Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң омумий йиғинида уйғур вәзийити һәққидә доклат берилди
2012.09.14
Баш штаби германийидики дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентидики иш беҗиргүчиси мишеал филипис әпәнди йиғинда уйғурларниң мәсилиси һәққидә доклат берип, “5 - июл үрүмчи вәқәси” дин кейин из - дерәксиз ғайиб болған уйғурлар һәққидә, шундақла хитай уйғур диярида елип бериватқан диний бесим вә адәмләрни халиғанчә тутуп - қамаш қилмиши һәққидә тохталди.
Кейин, хитай һөкүмитиниң вәкили сөз қилип “үрүмчи вәқәси” ниң “террорлуқ һәрикәт” икәнликини хитай азсанлиқ милләт сияситиниң наһайити яхши икәнликини ирқий айримичилиқниң йоқлуқини тәкитлиди.
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 21 - нөвәтлик йиғини шветсарийиниң җәнвә шәһиридә ечилмақта. 10 - Сентәбирдин 28 - сентәбиргичә давам қилидиған мәзкур йиғинға б д т ға әза 190 дин артуқ дөләтниң вәкиллири шундақла б д т да көзәткүчи салаһийитигә еришкән 200 дин артуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири қатнашмақта.
Йиғинда уйғурларниң мәсилисиму күн тәртипкә кәлмәктә.
Биз бу йиғин һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн йиғинға қатнишиватқан долқун әйса әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.