Хитай америкидин чен гуаңчең вәқәсидәк вәқәләрниң қайта йүз беришидин сақлинишни тәләп қилди
2012.05.07

Хитай ахбарат васитилири болса һуҗум қилиш обйектини америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси гәрий луға қаратқан. Бейҗиң һөкүмити илгири америкидин мәзкур вәқәдә ойниған роли сәвәблик кәчүрүм сорашни тәләп қилған иди. Бәзи көзәткүчиләр кимдин ким кәчүрүм сораш мәсилисигә пикир билдүрди.
Гәрчә хитай һөкүмити америка билән чен гуаңчең вәқәсини қандақ бир тәрәп қилиш һәққидә келишип, униң америкиға чиқишиға йол қойидиғанлиқини билдүргән вә униңға паспорт ишләп беришкә қошулған болсиму, бирақ хитай америкиниң мәзкур вәқәдә ойниған ролини давамлиқ тәнқид қилмақта. Хитай һөкүмити өткән һәптә америкиниң чен гуаңчең вәқәсидә ойниған роли сәвәблик хитайдин кәчүрүп соришини тәләп қилған иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей дүшәнбә күнлүк ахбарат елан қилиш йиғинида америкиға йәнә бир қетим наразилиқ билдүргән. У, йиғинда хитай һөкүмитиниң чен гуаңчең вәқәси үстидин тәкшүрүш елип барған-бармиғанлиқи һәққидики бир соалға җаваб бериш орниға америкини тәнқидләп : мән шуни көрсәтмәкчи, өткән һәптә йүз бәргән вәқә америкиниң җуңгониң ички ишлириға арилашқанлиқини намаян қилди. Әмди америка мәсулийәтчан позитсийидә тутуп, вәқәдин тәҗрибә савақ елип, өзиниң сиясити вә һәрикити үстидә ойлишиши лазим. Зөрүр тәдбирләрни қоллинип, бундақ вәқәниң қайта йүз беришидин сақлиниши, америка-җуңго мунасивитидин ибарәт чоң вәзийәтни қоғдиши керәк, дегән.
Бирақ хитай һөкүмитиниң позитсийиси бәзи хитай зиялийлириниң тәнқидигә учриди. Америкида яшайдиған хитай вәзийәт анализчиси, оттура америка университетиниң сабиқ профессор яң лийүйи әпәндиниң илгири сүрүшичә, әсли бу вәқәдин тәҗрибә савақ елишқа тегишлик тәрәп америка әмәс, бәлки хитай һөкүмитидур.
У мундақ дәйду: чен гуаңчең җуңго униңға зиянкәшлик қилғанлиқи, уни илгири 4 йил қамаққа солап, андин нәзәрбәнд қилғанлиқи, у вә униң аилә-тавабиатиниң һаяти тәһдиткә учриғанлиқи үчүн америка әлчиханисиға қечип киривалған. Уни һәргиз америка әлчиси тәклип қилип әлчиханиға әкиргән әмәс. Бу әсли америкиниң әмәс, җуңгониң мәсилиси иди. Әгәр чен гуаңчең тәһдиткә учримиса, у әлчиханиға қечип киривалмиған болатти. Җуңго һөкүмитиниң һәр бир җуңго пуқрасиниң бихәтәрликини қоғдаш мәсулийити вә мәҗбурийити бар. Пуқралириниң әминликини қоғдаш җуңго һөкүмитиниң мәсулийити. Бирақ җуңго һөкүмити кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң әминликини қоғдимиғанлиқи үчүн бу хил вәқә йүз бәрди. Җуңго ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси америкидин өзини тәкшүрүшини тәләп қилған. Әмәлийәттә җуңго өзини тәкшүрүши керәк. Әгәр җуңго һөкүмити чен гуаңчеңни қоғдиған болса, у америка әлчиханисиға киривалмайтти. Җуңгониң баянати пүтүнләй мәнтиқсиз.
Һазир чен гуаңчең давамлиқ бейҗиң чавяң дохтурханисида давалиниватиду. Мунасивәтлик тәрәпләр хитай һөкүмитиниң вәдисидә туруп, чен гуаңчеңниң аилә-тавабиатни елип америкиға чиқишиға йол қоюшини күтмәктә. Чен гуаңчең бүгүн телефон арқилиқ ройтерс ахбарат агентлиқиға баянат елан қилип, өзиниң америкиға қачан чиқидиғанлиқи ениқ әмәслики, бирақ хитай һөкүмитиниң өзигә зораванлиқ ишләтмәйдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән.
Профессор яң лийүйи әпәнди, чен гуаңчеңниң йәнила хәтәр астида туруватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң һәр хил баһаниләрни көрситип, униңға паспорт беришни рәт қилиш еһтималлиқи йәнила мәвҗут икәнликини билдүрди.
У: мениң қаришимчә бу қетим америка билән җуңго бир келишим һасил қилған яки мурәссә қилған. Лекин биз униң тәпсилий мәзмунини билмәймиз. Һәр икки тәрәп еғизини чиң юмуп, мурәссә лайиһисиниң мәзмунини ашкарилимиди. Шуңа чен гуаңчеңниң кишилик бихәтәрлики қоғдиламду, җуңго ташқи ишлар министирлиқи униңға паспорт ишләп берип, америкиға беришиға йол қоямду, дегән мәсилиләргә һазир җаваб бәрмәк қийин. Һазир чен гуаңчең америка әлчиханисидин чиқип, җуңго һөкүмитиниң контроллуқида туруватиду. Җуңго һөкүмити һәр қандақ бир баһанә көрситип, униңға паспорт ишләп беришни рәт қилиши, униң чәтәлгә чиқишиға йол қоймаслиқ еһтималлиқи мәвҗут, дәп көрсәтти.
Лекин “вал стрит журнал” гезитиниң дүшәнбә күни хәвәр қилишичә, америка һөкүмитиниң мәзкур мәсилигә мәсул исмини ашкарилашни халимайдиған әмәлдарлири хитай тәрәп билән униң қачан йолға чиқиш мәсилисини музакирә қиливатқанлиқини билдүргән.
Көзәткүчиләр, хитай дөләт мудапиә министири лияң гуаңлйениң йәкшәнбә күни америка зияритини башлиғанлиқини әскәртип, униң бүгүн вашингтонда америка тәрәп билән сөһбәт елип баридиғанлиқи, хитайниң бундақ мәзгилдә һәрбий зиярәткә тәсир йәткүзидиған һәр қандақ тәвәккүлчиликни қилмайдиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Хитай дөләт мудапиә министири лияң гуаңлйе бир һәптилик америка зиярити җәрянида америка армийисиниң флорида штатидики җәнуб қоманданлиқ штаби, җәнубий каролина штатидики лейҗион һәрбий газармиси, сеймор һава базиси вә вәст поинт һәрбий академийиси қатарлиқ һәрбий әслиһәләрни зиярәт қилиду. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, бундақ муһим мәзгилдә әгәр хитай чен гуаңчеңға паспорт бериш яки америкини зиярәт қилишиға тосқунлуқ қилса, бу мәсилә йәнә дипломатик ғулғула қозғиши мумкин.
Чен гуаңчең вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитайниң муқимлиқ сиясити йәнә бир қетим чәтәлдики хитай зиялийлири вә өктичи затлириниң тәнқид нишаниға айлинип қалған.
Яң лийүйи әпәнди, чен гуаңчең вәқәсини хитайниң өктичи затларни, уйғур, тибәт паалийәтчилирини бастурушни нишан қилған муқимлиқ сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқини әскәртип, хитай һөкүмитини ислаһат елип беришқа чақирди.
У мундақ дәйду: муқимлиқ сияситини дең шавпиң оттуриға қойған. У “муқимлиқ һәммини бесип чүшиду, дегәнни тәкитләп, муқимлиқ болмиса тәрәққият болмайду, тәрәққият болмиса гүллиниш болмайду” дегән. Шуңа ху җинтав муқимлиқ сияситини давамлиқ иҗра қилди. Лекин муқимлиқ қандақ қоғдалди? демократийә, кишилик һоқуқ вә хәлқ һоқуқи һәрикитини бастуруш, әркинлик һәрикитини бастуруш, қисқиси омуми йүзлүк бастуруш арқилиқ қоғдалди. Нәтиҗидә бастурғансери муқимсизлиқ пәйда болди. Сиз қанчилик бастурсиңиз сизгә қарши чиқидиғанлар шунчилик көпийиду. Буниңға оттура шәрқ мисал болалайду. Ула өктичиләрни бастуруп ахири мисир қатарлиқ нурғун дөләтләрдә һакимийәт ағдурулди. Шуңа муқимлиқ җуңгониң мәсилисини һәл қилалмайду. Сиз пәқәт ечиветиш сиясити йүргүзүп, кишилик һоқуқни қоғдисиңиз, хәлқниң һәқ-һоқуқи вә бихәтәрликигә капаләтлик қилсиңиз, андин хәлқ сизни һимайә қилип, муқимлиқ шәкиллиниду. Болмиса, қандақ муқимлиқ болиду.