2010 - Йили уйғур вәтинидә йүз бәргән чоң ишлар
2010.12.31

Мәзкур "10 чоң хәвәр"ниң ичидики 24 - апрел ваң лечвәнниң орниға җаң чүншйәнниң алмашқанлиқи, 17 - майдин 19 - май күнлиригичә җ к п мәркизи комитети шинҗаң хизмити сөһбәт йиғини ечилип, уйғур елиниң әбәдий әминлики вә тәрәққияти үчүн истратегийә түзүлгәнлики, 29 - 30 - март күнлири бейҗиңда саһәләр бойичә шинҗаңға ярдәм бериш йиғини ечилип, хитай өлкилириниң уйғур елини бөлүшүп "тәрәққий қилдуруш" йолиға маңғанлиқи, " улуғ вәтәнни сөйүп, гүзәл юрт - макан бәрпа қилайли" намлиқ тәшвиқат паалийитиниң йолға қоюлғанлиқи қатарлиқлар диққәтни чекиду.
2010 - Йили ваң лечвәнниң орниға җаң чүншйәнниң алмашқанлиқи уйғур елиниң вәзийитигә қандақ иҗабий өзгиришләрни елип кәлди?
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу соалимизға җаваб берип, уйғурларниң ваң лечвәнни 5 - июл үрүмчи вәқәсини қанлиқ бастурушқа биваситә қоманданлиқ қилған җаллат, дәп қарайдиғанлиқини тилға алди. Шуниң билән биргә, ваң лечвән һоқуқ үстидә турған мәзгилдә, униң уйғур диярида мустәбит сиясәт йүргүзүпла қалмай, уйғур вәтининиң байлиқлирини талан - тараҗ қилишта рекорт яратқанлиқини тәкитлиди. У ваң лечвәнниң орниға җаң чүншйәнниң алмашқанлиқиниң уйғур вәтининиң сиясий, иқтисадий, иҗтимаий вәзийитидә иҗабий өзгириш яратқанлиқини инкар қилип, уйғурларниң һазирму охшашла " қош тиллиқ маарип" сияситиниң бесими астида туруватқанлиқини, уйғур қизлирини хитай өлкиләргә йөткәшниң давамлишиватқанлиқини, 5 - июл вәқәсидә қолға елинған онмиңларчә уйғурниң йәнила хитай түрмилиридә йетиватқанлиқини оттуриға қойди.
Чәтәлләрдики уйғур зиялийлири җ к п мәркизи комитетиниң шинҗаң хизмити сөһбәт йиғинини ечип, уйғур елиниң әбәдий әминлики вә тәрәққияти үчүн түзгән истратегийисиниң маһийитини " уйғурларни үзүл - кесил ассимилятсийә қилип йоқитиш истратегийисидин ибарәт" дәп қаримақта.
Хитай өлкилириниң уйғур вәтинини бөлүшүвелип, "һалқима тәрәққият" нами астида елип бериватқан қурулушлирини " шәрқий түркистанни бөлүшүп талан - тараҗ қилиш" дәп атимақта.
Техиму кәң вә омумйүзлүк йолға қоюлуватқан " улуғ вәтәнни сөйүп, гүзәл юрт - макан бәрпа қилайли" намлиқ тәшвиқат паалийитини болса "меңә ююш оператсийиси" демәктә.
Уйғур зиялийси күрәш атахан әпәнди хитайниң уйғур вәтинидә елип бериватқан " улуғ вәтәнни сөйүп, гүзәл юрт - макан бәрпа қилайли" намлиқ тәшвиқат паалийитигә болған көз қаришини билдүрүп өтти.
Тәңритағ тори 31 - декабир күни елан қилған "шинҗаңдики 2010 - йиллиқ 10 чоң хәвәр"ниң ичигә үрүмчи йәрмәнкисиниң дәриҗиси өстүрүлүп "җуңго - асия - явропа көргәзмиси" гә өзгәртилгәнлики, 2010 - йилида хәлқ турмуши үчүн 100 милярд йүән сәрп қилинғанлиқи, уйғур вәтининиң шималий районлириниң қар апитиниң һуҗумиға учриғанлиқи қатарлиқларму киргүзүлгән. Әмма, бу вәқәләрниң арисиға хәлқара җәмийәт көңүл бөлүватқан уйғур вәтинидә йүз бәргән зор қаршилиқлар, уйғур зиялийлириниң үзлүксиз қамақ җазалириға учраш әһваллири киргүзүлмигән.