Хитай һөкүмити уйғур елидә ғәйрий җиддий тәдбир алмақта

Бейҗиң даирилири 2-марттин 15-мартқичә тйәнәнмен мәйданиға һәр қандақ орун яки шәхсниң аяқ бесишиға, тйәнәнмен асминида икки йүз километир даиридә һәр қандақ нәрсиниң учушиға йол қоюлмайдиғанлиқини елан қилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.03.02
Xitay-qoralliq-saqchi-urumqi-kocha-305 Бүгүн, 13 - ийул, үрүмчидә 2 уйғурни етип өлтүргән вә бирини йариландурған нәқ мәйданни сақлап турған 2 хитай сақчиси.
AFP Photo

Бейҗиң даирилири асманда тор, йәрдә қапқан қурған бу җиддий тәдбирләрни икки чоң йиғинниң бихәтәрлики үчүн елинғанлиқини көрситиватқан пәйттә, нәччә миң чақирим йирақтики уйғур елиниң шәһәр, наһийилиридиму бронивиклар чарлап йүрмәктә. Ундақта уйғур елидә хитай даирилириниң еливатқан ғәйрий нормал җиддий тәдбирлиригә немә сәвәб болмақта?

Оттура шәрқтики дөләтләрдә диктатор һакимийәтләр үстидин арқа-арқидин партлиған хәлқ инқилаблири өз нөвитидә хитайғиму бәлгилик тәсир көрситип хитай даирилирини җиддийләштүрди. Нәтиҗидә хитай һөкүмити алаһидә бихәтәрлик тәдбирлирини қолланған иди, икки чоң йиғинниң мана бу хил турақсиз вәзийәткә тоғра келиши билән хитай һөкүмити йәниму қаттиқ тәдбирләр алмақта.

Икки чоң йиғин бейҗиңда 3-марттин 5-мартқичә ечилип тамамлинидиғанлиқи пиланланған. Бу һәқтә йеқиндин буян хитай ахбаратлири һәмдә хәлқара мәтбуатларниң елан қиливатқан учурлириға қарисақ, бейҗиң сақчи даирилири чаршәнбә күни икки йиғин ечилиш мәзгилидә елинидиған бихәтәрлик зөрүр тәдбирлирини елан қилди. Йәни бейҗиң даирилириниң бу һәқтә тарқатқан уқтурушида 2-марттин 15-мартқичә, тйәнәнмен мәйданиға һәр қандақ орган яки адәмниң аяқ бесишиға рухсәт қилинмайду, тйәнәнмен асминида икки йүз километир даиридә һәрқандақ учар җисимниң өтүши чәклиниду дәп йезилған.

Сәйшәнбә күни йәнә, бейҗиңдики он нәччә чәтәл мухбирлири сақчиханиға йиғип апирилип агаһландурулған.

Бейҗиң сәһәр гезити чаршәнбә күни, бейҗиң даирилириниң 17 милйон янфон абонтлирини мәркәз қилип, учур алақини көзитидиғанлиқини елан қилди.
Буниңдин башқа, бейҗиң даирилири икки йиғинниң аманлиқиға капаләтлик қилиш үчүн 180 миңға йеқин сақчини өз ичигә алған 739 миң аммини һәрикәтләндүргән.

Әмма, радиомизға кәлгән инкаслардин, икки йиғин ечиливатқан бейҗиң шәһиридин нәччә миң чақирим йирақтики уйғур елиниң вәзийитиму йеқинқи мәзгилләрдә техиму җиддийлишип кәткәнлики мәлум. Учур бәргүчиләрниң инкасиға қариғанда, үрүмчи вә башқа шәһәрләрдә қораллиқ сақчи вә чарлаш әтритиниң һәрикити илгирикиләрдин җиддий болуп, кочиларда сақчиларниң, қаравулларниң көпәйтилгәнликини ениқ байқиғили болидикән. Аммиви сорун, қатнаш түгүнлиридә тәкшүрүшләрму күчәйтилгән.

Биз бу инкасларға асасән үрүмчи, қәшқәр, хотән вә ақсу қатарлиқ җайлардин учур игиләшкә тириштуқ. Үрүмчи сақчи даирилири йеқиндин буян чарлашни күчәйткәнликини дәлиллигән болсиму сәвәбини чүшәндүрүшни рәт қилди.

Ақсуниң куча наһийисигә қаратқан телефон зияритимиздин, һөкүмәт һәм сақчи орунлириға чарлашни күчәйтиш һәққидә мәхсус һөҗҗәт чүшкәнлики, бу наһийидә коча чарлашқа сақчи аптомобиллири, қораллиқ қисим аптомобиллиридин башқа, һәтта бронивикларму ишқа селинғанлиқи мәлум болди.

Қәшқәрниң бир сақчиханисидики сақчилар йеқиндин буян 24 саәтлик нөвәтчилик түзүми орнитилғанлиқини, сақчиларға алаһидә һәрикәтләрниң алдини елиш үчүн даириләрниң қорал вә оқ тарқитип бәргәнликини билдүрди.

Гәрчә, уйғур елиниң барлиқ җайлирида худди бейҗиңға охшаш җиддий бихәтәрлик тәдбирлири елиниватқан болсиму, үрүмчидики бир хитай көчмән өзини уйғур елидә наһайити бихәтәр һес қилидиғанлиқини, 5-июл вәқәси бастурулғандин кейин вәзийәтниң интайин хатирҗәмликини билдүрди вә ясимән инқилаби һәққидә һечқандақ бир нәрсә билмәйдиғанлиқини ейтти.

Мушуниңға охшаш, уйғур елиниң һәр қайси җайлиридики аммидин игилигән учурлиримиздин мәлумки, көп сандики амма, гәрчә хитай даирилириниң уйғур елидә еливатқан бихәтәрлик тәдбирлириниң қайта күчәйтилгәнликини туйған болсиму, буниң сәвәбини ениқ билмәйдикән. Үрүмчидә авазини аңлитишни халимиған бәзи кишиләрниң ейтишичә, бу хил җиддий вәзийәт уйғур елидә даимлиқ йүз берип туридиған болғачқа, хәлқ җиддий бихәтәрлик тәдбирлири һасил қилған бимәнә аваричиликләргә пәрвасиз қарайдиған болуп қалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.