Президент буш рабийә қадир ханим вә хитай демократлирини ақсарайда қобул қилип көрүшти
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.07.29
2008.07.29

UAA Photo
Учришишта рабийә қадир ханим, хитай һөкүмитиниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә президент бушқа мәлумат бәргән һәмдә президент буштин хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшкәндә, уйғурлар мәсилсини оттуриға қоюшини тәләп қилған.
Бу қетимқи учришиш, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң америка президенти җурҗ буш билән иккинчи қетимлиқ учришиши һесаблиниду. Америка президенти җурҗ буш тунҗи қетим 2006 - йили чех җумһурийитиниң пайтәхти прага шәһиридә рабийә қадир ханимни қобул қилип, рабийә ханимға вә униң һәрикитигә юқири баһа бәргән иди.
Учришиштин кейин зияритимизни қобул қилған рабийә қадир ханим, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға 10 күн қалған бир мәзгилдә, америка президенти җурҗ бушниң өзини вә хитай демократлирини ақсарайда қобул қилғанлиқини хитайға берилгән бир сигнал дәп көрсәтти .
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз өмәр қанатниң бу һәқтики мәлуматиниң тәпсилатини аңлайсиз.