Хитай 2010-йиллиқ ақ ташлиқ китабида гуманларни йоқитишқа тиришти

Хитайниң 2010-йиллиқ дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабида хитай дөләт мудапиәсиниң мәқсити, вәзиписи вә шундақла һәрбий расхотлириниң ишлитилиш орни һәққидә мәлуматлар берилгән.
Мухбиримиз ирадә
2011.04.04

Китабта йәнә хитай армийисиниң тәйвән мустәқилчилики, шәрқий түркистан вә тибәт мустәқилчиликини тәрғиб қилидиған бөлгүнчи күчләргә қәтий зәрбә берилидиғанлиқи алаһидә баян қилинған.

Хитай дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин һәр икки йилда бир қетим елан қилинидиған хитай дөләт мудапиәси ақ ташлиқ китабиниң бу йил 7-қетим елан қилиниши болуп, китабта хитай дөләт мудапиәсиниң асасий мәқсити, район вә дуня характерлик мәсилиләрниң хитайниң дөләт мудапиәсигә көрситидиған тәсирлири һәққидики чүшәнчиләр баян қилинған. Ақ ташлиқ китабта “нөвәттики дуня вәзийитидә мәйданға келиватқан чоңқур вә мурәккәп өзгиришләр хитайниң хәвпсизлик җәһәттә учраватқан риқабитини техиму мурәккәпләштүрүвәтти вә қийинлаштурувәтти” дейилгән. Униңда, хитайниң йеңи дәвр дөләт мудапиәсиниң асасий мәқсити вә нишани дөләтниң игилик һоқуқини қоғдаш, бихәтәр тәрәққиятиға капаләтлик қилиш, җәмийәт муқимлиқиға капаләтлик қилиш, дөләт мудапиәси вә армийиниң заманивилишиш қурулушини илгири сүрүш, дуня тинчлиқини қоғдаш дәп көрситилгәнниң сиртида йәнә, хитай армийисиниң тәйвән мустәқиллиқиға қарши туридиғанлиқи, шәрқий түркистан вә тибәт мустәқилчилиригә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқиму алаһидә тәкитләнгән.

Америка билән хитай арисидики һәрбий сөһбәт америкиниң тәйвәнгә 6 милярд доллар қиммитидә қорал сетип беришни қарарлаштуруши нәтиҗисидә тохтап қалған иди. Ақ ташлиқ китабта бу мәсилә тилға елинған болуп, америка хитай билән тәйвәнниң мунасивитигә бузғунчилиқ қилиш билән әйибләнгән. Америкиниң районда елип бериватқан башқа паалийәтлириму хитайни биарам қиливатқан болуп, ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ақ ташлиқ китабта бу һәқтә мундақ дейилгән:
“гәрчә дөлитимиз қораллиқ ихтилаплардин йирақ туруп, барлиқ күчини иқтисадни тәрәққий қилдурушқа қаратмақчи болсиму, әмма районда түрлүк риқабәтләр баш көтүрүп чиқишқа башлиди. Буларниң көпинчиси америка вә униң иттипақдашлири вә шундақла бу дөләт армийилириниң асиядики һәрбий күчлири билән мунасивәтлик.”

Ақ ташлиқ китабта йәнә, америкиниң асия-тенч окян районидики тәсири үстидә: асия-тенч окян истратегийилик районида наһайити чоңқур өзгиришләр мәйданға кәлмәктә. Чоң күчләр райондики тәсир күчини ашурмақта, америка қошма штатлири өзиниң райондики һәрбий иттипақдашлириға қиливатқан ярдәмни ашуруп, район характерлик мәсилиләргә көп арилишивалидиған болди. Асия-тенч окян райониниң вәзийити барғансери мурәккәп вә өзгиришчан бир түс елишқа башлиди, дейилгән.

Китабта оттуриға қоюлған йәнә бир мәзмун болса, хитайниң һәрбий расхоти билән мунасивәтлик болуп, хитайниң күнсайин ешип бериватқан һәрбий расхоти вә һәрбий ишларда очуқ-ашкара болмаслиқи америка башлиқ ғәрб әллирини вә шундақла хитайниң қошна дөләтлирини изчил гуманға селип кәлгән амилларниң бири. Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң сериқ деңиз асминида давамлиқ тик учарлирини ишқа селиши вә техника кемилирини чиқирип, чарлаш елип бериши хитайниң сериқ деңиз әтрапидики қошнилирини биарам қиливатқан болуп, нәтиҗидә бу хитайниң қошна дөләтлириниң америкиға йеқинлишишиға сәвәб болмақта икән. Бирләшмә агентлиқиниң баянат қилишичә, хитай бу нөвәт мана бу нуқтиға алаһидә диққәт қилған болуп, бу йиллиқ ақ ташлиқ китабта һәрқайси әлләрниң хитайниң һәрбий расхоти һәққидики гуманлирини йоқитишқа вә шундақла америка билән яхши һәрбий мунасивәт орнитишни арзу қилидиғанлиқидәк нуқтини гәвдиләндүрүшкә тиришқан. Йәни, китабта хитайниң башқа дөләтләр билән һәрбий җәһәттики ишәнчни ашуруш үчүн хитай армийисиниң башқа дөләт армийилири билән 44 қетим қуруқлуқ вә деңизда һәрбий мәшиқ елип барғанлиқини баян қилған. Шундақла хитайниң башқа дөләтләр билән ядро қорали мусабиқисигә чүшмәйдиғанлиқини билдүргән.

Ақ ташлиқ китаб елан қилинған күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси бу һәқтә қайта тохтилип, хитайниң тинчлиқ билән тәрәққий қилиш сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини, хитай армийисиниң һәргиз қошна дөләтләр билән зитлашмайдиғанлиқини, қанчилик қудрәт тепишидин қәтийнәзәр һәрбий кеңәймичилик қилмайдиғанлиқини қайта-қайта тәкитлигән.

Хитайниң бу мәсилини қайта-қайта тәкитләп кетишидики сәвәбму ақ ташлиқ китабта мәлум болған болуп, униңда хитайниң һәрбий расхотлириға болған гуман қошна дөләтләрдә хитайға болған қаршилиқни күчәйтмәктә, дәп баян қилинған

Әмма, хитайниң бу йиллиқ ақ ташлиқ китабидин мәлум болушичә, хитайниң 2011-йиллиқ һәрбий расхоти 601 милярд йүән дәп елан қилинған болуп, бу бултурқи 530 милярд йүәндинму ешип кәткән. Гәрчә ақ ташлиқ китабта һәрбий расхотларниң ишлитилиш орни асаслиқ һәрбий хадимларниң турмуш хираҗити, һәрбий мәшиқләрниң изчиллиқиға капаләтлик қилиш вә һәрбий лавазимәтләр дәп көрситилгән болсиму, әмма мутәхәссисләр хитайниң ақ ташлиқ китабидики һәрбий расхотларниң ишлитиш орниға берилгән изаһатни анчә ишәнчлик дәп қаримиған. Бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, нурғунлиған мутәхәссисләр хитайниң һәрбий расхотлириниң һөкүмәт елан қилған рәқәмдин көп юқирилиқиға ишинидикән.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, китаб гәрчә хитайниң һәрбий җәһәттин зорийишиға болған гуманларни азайтишни мәқсәт қилған һалда елан қилинған болсиму, әмма китабта оттуриға қоюлғанлар йәнила хитай һәққидики гуманларни түгитиш үчүн йетәрлик болмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.