Беғини сетишни рәт қилған нури акиниң өлүми турпанйүзидә ғулғула қозғиди
Мухбиримиз миһрибан
2009.05.19
2009.05.19
RFA Photo
Түнүгүн турпанйүзи йезисидики өз исмини ашкарилашни халимиған мәлум бир деһқан радиомизға телефон қилип, бағни сетишқа қарши турғучиларниң бири болған нури акиниң туюқсиз қаза қилғанлиқини инкас қилди.
Биз нури акиниң туюқсиз қаза қилғанлиқиниң сәвәбини игиләш учун, бу ишни ениқ билидиған бир нәччә деһқан аилисигә телефон қилиш арқилиқ, нури акиниң туюқсиз қан бесими өрләп, меңисигә қан чүшүп қаза қилғанлиқидәк паҗиәлик хәвәрни аңлидуқ. Бу қайғулуқ хәвәрни аңлиғандин кейин мәрһумниң аилисидикиләргә көңүл ейтиш, нури акиниң өлүп кетишидики һәқиқий сәвәбни билиш үчүн, нури акиниң өйигә телефон қилдуқ.
Бизниң телефонимизни нури акиниң кичик қизи алди. У бизгә нури акиниң һәқиқәтәнму йезилиқ һөкүмәт һәм кәнт башлиқлириниң бағни сетишқа мәҗбурлиғанлиқи сәвәбидин, хапилиқта туюқсиз меңисигә қан чүшүп, қутқузуш унум бәрмәй өлүп кәткәнликини ейтип бәрди.
Нури акиниң туюқсиз қаза қилиши һәм йезилиқ һөкүмәтниң бесими билән сетивитилгән бағларниң сим тосақлар билән қоршилип, топа иттириш машинилири билән тузлиниватқанлиғидәк әһвал юқириқи турпанюзи кәнти деһқанлирини наһайити биарам қилған, радиомизға телефон қилған деһқанлар өзлириниң бу ишқа болған наразилиқини ипадиләп оз қарашлирини баян қилди.
Турпанюзи йезисидикидәк, деһқанларни йәрлирини сетишқа мәҗбурлайдиған әһвал, уйғур ели йезилириниң башқа йәрлиридиму мәвҗут болуп, турпанюзи йезисидики бу паҗиәни пәқәт әшу әһвалларниң кичиккинә бир картиниси дейиш мүмкин.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.