Уйғур ана тили маарипиниң чиқиш йоли нәдә?


2006.07.26

CHINA_XINJIANG_EDUCATION_46.jpg
Корлидики мәлум мәктәптики уйғур оқуғучилар хитайчә дәрс алмақта. AFP

Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң 24 - июл елан қилишичә, бу йил уйғур елидики оқуш пүттүргәнләрниң 50% и ишқа орунлашқан болуп, бу уйғур елидә оқуш пүттүргәнләрниң ишқа орунлишиш нисбитиниң бултурқиға қариғанда 13% өрлигәнликини көрситидикән. Шундақла бу йил оқуш пүттүргән аз санлиқ милләт оқуғучилириниң 35. 7% Ишқа орунлашти дәп көрситилгән.

Тәшвиқат вә әмәлийәт

Гәрчә уйғур елидики маарип һәмдә һөкүмәт даирилири һәр йилидикигә охшаш бу йилму оқуш пүттүргәнләрниң ишқа орунлишиш нисбитиниң бултурқидин юқири көтүрүлгәнликини көрситип статистикилиқ санлиқ мәлуматлар билән тәшвиқат елип бериватқан болсиму әмма, уйғурлар бу статистикилиқ санларниң уйғурларниң ишқа орунлишиш әмәлий әһвалини көрситип берәлмәйдиғанлиқини, уйғурларға иш пурситиниң тәгмәйватқанлиқини, болупму уйғур ана тилида мәктәп пүттүргәнләрниң чиқиш йоли тапалмайватқанлиқини инкас қилмақта.

Хотәндә уйғур пидагогика кәспидә оқуш пүттүрүп, хизмәт күтүватқиниға үч йил болған бир уйғур қиз өзиниң оқутқучи болуш арзусиниң барлиқини әмма, нөвәттә хитай һөкүмитиниң қош тил маарипи сиясити билән уйғур оқутқучиларниң хитай тили сәвийисигә алаһидә юқири тәләпләр қоюлуватқачқа өзигә охшаш уйғур тилида мәктәп пүттүргәнләрниң хизмәт тепиши йәниму тәслишиватқанлиқини билдүрди.

Бир йеза муәллиминиң ана тил һәққидә ейтқанлири

Уйғурларниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә хитайчилаштуруш маарипини барғанчә күчәйтип елип бериши билән тәң, уйғур ана тилида маарип қобул қилғанларға иш тепишни мүшкүлләштүрүши, нөвәттә уйғурларни хитайчә маарип қобул қилишқа мәҗбур қиливатқан болуп буниң билән әслидинла тәрәққий қилдурулмайватқан уйғур ана тил маарипиниң чиқиш йоли тараймақта икән. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған бир йеза оқутқучиси өзиниңму пәрзәнтлирини хитай мәктипигә бәргәнликини билдүрди. У хитай тилини ана тили дәп тәбир бәрди. Бу йеза муәллими гәрчә уйғур мәктипидә уйғур тилида дәрс бериватқан муәллим болсиму әмма, дөләт тили билән ана тилниң пәрқигә нисбәтән өзидиму тоғра чүшәнчә йоқ икән. Бәлким бу кичиккинә мисал уйғур ана тили маарипиниң қайси йолға қистиливатқанлиқини көрситип бәрсә керәк.

Уйғурлар һәрхил бесимлар түпәйли хитай тилида оқутушни таллимақта

Нөвәттә уйғур маарипиниң барғанчә хитайчилаштурилиши һәмдә җәмийәттә уйғур ана тилида мәлумат алғанларға чиқиш йолиниң тар болуши, буниңға әгишип уйғурларда келип чиқиватқан уйғур ана тили маарипиға қарита үмидсизлик кәйпияти ата ‏- аниларни пәрзәнтлирини өзлигидин хитайчә мәктәпләргә беришкә мәҗбурлаватқан болуп, уйғур зиялийлири бу хил зәнҗирсиман яман сүпәтлик айлинишниң уйғур маарипини паләч һаләткә чүшүргәндин башқа, уйғур тили вә мәдәнийтиниң сақлиниши һәмдә тәрәққиятиғиму зор тосқунлуқ елип келидиғанлиқидин әндишә қилмақта.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири болса, уйғур зиялийлири әндишә қиливатқан ана тилниң чиқиш йоли тапалмаслиқ мәсилисиниң, дәл хитай һөкүмитиниң уйғурларни мәдәний маарип җәһәттин асимилятсийә қилишни мәқсәт қилған сиясәтлириниң нәтиҗиси икәнликини көрсәтмәктә. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.