19 - Авғуст ақсу партлаш вәқәсидин кейин уйғур районида бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилди
Мухбиримиз миһрибан
2010.08.30
2010.08.30

http://articles.latimes.com Дин елинди.
Радиомиз уйғур елиниң қәшқәр вә или қатарлиқ җайлиридин игилигән учурлардин мәлум болушичә, ақсуда вәқә йүз берип узун өтмәй, җайларда қатнаш қорали бар пуқраларниң шопурлуқ кинишкиси қайтидин тизимға елинип, йезилардин шәһәрләргә киргән йолучиларниң кимлики қаттиқ тәкшүрүлүшкә башлиған.
Қәшқәр тәвәсидин зияритимизни қобул қилған бир ханимниң билдүрүшичә, һазир уларниң йезисида яшлар әгәр кимлики болмиса һеч йәргә баралмайдикән. Болупму 19 - авғуст ақсуда йүз бәргән партлаш вәқәсидин кейин, һәрқайси қатнаш түгүнлиридә йолучиларниң кимлики вә нәрсә -керәклири қаттиқ тәкшүрүлүшкә башлиған.
Бу ханим йәнә, йезиларға орунлаштурулған бихәтәрлик хадимлири вә уларниң вәзиписи һәққидә тохталди. Униң билдүрүшичә, уларниң йезисида һәр бир мәһәллигә бирдин чарлаш хадими қоюлуп, улардин мәһәллидики гуманлиқ кишиләрни юқириға мәлум қилиш тәләп қилинмақта икән.
Радиомиз, или тәвәсидики йезиларға телефон қилиш арқилиқ, или районидиму бихәтәрлик тәдбирлири көпәйтиливатқанлиқи һәққидики инкасларни игилидуқ. Ғулҗа наһийисидики бир деһқанниң билдүрүшичә, һазир наһийидин шәһәргә кирмәкчи болған кишиләрниң кимлики йолдики чарлаш сақчилири тәрипидин бир туташ йиғивелинип тәкшүрүлгәндин кейин, андин уларниң шәһәргә киришигә йол қоюлидикән.
Бу деһқан йәнә, уларниң йезисиға һазир мәхсус бихәтәрликни сақлаш үчүн юқиридин кадирларниң кәлгәнликини, уларниң асасән йезиға сирттин кәлгән меһманларниң әһвалини өй - өйгә кирип тәкшүрүп туруш һәм йезидики гуманлиқ әһвалларни юқириға мәлум қилишқа мәсул икәнликини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, шәрқий түркистанда давамлишиватқан, уйғурларға қаритилған бу хил қаттиқ тәкшүрүш "19 - авғуст ақсу вәқәси" дин кейинла йолға қоюлуватқан болмастин, бәлки бултур "5 - июл үрүмчи вәқәси"дин башлапла уйғурларға қаритилған омумйүзлүк әһвал икән.
Дилшат ришит сөзидә, хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан бу хил қаттиқ тәкшүрүшниң әмәлийәттә хитай өзи қол қойған хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисигә хилап икәнликини, буниң уйғурларниң һәқ - һоқуқлириға қилинған һақарәт икәнликини илгири сүрүп, хитай һөкүмитини әйиблиди.
Уйғур ели вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, бултур "5 - июл үрүмчи вәқәси"дин кейин, хитай һөкүмәт даирилири дуня җамаәтчиликигә "уйғур аптоном районида вәзийәт әслигә кәлди, иқтисадни тәрәққий қилдуруш арқилиқ районда узун муддәтлик әминликкә капаләтлик қилимиз" дәп җакарлиған болсиму, лекин 19 - авғуст ақсуда йүз бәргән һуҗум қилиш вәқәси уйғур ели вәзийитиниң йәнила тинчсиз икәнликини көрситидикән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.