Хитай һөкүмитиниң бө шиләйни қандақ бир тәрәп қилиши һәққидики қарашлар
2012.10.04
Даириләр йәнә америка консулханисиға бу әһвалларни ашкариливәткән чуңчиң шәһириниң сабиқ сақчи башлиқи ваң лиҗүнни дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш билән әйибләп, 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Нөвәттә ваң лиҗүн тәрипидин җинайәтлири пакитлар билән паш қилинған бо шиләйгә қандақ җаза берилиши, хитай коммунист һөкүмитиниң бундин кейинки сиясити вә хәлқарадики образиға тәсир қилидиған мәсилиләрниң бири дәп қаралмақта.
Йеқиндин буян хитайдики аммиви тор бекәтлири вә хәлқара мәтбуатларда илгири 18-қурултайдин кейин, келәр нөвәтлик хитай рәһбәрлиридин бири болуш еһтимали бар дәп қаралған, әмма чуңчиң сақчи идариси башлиқи ваң лиҗүнниң паш қилиши билән вәзиписидин қалдурулған, чуңчиңниң сабиқ шәһәр башлиқи бо шиләйниң қандақ бир тәрәп қилиниши һәққидики муназириләр барғанчә көпәймәктә.
4-Өктәбир күни чәтәлләрдики хитай демократлириниң тор бекәтлиридин бошүн торида “хитай коммунист һөкүмитиниң бо шиләйни бир тәрәп қилиштики 3 хил таллиши” дегән мақалә елан қилинди. Мақалидә “бо шиләйни бир тәрәп қилишта, һазир үч хил еһтималлиқ бар. 1-Си сиясий ислаһат қәдимини бесиш. Хитай һазирғичә һәқиқий қанун дөлити болалмиди. Әгәр хитай һөкүмити бу қетим бо шиләйни бир тәрәп қилиш арқилиқ хитайда сиясий ислаһат елип беришни әмәлгә ашуруп, һазирқи түзүлмини өзгәртишкә асас салса, у чағда хитай пуқралири хитайда демократийиниң әмәлгә ешишиға үмид бағлиялайду. Әмма хитай мәркизи һөкүмити һазир техи сиясий ислаһат елип бериштин өзини қачурмақта. 2-Йол, сиясий ислаһат елип бармиған һаләттиму, бо шиләй үстидин адил сот қилип, бо шиләй вәқәси арқилиқ, қанунниң муқәддәсликини намаян қилиш. Әмма бо шиләйгә охшаш чирик әмәлдарлар хитай һөкүмитиниң һәммә булуң-пушқақлириғичә тарқалған. Шуңа өз-ара мәнпәәтдар гуруһ шәкилләндүргән хитай һөкүмәт әмәлдарлири өз һоқуқлириниң қанунниң чәклимисигә учришини халимайду. 3-Йол бо шиләйни бир тәрәп қилишта, бундин илгири җазаланған чен ляңйү, чен шитоңларға охшаш бир қисим әмәлдарларни қурбанлиқ қилип, йәнә бир гуруһ мәнпәәтдар әмәлдарларни қоғдап қелиш йоли. Бу һалда пүтүн дуня бо шиләй вәқәсиниң бир тәрәп қилинишини хитайдики гуруһвазлиқ күришиниң нәтиҗиси дәп билиду. Әмма коммунист хитай һөкүмитидин алдинқи икки йолни таллаштин үмид күтүш пәқәт бир гүзәл чүш” дегән баянлар берилип, хитай даирилириниң бо шиләйни җазалиши хитайдики гуруһвазлиқ күришиниң йәнә бир мисали икәнлики илгири сүрүлди.
Чәтәлләрдики сиясий анализчилардин “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди бу һәқтә тохтилип, бо шиләй вәқәсиниң қандақ бир тәрәп қилиниши, хитай коммунист һөкүмитиниң бундин кейинки сиясий түзүлмиси вә хитай қанунида ислаһат елип бериш-бармаслиқиға тақилидиған мәсилә болуши мумкинликини илгири сүрди.
Ху пиң әпәнди сөзидә бо шиләйниң еғир җазалиниши мумкинликини, әмма бо шиләйниң ақивити хитайда сиясий ислаһат елип берилиштин дерәк бәрмәйдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:
“мениңчә, бу қетим хитай коммунист һөкүмити бо шиләйгә 20 йилдин юқири қамақ җазаси бериши мумкин. Әмма бу хитай коммунист һөкүмитиниң хитайдики парихор чирик әмәлдарларни бирақла тазилап, қанун алдида әмәлдар, пуқралар баравәр болидиған һәқиқий демократик дөләт қуруш ирадисини билдүрмәйду. Чүнки пүткүл хитай һөкүмити өз-ара мәнпәәтдар әмәлдарлар гуруһидин тәркиб тапқан, парихор, чирикләшкән, мустәбит қурулма. Бо шиләйниң җазалиниши ваң лиҗүнниң бо шиләйниң қилмишлирини дуняға ашкариливетип,коммунист хитай һөкүмити бу сәтчиликни йошуруп қалалмиғанлиқидин болуватиду. Шуңа мән бо шиләйни җазаға тартиш қанунниң адиллиқини намаян қилиш, сиясий җәһәттин ислаһат елип бериш әмәс, бәлки хитай коммунист һөкүмитиниң хәлқарада һәм хитай пуқралири алдида өз инавитини тикләш еһтияҗидин болуватиду дәп қараймән.”
Ху пиң әпәнди йәнә, хитайниң юқири қатлам рәһбәрлик қатлими болған мәркизи сиясий бюрудики 9 нәпәр даимий һәйәт ичидики, хитай сиясий қанун комитетиниң башлиқи җу йүңкаң, уйғур аптоном районида 20 йил әмәл тутуп, уйғурларни бастуруштики қаттиқ қол мустәбит сиясити һәм парихор чириклики билән нами чиққан ваң лечүән қатарлиқ әмәлдарларниң һазирғичә җазаланмиғанлиқини мисалға елип, хитай коммунист һөкүмитиниң әмәлийәттә бир топ өз-ара мәнпәәтдар гуруһларниң бирикмиси икәнликини тәкитлиди.
Нөвәттә, бо шиләйниң қандақ бир тәрәп қилинидиғанлиқи һәм бо шиләй вәқәсиниң хитайниң бундин кейинки сиясий түзүлмиси вә қануниға тәсир көрситиш еһтималиниң бар-йоқлуқи, хитайда давамлишиватқан гуруһвазлиқ күриши қатарлиқлар аммиви тор бекәтлири һәм чәтәл ахбарат васитилиридики муһим муназирә темилириниң бири болмақта.