Алий маарипниң ич йүзидә боғуливатқан миллий роһ (1)
2012.12.07

Нөвәттә уйғур аптоном райониниң мәркизи болған үрүмчидә алий мәктәпләрниң тез сүрәттә раваҗлиниватқанлиқи, илгирики иниститут яки алий техником мәктәплириниң арқа - арқидин “университет” қалпиқини кийип бәс - бәстә кеңийиватқанлиқи мәлум. Ваһаләнки, һәрқайси алий мәктәпләрниң һәйвәтлик дәрвазилиридин кирип - чиқиватқан уйғур вә башқа аз санлиқ милләт оқуғучилар саниниң барғансери азлап кетиши кишиләрни чоңқур ойға салса, уйғур оқуғучиларға болған сиясий вә идийә җәһәтләрдики контруллуқниң күнсанап ешип бериши җамаәтчиликни техиму қаттиқ әндишигә салмақта.
Пәзиләт ханим әнә шундақ әндишини биваситә һес қилғанларниң бири. У өзиниң уйғур районидики алий мәктәпләрдә узун мәзгил ишләш җәрянида уйғур оқуғучиларниң мәктәп даирилири тәрипидин елип бериливатқан түрлүк шәкилләрдики сиясий вә идийивий назарәтчиликниң қурбаниға айлинип қеливатқанлиқидәк риаллиқниң шаһиди икәнликини билдүрди.
Уйғур елидики алий мәктәпләрдә оқуғучиларниң идийә вә пикир өзгиришлирини назарәт қилидиған мәхсус орунлар тәсис қилинған болуп, улар мәктәп парткоминиң риясәтчиликидә һәрқайси иниститут, факултет һәмдә шөбә иттипақ комитети қатарлиқ тармақларғичә кеңәйгән.
Йоқириқи орунларда хизмәт қилидиған мәхсус хадимлар оқуғучилар арисида, болупму уйғур оқуғучилар арисида йүз бериватқан пикир вә идийә өзгиришлирини, миллий вә диний җәһәттики һессиятлирини һәр вақит өз тори арқилиқ көзитип йоқириға доклат қилишқа мәсул болған.
Пәзиләт ханим һәрқайси алий мәктәпләрдә оқуғучилар ичидин таллап йетиштүрүлгән “қулақ” ларниңму уйғур оқуғучиларниң идийә әһваллирини мәктәпниң мунасивәтлик орунлириға йәткүзүп туридиғанлиқини тәкитлиди.
Ундин башқа, йеқинқи йиллардин буян алий мәктәпләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң миллий яки диний мәзмунлардики паалийәтләргә қатнашқанлиқ сәвәбидин түрлүк җазаларға учраватқанлиқи, һәтта бир қисим оқуғучиларниң мәктәпләрдин чекиндүрүлүватқанлиқи мәлум. Пәзиләт ханим әмәлий мисаллар кәлтүрүп бу әһвалларниң растлиқиға гуваһлиқ бәрди һәмдә өзиниң бу ишларға қаттиқ ечинидиғанлиқини билдүрди.
Йоқириқи аваз улиништин тәпсилатиға қулақ салғайсиз.