Белгийидики уйғурлар
Мухбиримиз әркин тарим
2010.05.27
2010.05.27

RFA Photo / Erkin Tarim
Белгийидики уйғурларниң 50% қазақистандин, 30% қирғизистандин, 20% уйғур дияридин кәлгәнләр болуп, буларниң ичидә 84 яштики зеһра ибрайимова билән хәлчәм темированиң сәргүзәштилири диққитимизни тартти.
Бу икки момай ғулҗида туғулған болуп, 1960 - йилларда хитайниң зулумидин қечип, сабиқ совет иттипақиниң қазақистан вә қирғизистан иттипақдаш җумһурийәтлиригә көчүп кәлгән. Әмди болса явропада яшимақта.
Улар билгийидә бала - чақилири билән бирликтә бәхтлик турмуш кәчүрүватқан болсиму, бирақ йәнила киндик қени төкүлгән вәтинини сеғинмақта, вәтининиң келәчики үчүн баш қатурмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.