Интернет язғучиси чен вейгә 9 йиллиқ қамақ җазаси берилди
Мухбиримиз ирадә
2011.12.23
2011.12.23
Chinese Human Rights Defenders
Хитай һөкүмитиниң интернет язғучисиға бәргән бу қамақ җазаси хитайдики пикир әркинликиниң қайси дәриҗидә боғулуватқанлиқини йәнә бир қетим испатлиди, бүгүн хәлқара кишилик һоқуқ органлири вәқәгә қарита күчлүк наразилиқини ипадилиди. Төвәндә бу һәқтики тәпсилий мәлуматни мухбиримиз ирадәдин аңлиғайсиләр.
Хәлқара кишилик һоқуқ оргини болған “әркинлик өйи” йеқинда елан қилған доклатида интернеттә өзиниң көз қаришини баян қилғанларни қолға елиш һәрикәтлири мәвҗут болған 23 дөләтниң арисидики әһвали әң начар 5 дөләтниң тизимликини елан қилған иди. Тизимликтә хитай биринчи болуп йәр алған. Арқидин сүрийә, мисир, вейтнамға охшаш дөләтләрниң исимлики йәр алған бу доклатниң хитай һәққидики қисмида “хитайда интернет қолланғучилири интернет торлиридики мулаһизиләрдә яки өзиниң шәхси блоглирида өзиниң охшимайдиған көз қаришини баян қилса, ахшими униң ишикиниң алдиға сақчи пәйда болиду вә дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш җинайити билән түрмигә етилиду” дейилгән.
Бүгүн хитайда хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң хитай һәққидики бу диагнозини испатлап беридиған йәнә бир вәқә йүз бәрди. Хитай даирилири бүгүн интернет язғучиси чен вейни интернеттә хитай компартийиси һәққидики көз қаришини елан қилғанлиқи үчүн, дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилиш билән әйибләп 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди. У сиясий һоқуқидин икки йил мәһрум қилинди.
Чен вей 1989 - йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң қатнашқучиси болуп, бу сәвәблик у илгириму түрмигә чүшкән. Шундақла у, һазир хитай түрмисидә йетиватқан нобел мукапати еришкүчиси лю шавбо тәйярлиған 2008 - низамнамисиниңму қол қойғучилиридин бири. Чен вей бу нөвәт интернеттә бир қанчә қетим әркинлик һәққидә баяннамиларни вә шундақла хитайдики бир партийилик түзүмни өзгәртиш һәққидики көз қаришини елан қилғанлиқтин, бу йилниң 2 - ейида хитайдики тор бәтләрдә “ясимән гүли” инқилабини қозғашқа чақириқ қилған 130 ға йеқин өктичи билән бирликтә тутуп кетилгән. У 3 - айниң 28 - күни сичуән сақчи даирилири тәрипидин рәсмий қолға елинғандин кейин бүгүн ечилған сотта 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Чен вейниң адвокатиниң мухбирларға ейтишичә, сот мәһкимиси қарарни елан қилғанда чен вей қаттиқ вақирап туруп “мән гунаһсиз. Силәр дектаторлар һаман бир күни йоқилисиләр, демократийә бир күн ғәлибә қилиду” дегән.
Чен вей өзиниң интернеттики язмилирини хитай асасий қанунида бәлигиләнгән қаидә - низамлар бойичә язған, әмма у дөләтни қанун арқилиқ башқуруш толуқ ишқа ашмиған хитайдәк бир дөләттә түрмигә солиништин халий болалмиған. Чен вейниң аяли мухбирларға қилған сөзидә “чен вей һәқиқәтни сөзлигәнлики үчүн түрмигә соланди, бүгүн ечилған сот пәқәтла бир шәкил, қарар аллиқачан бекитилип болған. Сот кишиләрниң сөзлишигә рухсәт қилмайду, бу йәрдә әркинлик йоқ” дегән.
Игилинишичә, чен вей қарардин қаттиқ нарази болған болсиму, юқири дәриҗилик сотқа әрз сунуштин ваз кәчкән. Ченниң аяли буниң сәвәбини чүшәндүрүп, “хитайға охшаш бир дөләттә юқири сотқа әрз сунушниң һечбир әһмийити йоқ” дәп өзиниң йолдишиниң қарарини қоллайдиғанлиқини вә униң җаза муддитини чаққанрақ түгитип қайтип келишини халайдиғанлиқини ейтқан. Чен вейгә йепиқ сот ечилған болуп, сот аран икки саәт давам қилған. Мәркизи нюйорктики хитай кишилик һоқуқ җәмийтиниң ейтишичә, чен вей тутуп турулуш җәрянида адвокати билән аран икки қетим көрүшкән.
Чен вейниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға учриғанлиқи б б с, әл - җәзирә, с н н гә охшаш хәлқара ахбарат вастилиридә кәң орун алди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн дәрһал баянат елан қилип, хитай һөкүмитини чен вейни дәрһал вә шәртисз қоюп беришкә чақирди. Кәчүрүм тәшкилатиниң асия ишлири дериктори кәтрин бабер хитай һөкүмитиниң “дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш” дәйдиған чүшиниксиз бир ипадә арқилиқ кишилик һоқуқ қоғдиғучилириға зәрбә бериватқанлиқини, бу қалпақ билән һөкүмәтни тәнқид қилғанларни җимиқтуруп, кишиләрниң йүрикигә қорқунч селиш арқилиқ һечкимни һөкүмәткә қарши гәп қилалмайдиған қилишқа урунуватқанлиқини билдүрди вә хитай һөкүмитиниң “хитай һөкүмити дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш” дәйдиған җинайәт билән түрмидә йетиватқан барлиқ мәһбусларни дәрһал қоюп бериши керәкликини әскәртти.
Хитай һөкүмити интернетни контрол қилиш, интернет язғучилирини җазалаш қилмишини уйғур елидә техиму қаттиқ йүргүзүп кәлгән. Хитай һөкүмитиниң үрүмчи вәқәсидин кейин әң қаттиқ зәрбә бәргән нишаниму интернет қолланғучилири болған иди. Улар алди билән диярим, сәлкин, шәбнәмгә охшаш даңлиқ тор бәт қурғучилирини вә шундақла бу тор бәтләрниң язғучилирини қолға елип, уларниң әң төвинини бәш йиллиқтин тартип әң юқириси өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилди. Нвөәттә дилшат пәрһат, ниҗат азад, нурәли обул, ғәйрәт нияз, турсунҗан һезим, гүлмирә иминләр хитай түрмилиридә ятмақта. Бәзи кишилик һоқуқ органлири 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин қолға елинған тор бәт язғучилириниң юқирида исми тилға елинғанлар биләнла чәклинип қалмайдиғанлиқини, буниң әмәлийәттә техиму көпликини билдүрмәктә. 5 - Июл вәқәсидин илгири қолға елинған шинҗаң радио истансисиниң мухбири мәһбубә абләшму һөкүмәтниң йәрликтә йүргүзүватқан бәзи сиясәтлирини тәнқид қилғанлиқи үчүн түрмигә ташланған иди.
Хитайға охшаш интернет әркинликини дәпсәндә қиливатқан дөләтләр, һазир дуня миқясида учурниң сүрәт билән тарқилидиғанлиқини вә униң он миңлиған кишини бир ариға җәм қилалайдиғанлиқиниң мисаллирини көргәнликтин, интернет үстидики тәқибини күнсайин ашурмақта. Хитай йеқинда интернеттики мәзмунларға қойған чәклимисини рәсмий қанунлаштурди. Хитай һөкүмитиниң учурдин ибарәт бу қудрәтлик күчтин қаттиқ әнсириватқанлиқини ипадә қиливатқан кишилик һоқуқ органлири һазир хитай түрмилиридә йетиватқан дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилиш җинайити билән йетиватқан бу кишиләрниң бундин кейинки тәқдиридин қаттиқ әндишә қилмақта.