Бомбай вәқәси икки атом дөлитиниң мунасивитини җиддийләштүрмәктә
Мухбиримиз вәли
2008.12.02
2008.12.02

AFP Photo
У һиндистан сақчилириға өзиниң 'ләшкири таипә' дегән һәрби гуруп тәрипидин пакистанда 6 ай һәрбий тәлим көргән киши икәнликини, у пакистандики һәрбий тәлимдә йеқин мусапидин һуҗум қилиш, кишиләрни гөрүгә еливелиш, партлатқучиларни биртәрәп қилиш, сүни һәмра арқилиқ йөнилиш бәлгиләш, деңизларда һаятлиқни сақлап қелиш қатарлиқ техникилиқ мәшқни тамамлиғанлиқини иқрар қилған.
'Ләшкири таипә' дегән тәшкилат 2002 - йили террорчи тәшкилатлар тизимликигә елинған
Бирләшмә агентлиқиниң бүгүн бомбайдин баян қилишичә, 'ләшкири таипә' дегән тәшкилат 2002 - йили америка, әнгилийә тәрипидин террорчи тәшкилат тизимликигә елинғандин кейин, пакистан бесим астида қелип, бу тәшкилатни чәкләш буйруқи чиқарған иди.Әмма йеқинқи күнләрдә бу террорчи тәшкилаттин һәрбий тәлим алған аҗмал қасап өзиниң иқрарида, улар бу қетим һиндистанниң икки кичик кемисини булап, кемичиләрдин 3 ни өлтүрүп, қалғанлирини бомбайға апирип қоюшқа қистиғанлиқи, йеши 18 дин 28 гичә болған бу террорчилар икки гуруппиға бөлүнүп охшимиған йөнилиштин бомбайға киргәнлики, қораллирини болса иҗаригә алған таксиларға йошуруп қоюп, өзлири таҗ мәһәл қатарлиқ әң али меһманханиларға орунлишип пурсәт күтүп турғанлиқи қатарлиқларни тәпсилий баян қилған.
Хитай, русийиләрму террорчилиққа қарши турушта һиндистан билән һәмкарлишидиғанлиқини җакарлиди
Бирләшмә агентлиқиниң йеңи деһли вә исламабадтики язғучилиридин ашок шарма, рави несманларниң бүгүн елан қилған хәвиридә, бомбайдики террорлуқ һуҗумда өлгән 19 чәтәлликниң америкилиқ, германийилик, канадалиқ, исраилийилик, әнглийилик, италийилик, мексикилиқ, японийилик, тайландлиқ австиралийилик, сингапорлуқ вә хитайлиқ икәнликини баян қилинғандин кейин, хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси люҗәнчав мушу дөләтләргә охшаш инкас қайтуруп 'җуңго һөкүмити һиндистанни өз ичигә алған хәлқара җәмийәт билән һәмкарлиқни күчәйтип, террорчилиққа биллә зәрбә бериду' дәп җакарлиди вә бомбай вәқәсини тәкшүрүштә мунасивәтлик дөләтләр билән һәмкарлишидиғанлиқини билдүрди.Америка авазниң баян қилишичә, бүгүн бомбайда террорчиларниң һуҗумида өлгән кишиләрниң уруғ - туғқанлири һаза тутидиған һәрикәтләр техиму әвҗ алди. Бүгүн йәнә, һиндистанниң асам шитатидики дипу пойиз истансисида партлаш вәқәси йүз берип, 2 адәм өлгән 30 нәччә адәм яриланди.
Бундақ әһвал астида, кремилниң баянатчисиму, террорчилиққа зәрбә бериштә һиндистан билән йеқиндин һәмкарлишидиғанлиқини җакарлиди. Шундақла русийә президенти медведефниң бу мәқсәт үчүн һиндистанни зиярәт қилиш алдида туруватқанлиқини билдүрди, русийиниң бомбайдики али меһманханиларда туриватқан һәрбий қорал содигәрлири террорчиларниң һуҗумиға учримиған икән.
Һиндистан һөкүмити пакистанға 20 нәччә нәпәр террорчи гумандариниң тизимликини тапшурди
Б б с ниң баян қилишичә, һиндистан һөкүмити бүгүн елан қилған баянатида, исламабадни өз дөлитидики террорчиларға үнүмлүк зәрбә бәрмиди, вәһшийләргә йол қойди, дәп әйиблиди, шундақла йәнә, пакистанниң һиндистанда турушлуқ баш әлчисини чақиртип келип, униңға бу қетим бомбайда йүз бәргән вәқә пакистан билән мунасивәтлик, дәп көрситип наразилиқ хети тапшурди.Униңға һазир пакистан территорийисидә туруватқан 20 нәччә нәпәр террорчиниң тизимликини берип, пакистан һөкүмитидин уларни тутуп өткүзүп беришни тәләп қилди.
Һиндистан һөкүмити пакистанға тапшурған террорчилар тизимликидә, 1993 - йили бомбайда партлитиш вәқәси пәйда қилип 250 адәмниң һаятиға замин болған террорчилиқ җинайәт гумандари давут ибраһим қатарлиқлар бар.
Пакистан һөкүмити һиндистанниң әйиблишини рәт қилди
Хәвәрдә баян қилинишичә, исламабад һөкүмити бу қетим бомбайда йүз бәргән вәқә билән пакистанниң мунасивити барлиқини рәт қилди. Һиндистанниң бүгүн пакистан баш әлчисини чақиртип келип наразилиқ билдүргәнликиниму икки тәрәп һәмкарлишиш һәққидә достанә сөһбәтләшти' дәп өзгәртип елан қилди.Җәнубий асиядики бу икки атом дөлитиниң һазир өз - ара қолланған сөз ибарилири барғансири йирикләшмәктә. Һиндистан тәрәп 'бомбай вәқәси үчүн пакистанға ениқ инкас қайтуримиз' дәп җакарлиса, пакистан униңға қарита ' бу қетим бомбайда йүз бәргән вәқәгә пакистанниң четилидиғанлиқини дәлилләйдиған ениқ испат көрситилиши керәк', 'һиндистан террорчилар қурған тузаққа чүшүп қалмаслиқи керәк' дәп җакарлиди.