Бейҗиңдики уйғур әрздарлар муқимсизлиқ амили дәп қарилип зәрбигә учримақта
2011.03.31
Бу сәвәбтин хитай сақчилири бейҗиңдики уйғур әрздарларни муқимсизлиқ амили дәп қарап, уларға нуқтилиқ зәрбә беришкә башлиған. Өткән һәптә ахири уйғур әрздарлар туруватқан чедир иккинчи қетим бузуветилгән, әрздар өмәрҗан абла, әрздарларниң каттивеши дәп қарилип тутуп кетилгән.
Оттура шәрқтә исян көтүрүлгән вә хитайда ясимән намайиши баш көтүргәндин кейин, хитай бейҗиңдики уйғур әрздарларға қарита назарәтни күчәйткән иди. Мәлум болушичә,хитай сақчилири бирқанчә һәптидин бери бейҗиңдики уйғур әрздарларға қарита мәхсус зәрбә бериш һәрикити башлиған.
Үч һәптиниң алдида тутуп кетилгән вә арқидин қоюветилгән уйғур әрздарлардин бири турсунҗан ғопурдур. У уйғур әрздарларниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат бәрди.
Бейҗиңдики уйғур әрздарлар өз миллий әнәнилири бойичә өз -ара һәмкарлишиш вә йол көрситиш арқилиқ өз әрзлирини давам қилип келиватқан. Игилишимизчә, уйғур әрздарларниң өз-ара инақлиқи вә интизамчанлиқи хитай сақчи органлириниң хели бурунла диққитини тартқан. Уларниң бирликтә яшиши тәшкилатқа уюшуш дәп қаралған. Уларниң ичидики тәҗрибилик вә актипрақлири тәшкилатниң каттивеши дәп тонулған. Бу әһвал бирқанчә айниң алдида қәшқәрдики бир сақчи хадимини зиярәт қилған чеғимизда ашкариланған.
Юқирида бейҗиңдики уйғур әрздарларға муқимсизлиқ амили дәп қарилип зәрбә бериливатқанлиқи һәққидә хәвәр аңлаттуқ.