Белгийидә 'мәһмуд қәшқири йили' ни хатириләш вә мәдәний көңүл ечиш паалийити

Белгийә уйғур җәмийити 2008 - йили 28 - ноябир күни белгийә һөкүмитиниң тәстиқиға еришип қануний тәшкилатқа айланғандин кейин, тунҗи паалийитини " мәһмуд қәшқири йили "ни хатириләшкә беғишлиған.
Мухбиримиз әкрәм
2008.12.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
mexmut-qeshqiri-yighin1-305 9 - Айниң 5 - күнидин 7 - күнигичә йилдиз техника университети сенато залида ечилған, "мәһмут қәшқири вә әсәрлири" илмий муһакимә йиғини көргәзмә залидин бир көрүнүш.
RFA Photo

Бу мурасим 12 - айниң 20 - күни белгийиниң берлаар шәһиридә өткүзүлгән болуп, паалийәткә белгийидики 200 дин артуқ һәр саһә уйғур җамаити иштирак қилғандин сирт, голландийә, франсийә вә русийидинму бир бөлүк меһманлар қәдәм тәшрип қилған вә белгийидики түрк тәшкилатлириниң вәкиллириму қатнашқан.

Бу қетимқи паалийәттә көп хил тилларда тәшвиқат лозункилири тәйярлиниш билән биргә, уйғур тарихи, мәдәнийитигә аит көргәзмә һәм өткүзүлгән.

Паалийәт давамида, һәр қайси әлләрдин кәлгән уйғур сазәндиләр номур көрсәткән һәм бу қетимқи паалийәттин илгири һәр қайси дөләтләрдин кәлгән уйғур яшлириниң путбол мусабиқиси өткүзүлүп, нәтиҗигә еришкәнләр мукапатланған.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әкрәмниң белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси имәров абдулмутәллип әпәнди билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.