Балиларниң һоқуқ мәнпәитини немигә тайинип қоғдаймиз?

Балисини зәхимләндүрүшкә қол узатқан җинайәт гумандариниң һазирғичә ениқланмай, тегишлик җазаға тартилмайватқанлиқидин, ичи титилдаватқан ата-ана сақчиға әрз қилиш җәрянида боһтан вә хорлуққа учриған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.12.15
zeximlengen-rehimjan-305.jpg 4-январ үч яшқа кириш алдида турған рәһимҗанниң зәхимләнгән бәдини. 2011-Йили 14-декабир.
RFA/bbs.xjtsnews.com din élin’ghan

Баққучи аялниң өйидә харлашқа учриған абдуреһимҗанниң ата-аниси, балиниң бәдинидики яра вә зәхмә излириниң ташқи зәхмә икәнлики һәққидә икки охшимиған дохтурханиниң диагнозлири вә башқа испатларни көтүрүп, икки һәптидин буян шимиго районлуқ нәнху сақчи понкитиға дава қилип бериватқан болсиму, һазирғичә буниң бир нәтиҗиси болмиғандин сирт, әксичә өзлиригә боһтан чаплинип азабниң үстигә хорлуққа қалған, бу адаләтсизлик абдуреһимҗанниң рак кесилигә гириптар болуп кесәл каривитида ятқан аниси зиннәтгүлни ғәзәптин орнидин турушқа мәҗбур қилған болуп, у “илгири кесәл азабиға чидимай балдуррақ өлүп кәтсәмму боптикән дәп ойлиған идим, оғлум бу хорлуққа учриғандин кейин өзүмни һәҗәп шәхсийәтчи икәнмән дәп ойлаватимән, мән үмидлик яшишим керәк, оғлумни-балилиримни башқиларға бәрмәймән, уларни яхши сағлам беқиш үчүн яшаймән” деди.

Биз абдуреһимҗанни бала баққучиға тапшурған вә абдуреһимҗанниң зәхимләнгәнликини биринчи болуп көргән униң чоң аписи зөһрәгүл билән алақиләштуқ, у сиңлисиға бала баққучини тонуштурғанлиқиға пушайман қилип өзини әйибләп азаблиниватқан болса, җийәниниң хорлуққа учришида өзиниңму җинайәт гумандариға айлинип қелишидин ғәзәпләнмәктә.

Балиларни қоғдаш аилиниң, җәмийәтниң, дөләтниң мәсулийити, бир дөләтниң әвладларға вә маарипқа тутқан позитсийиси униң кәлгүсини бәлгиләйду, рәһимсиз җәмийәттә, хорлуқта үсүп йетилгән бала кәлгүсидә өзини харлиған җәмийәткә қандақму меһрибанларчә муамилә қилалисун?

Абдуреһимҗанниң дадиси, сақчи, адвокатқа охшаш қанун иҗра қилғучиларниң, пуқраларниң һоқуқ мәнпәитини қоғдашқа тутқан бу хил пассип позитсийисидин, адаләтсизлик һес қилғанлиқини, өзиниң амалсиз қалғанлиқини билдүрүп : балиларни зади немигә, кимгә тайинип қоғдаймиз? деди.

Хитайниң вә хәлқаралиқ балиларниң һоқуқ мәнпәитини қоғдашқа даир қанунлирида, балиларни җисманий, роһий вә җинси һәмдә башқа җәһәтләрдин зәхимигә учритишниң һәммиси хорлаш җинайити шәкилләндүридиған һәрикәтләр дәп қарилиду. Йәни қорумиға йәтмигән яки өзини қоғдаш иқтидариға игә әмәс яш өсмүрләрни қаттиқ уруп зәхимләндүрүш, бовақларни қаттиқ силкиш, терисини көйдүрүш, нәписини боғуш, бағлап қоюш, ач қоюш қатарлиқлар, балиларни һечким сөймәйдиған керәксиз бир бала икәнликини һес қилдуруш, уларни хәтәрлик, қорқунчлуқ шараитта ялғуз қоюп қоюш, балиларни қорқутуш, адаләтсизлик қилиш, қурби йәтмәйдиған ишларға зорлаш, қаттиқ тәләп вә йүк артиш қатарлиқлар, буниңдин башқа җинсий хорлуқму балиларға зиянкәшлик қилиш, хорлаш җинайити һесаблиниду, балиларға қилинған бу хил зиянкәшлик уларни җисманий вә роһий җәһәтләрдин зәхимләндүрүпла қалмай, уларниң пүтүн һаят мусаписидә сәлбий рол ойнайду вә йәнә өлүвелишқа охшаш ечинишлиқ ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду.

Хитайниң җинайи ишлар дәва қануни вә қорумиға йәтмигәнләрни қоғдаш қанун вә низамлиридиму бу хил җинайәт садир қилған җинайәтчиләргә қаттиқ җаза бекитилгән.

Биз гәрчә шимиго сақчи понкити вә бала баққучи аял маһинур билән телефон алақиси қилишқа тиришқан болсақму, улар телефонимизни қобул қилмиди. Биз бу бала хорлаш вәқәсиниң нәтиҗиси һәққидә давамлиқ из қоғлаймиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.