Хәлқара ахбарат вастилири муназирә мунбири йиғини башланди

6 ‏ - Айниң 2 - күни германийиниң бон шәһридә "хәлқара ахбарат вастилири муназирә мунбири" йиғини башланған. Бу йиғинни "германийә долқунлири радиоси" уюштурған болуп, йиғинға 90 дөләттин кәлгән 800 дин артуқ ахбарат хадимлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири қатнашқан.
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.06.03

"Германийә долқунлири радиоси" ниң тунҗи нөвәтлик бу дуняви йиғинида кишилик һоқуқ мәсилиси вә ахбарат әркинлики мәсилиси нуқтилиқ һалда музакирә қилинған.

Ахбарат вастилирини тенчлиқ үчүн хизмәт қилдуруш

Германийә долқунлири радиосиниң 6 ‏ -  айниң 3 ‏ -  күнидики " хәлқара ахбарат вастилири муназирә мунбири йиғинида бейҗиң олимпики муназирә қилинди" намлиқ хәвиригә асасланғанда, бу қетимқи йиғинда йәнә, қандақ қилғанда ахбарат вастилирини зораванлиқни чәкләп, тенчлиқ бәрпа қилиш үчүн хизмәт қилдурғили болидиғанлиқи музакирә қилинған һәмдә хитай ахбарат вастилириниң бейҗиң олимпики мәзгилидә хитайдики ахбарат әркинликини әмәлгә ашуралайдиған ‏ -  ашуралмайдиғанлиқи, кишилик һоқуқ мәсилисини яхшилашқа түрткә болалайдиған ‏ -  болалмайдиғанлиқи муһим темилар қатарида талаш ‏ -  тартиш қилинған. Үч күн давамлишидиған бу йиғинға германийә юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлири вә кишилик һоқуқ органлириниң мәсуллириму иштирак қилған.

Йиғинда германийә долқунлири радиосиниң мудири бетман әпәнди сөз қилип, ахбарат вастилири билән иҗтимаий җәмийәтниң мунасивити немә? 8 ‏ -  айда чиқирилидиған бейҗиң олимпик мусабиқиси ахбарат әркинлики, кишилик һоқуқ вә муһит саплиқиниң әмәлгә ешишиға түрткә болаламду? дегән соалларға җаваб берип өткән. У сөзидә, хитай һөкүмитиниң хитайдики йәр тәврәш вәқәсиниң хәвирини ашкарилашта иҗабий қәдәм басқанлиқини, буни хитайниң ахбарат әркинлики мәсилисидә яхши бир сигнали дәп қарайдиғанлиқини билдүргән һәмдә хитайниң 2008 ‏ -  йиллиқ олимпик мәзгилидә, мухбирларға нисбәтән кәң әркинлик бериши мумкинликини қияс қилған.

Олимпик хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини өзгәртәлмәйду

Әмма германийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мутәхәссиси рок әпәнди болса, тамамән охшимайдиған көз қаришини оттуриға қойған. У сөзидә, 2008 ‏ -  йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиниң хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә дегәндәк тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини тәкитлигән. Шундақтиму, өзиниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш тәрәпдари әмәсликини, 2008 ‏ -  йиллиқ олимпик мусабиқисиниң хитайға берилгәнликиниң яхши иш болғанлиқини, бу сәвәблик дуняниң диққәт ‏ -  етибариниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә йүксәк дәриҗидә мәркәзләшкәнликини илгири сүргән.  У " әгәр олимпик болмиған болса, кишиләр алдинқи бир қанчә айдин буян хитайдики кишилик һоқуқ әһвалиға, хитайниң кишилик һоқуқ таҗавузчилиқиға бу қәдәр көңүл бөлмигән болатти" дегән.

Германийә маарип - тәнтәрбийә ишлири мутәхәссиси шимид әпәнди, 2008 ‏ -  йиллиқ олимпикниң дуняниң нәзирини хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликигә мәркәзләштүргәнлик қаришини қуввәтләйдиғанлиқини билдүрүш билән биргә, һәр саһә мухбирларниң олимпик мәзгилидә ялғуз тәнтәрбийә һәрикитигә пикрини мәркәзләштүрүпла қалмай, иҗтимаий җәмийәткиму йеқиндин көңүл бөлүшини тәшәббус қилидиғанлиқини билдүргән.

Тәнһәрикәтчиләрниң пикир әркинлики чәклимигә учримаслиқи керәк

Германийиниң бон шәһиридә өткүзүлгән хәлқаралиқ бу йиғинниң 1 ‏ -   күнидә йәнә, тәнтәрбийичиләрниң бейҗиң олимпики мәзгилидә кишилик һоқуқ әһвали буйичә пикир баян қилиш мәсилисиму музакирә қилинған.

Германийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мутәхәссиси рок әпәнди бу һәқтә мундақ дегән: " тәнтәрбийичиләрдин кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә пикир баян қилишни тәләп қилмаслиқ керәк, уларниң кишилик һоқуқ сияситиниң вәкили болуш мәҗбурийити йоқ. Әмма тәнтәрбийичиләрниң өз идийилирини ипадиләш һоқуқи капаләткә игә болуши лазим, бейҗиң олимпик мусабиқисидин пайдилинип өзиниң сиясий нуқтиинәзирини баян қилмақчи болған тәнтәрбийичиләр чәклимигә учримаслиқи шәрт."

Д у қ һелиму олимпикни байқут қилиш тәрәпдари

Д у қ рәһбәрлириниң 2008 ‏ -  йиллиқ бейҗиң олимпикигә болған көз қариши изчил һалда рәт қилиш мәйданида болуп, улар олимпикни байқут қилипла қалмай, йәнә бейҗиң олимпикигә қарши түрлүк паалийәтләрни қанат яйдурмақта. Д у қ ниң икки күн бурун елан қилған чақириқиға асасланғанда, бу айниң ахири олимпик мәшили уйғур вәтинидин өтидиған күни, чәтәлләрдики барлиқ уйғур тәшкилатлири кәң көләмлик наразилиқ паалийәтлирини елип баридикән.

Д у қ баянатчиси дилшат ришитниң пикри буйичә ейтқанда, хитай ялғуз тарихтин буян уйғурларға берип кәлгән һәр түрлүк вәдисидә турмайла қалмастин, бу қетимқи олимпик мәзгилидә дуняға бәргән вәдисидиму турмиған. Буниң билән хитайниң сахтипәзлики ашкарилинипла қалмай, хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини өзгәртидиған бир идеологийә яки ирадиниң әсла мәвҗут әмәсликиму ашкариланған.

Германийә долқунлири радиосиниң 6 ‏ -  айниң 3 ‏ -  күнидики хәвәрлиригә асасланғанда, йиғинда һәр қайси әлләрдин кәлгән вәкилләр ахбарат әркинлики мәвҗут болмиған дөләттә, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә хатимә бәргили болмайдиғанлиқи тоғрисида өз қарашлирини оттуриға қоюп өткән вә 2008  -  йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиниң хитайни ахбарат әркинликини әмәлгә ашурушқа қисташниң бир яхши пурсити икәнлики тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.