Бомбайда милтиқ авази тохтиди, әмма ғәзәп өрлимәктә

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, һиндистанниң әң чоң шәһири, пул - муамилә мәркизи болған бомбай шәһиридә, 11 ‏ - айниң 26‏ - күни кәч саәт 11 дин 23 минут өткәндә тосаттин оқ етилған, гранат партлиған вәһимилик аваз аңлинишқа вә от кетип көтүрүлгән ис - түтәк көрүнүшкә башлиған.
Мухбиримиз вәли
2008.12.01
Bombay-terror-305.jpg Сүрәт, һиндистанниң әң чоң шәһири, пул - муамилә мәркизи болған бомбай шәһиридә, 11 ‏ - айниң 26‏ - күни кәч саәт 11 дин 23 минут өткәндә тосаттин етилған оқ билән башланған террор һуҗумидин бир көрүнүш.
AFP Photo

Таҗ мәһәл, обирой, намлиқ әң али дәриҗлик меһманханида, нариман хавс намлиқ йәһудийлар мәһәллисидә, пойиз истансисида вә йәнә бир дохтурханида, омумән 7 җайда бирла вақитта бигунаһ адәмләр һуҗумға учрап өлтүрүлүшкә башлиған.

Әйни вақитта һиндистан радиолири аңлатқан хәвәрләргә қариғанда, һиндистанниң бихәтәрлик органлири инкас қайтуруп һәрикәткә келип болғичә 80 дин артуқ адәм өлтүрүлүп, 100 дин артуқ адәм яриландурулуп болунған.

Меһманханиларда туруватқан бир қисим чәтәлликләр һуҗумчилар тәрипидин гөрүгә еливелинған. Һуҗум қилғучилар, әйни вақитта, тутуш вә өлтүрүш үчүн америка, әнгилийә паспорти бар кишиләрни көпрәк сүрүштә қилған.

Шуниңдин башлап бүгүнгә қәдәр, бомбайда йүз бәргән вәқәниң җәряни охшимиған учур вастилири тәрипидин пүтүн дуняға хәвәр қилинип турди. Нәқ мәйдандин испат бәргүчиләрниң авазиниму пүтүн дуня бивастә аңлиди. Һәр қайси дөләтләр вәқәниң җәрянини өз хәлқиғә хәвәр қилип турди.

Бу вәқәдә етип өлтүрүлгән 9 һуҗумчиниң җәситини бомбайдики қәбристанлиқлар қобул қилмиди

Бирләшмә агентлиқиниң бүгүн бомбайдин хәвәр қилишичә, бомбайда тазилаш ахирлашти. Өткән һәптиниң ахириға қәдәр һуҗумчилар тәрипидин өлтүрүлүп дәпнә қилинған адәм сани 172, )буниң ичидә һиндистанниң қораллиқ қисимлиридин өлгини 12. Һуҗумчилардин етип өлтүрүлгини 9.( Бу вәқәдә яриландурулған адәм сани 239.

Бүгүнки хәвәрдә ейтилишичә, бу вәқәдә етип өлтүрүлгән 9 һуҗумчиниң җәситини бомбайдики қәбристанлиқлар қобул қилмиди.

Һуҗумчилар тәрипидин өлтүрүлгән бигунаһ кишиләрниң ичидә 19 и чәтәллик

Б б с ниң баян қилишичә, һуҗумчилар тәрипидин өлтүрүлгән бигунаһ кишиләрниң ичидә 19 и чәтәллик, буниң 6 си америкилиқ. Қалғанлири германийилик, әнглийилик, исраилийилик, японийилик, италийилик, австиралийилик, канадалиқ, сиингапорлуқ, тайландлиқ, франсийилик вә мексикилиқ.

Гәрчә һиндистан хәвәрлиридә, бу қетим бомбайда йүз бәргән вәқәдә хитай пуқрасидин бир киши өлди, дейилгән болсиму, әмма хитайниң бомбайдики әлчиханисиниң бүгүн җакарлишичә, бомбайдики меһманханиларда турған хитай пуқралири, вәқә йүз бәргәндә аллиқачан хәтәрдин өзини қутқузивалған, һазирға қәдәр хитай пуқралиридин бирму адәм өлмигән.

Җорҗ буш матәм қайғусини һиндистанға бивастә ипадиләйдиған пурсәт күтмәктә

Бирләшмә агентлиқиниң вашингтондин хәвәр қилишичә, америка президенти җорҗ буш вә америка ташқи ишлар министири кандилиза райс ханим һазир, америка һөкүмитиниң матәм қайғусини һиндистанға бивастә ипадиләйдиған бир пурсәтни күтмәктә.

Кандилиза райс ханим бүгүн лондонға сәпәргә чиқиш алдида қилған сөзидә 'һазир хуласә чиқиришқа техи балдур, әмма мән вәқәниң җәряни тамамән очуқ болушини күтимән, буниң үчүн пакистан һөкүмити бу вәқәниң пакитлирини ениқлаш үчүн тулуқ ярдәмлишиши керәк дәп ойлаймән' дәп җакарлиди.

'Һуҗумчиларниң чәтәл арқа көрүниши бар'

Б б с ниң баян қилишичә, 11 ‏ - айниң 27 ‏ - күни бомбайда, һуҗумчилар билән һиндистан қисимлири тиркишиватқанда, һиндистан баш министири манмуһан синха 'һуҗумчиларниң чәтәл арқа көрүниши бар' дәп җакарлиған, вә һиндистанниң бәзи бихәтәрлик органлириниң әмәлдарлирини вәзипидин истипа беришкә қистиған иди.

Хәвәрдә ейтилишичә йәнә, һиндистан қисимлири тәрипидин тутувелинған бир һуҗумчи бүгүн, өзиниң пакистан һәрбий органлириниң 'ләшкири таипә' дәп атилидиған бир гурупписидин икәнликини, пакистанда тәрбийилигәнликини иқрар қилди.

Бомбайда милтиқ авази тохтиғандин кейин, хәлқ ғәзипини ипадиләшкә башлиди

Хәвәрдә ейтилишичә, бомбайда милтиқ авази тохтиғандин кейин, йәрлик хәлқ һазир гүлдәстә көтүрүп, шам йеқип, вәқә йүз бәргән али меһманханиларниң алдиға вә башқа җайларға келип бигунаһ өлтүрүлгән кишиләргә тәзийә билдүрүшкә башлиди.

Һиндистан һөкүмити бүгүн бу вәқәгә даир бәзи учурларни елан қилғандин кейин, һиндистан билән пакистанниң дөләт мунасивитидә җиддийлик көрүлүшкә башлиди. Хәвәрдә ейтилишичә, пакистанниң ташқи ишлар министири қурәйш бүгүн, әгәр һиндистан қисимлири һәрикәтлинишкә башлиса, пакистанму буниңға инкас қайтуридиғанлиқини, һәтта афғанистанға чегридаш җайлардики исламчилар қошуниниму сәпәрвәр қилидиғанлиқини җакарлиди.

Һуҗумчиларниң қораллири һәммиси хитайда ишләнгән

Мәркизи агентлиқиниң баян қилинишичә, бомбайда меһманханиларға киривелип һуҗум қозғиған 20 нәччә қораллиқ киши, шу күни кәчтә қараңғуда қолвақ билән қирғаққа чиққан, һәммиси йеши 30 дин төвән, мунтизим һәрбий тәлим көргән, үстигә падичи кийими яки майка кийип ниқабланған кишиләр. Уларниң һәммисиниң қолида "ак - 47" бәлгилик аптомат вә һәрхил қол бомбилири бар. Уларниң қораллири һәммиси хитайда ишләнгән .

Таҗ мәһәл, обирой намлиқ меһманханилардин бу һуҗумчилар өлтүргән 20 нәччә җәсәт елип чиқилди. Улар һәтта меһманханиларниң каридорлириғиму бомба орунлаштурған. Һиндистан қисимлири уларни тутушқа тиришқан болсиму, әмма көп чиқим тартқандин кейин, уларни етиштин өзгә амал қилалмиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, бомбай вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитай һөкүмити бу вәқә һәққидики хәвәрләрни қаттиқ контрол қилишқа тиришип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.