитайму мас һалда өзиниң уйғур вә башқа милләтләргә қоллиниватқан қош тиллиқ маарип намидики хитайчилаштуруш маарип сиясити һәққидики тәшвиқатлириниң салмиқини ашурмақта.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.01.10
qosh-til-doska Қош тиллиқ мәктәптики уйғур оқуғучиларниң доскиға чиқип хәт йезиватқан көрүнүши. 2006-Йили 13-өктәбир, хотән.
AFP

Әмма мәлумки, қош тиллиқ маарип сияситиниң маһийитиниң ассимилятсийә қилиш икәнлики уйғурлар бирдәк тонуп йәткән бир мәсилә.

Хитайчилаштуруш маарип сияситиниң тәсиригә учриған, йеқинда америкиға кәлгән фәрух бу нуқтини өзиниң толуқ оттуридин башлап қош тил маарипини қобул қилиш җәрянида тонуп йәткәнликини һәмдә ана тилиға пишшиқ болғачқила өзиниң хитайлишиштин сақлинип қалғанлиқини баян қилиду.

Юқиридики аваз улинишидин, фәрухниң ана тилини, өзини издәш һекайисини, униң мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитидин аңлайли.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.