Хитайлар текәсниң 8 бурҗәклик шәһәр қурулушини хитайниң илмий нуҗум мәдәнийитигә бағлашқа урунмақта

Или областиниң текәс наһийисиниң 8 бурҗәклик шәһәр қурулушини “хитай мәдәнийитидә <8 гва> дәп аталған илмий нуҗум дәстури әқидиси бойичә лайиһиләнгән” дәп тонуштуридиған хәвәрләр көпәйгән.
Мухбиримиз меһрибан
2011.03.02
ba-gua-305.jpg Или областиниң текәс наһийисиниң 8 бурҗәклик шәһәр қурулушини “хитай мәдәнийитидә 8 гуа дәп аталған мунәҗҗимлик дәстури әқидиси бойичә лайиһиләнгән” дәп тонуштуридиған.
http://news.qq.com

Радиомиз игилигән инкаслардин мәлум болушичә, бу хил хәвәрләр елан қилинғандин кейин, бу райондики уйғур, моңғул, қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләрниң наразилиқини қозғиған.

Или вилайитиниң текәс наһийиси 8 бурҗәклик шәһәр қурулуши алаһидиликигә игә. Текәс наһийиси хәритисидин мәлум болушичә, шәһәр мәркизидә чоң бир айланма бағчә болуп, мушу бағчә арқилиқ наһийиниң 8 тәрипидики мәһәллә-йезиларға барғили болидикән. Йеқиндин буян хитай тор бәтлиридә текәс наһийисиниң 8 бурҗәклик бу хил шәһәр қурулуши, хитай мәдәнийитидики “8 гуа” йәни хитай илмий нуҗумидики 8 бәлгә әқидисигә бағлап тәшвиқ қилинишқа башлиди.

Хитай тор бәтлиридә текәс наһийисидә “8 гуа”нами берилгән һәр хил мәдәнийәт паалийәтлири һәм хитайлар тәрипидин йеқинқи бирнәччә йилдин буян қурулған аммиви тәшкилатлар, меһманхана, коча намлири тилға елинип, текәс наһийисидики бу хил 8 бурҗәклик шәһәр қурулуши чиң сулалисиниң ахирқи дәвридә текәскә амбал қилип тәйинләнгән хитай әмәлдариниң тәшәббуси билән лайиһиләнгән дегән мақалиләрму бесилди.

Хитайда чиқидиған җуңго хәвәрлири ториниң хәвиридин мәлум болушичә, текәс наһийилик һөкүмәт 2009-йили 7-ай мәзгилидә наһийә мәркизидики 8 кочиға тутишидиған бағчиниң намини “багуа бағчиси” дәп өзгәрткән һәм бағчә әтрапидики текәс наһийилик меһманханиниң намини хитайчә “багуа меһманханиси” дәп өзгәртип, бәзи йолларни хитай мәдәнийитидики мунәҗҗим әқидисидики намлар бойичә аташни тәшәббус қилған.

Җуңго хәвәрләр торида бесилған мақалидә текәс шәһирини “пәқәт хитайдила әмәс, бәлки пүткүл дуня бойичә хитай илмий нуҗум мәдәнийити әқидиси бойичә 8 бурҗәклик қилип лайиһиләнгән бирдин-бир шәһәр”дәп тәриплигән.

Текәс наһийисидин зияритимизни қобул қилған, әмма һазирчә өз кимликини ашкарилашни халимайдиған бир ханимниң билдүрүшичә, икки йилдин буян текәс наһийисидә әслидики кочиларни ремонт қилиш, өзгәртип ясаш қурулуши елип берилип, йеңи ясалған йолларға уйғурлар мәнисини һеч чүшәнмәйдиған хитайчә намлар берилишкә башлиған.

Бу ханим өз баянида гәрчә текәстики хитайлар арисида “багуа” нами тезликтә қобул қилиниватқан болсиму, йәрлик хәлқниң текәс наһийисидики бағчә һәм йолларға хитайчә “багуа” нами берилгән бу аталғуларни һеч қобул қилмиғанлиқи үчүн, бу кочиларниң йәрлик уйғур, қазақ, моңғул қатарлиқ милләтләр арисида йәнила әслидики кона намлири билән атиливатқанлиқини билдүрди.

Илгири уйғур елидә яшиған, һазир ғәрб дөләтлириниң биридә яшаватқан сод исимлик моңғул зиялийси сап уйғур тилида зияритимизни қобул қилди. Сод әпәнди сөзидә хитай даирилириниң текәс наһийисидә хитай мәдәнийитидики “багуа” аталғусини тәшәббус қилишиниң, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районидики йәрлик милләтләрниң мәдәнийитигә һечқачан һөрмәт қилмайдиғанлиқиниң пакити икәнликини билдүрди.

Моңғул зиялийси сод әпәнди сөзини давамлаштуруп, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида уйғур, қазақ, моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң тили, маарипи, мәдәнийитигә текәс наһийисидә омумлаштурушқа урунуватқан “багуа” аталғусиға охшаш хитай мәдәнийәт еңини сиңдүрүш арқилиқ, бу земиндики рәңгарәң миллий мәдәнийәтни пүтүнләй йоқитишқа урунуватқанлиқини илгири сүрди.

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, йеқинқи бирнәччә йилдин буян хитай һөкүмити уйғур елидики қәшқәр, ғулҗа қатарлиқ уйғур мәдәнийәт алаһидиликигә игә шәһәрләрни һәм уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики мәһәллә,кочиларни қайта өзгәртип қурушни тезләткән. Бу арқилиқ уйғур районида уйғур мәдәнийитигә пүтүнләй ят болған хитай мәдәнийәт алаһидиликигә игә қурулушларни көпләп селиш һәм мәһәллә, кочиларға йеңидин хитайчә намларни бериш, әслидики уйғур мәһәллилирини тарқақлаштуруш арқилиқ бу җайдики мәдәний ядикарлиқлар һәм қурулушларни хитай өлкилиридин пәрқсиз һаләткә кәлтүрүп, йәрлик аһалә уйғурларни хитайлаштурушни шундақла техиму җиқ хитай көчмәнлирини бу земинға йәрләштүрүшни мәқсәт қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.