Чошқа зукамидин қандақ сақлиниш керәк?

Чошқа зукамидин ибарәт юқумлуқ зукамниң нөвәттә 23 дөләткә таралғанлиқи мәлум, юқумланғучилар күнсайин көпәймәктә. Мексикида бу кесәллик билән өлгәнләр 159 гә йәтти, америкидики юқумланғучилар 90 гә йетип, бири қаза қилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.04.29
Xitayda-choshqa-kesili-305 29 - Апрел күни бейҗиң кочилириниң биридә чошқа зукамидин мудапиә көрүп маска тақивалған бир йолучиниң көрүнүши.
AFP Photo

Дуня сәһийә тәшкилати чошқа зукаминиң дуня характерлик апәткә айланғанлиқини баян қилмақта. Бир нәччә күн ичидә мәзкур юқумлуқ кесәлликниң йәр шари характерлик кәлтүрүп чиқарған апәт дәриҗиси 5 - дәриҗигә көтүрүлүши мумкин. Инсанийәт чошқа зуками вәһимисигә дучар болуватқан ушбу җиддий пәйттә, һәмминиң дәсләптә ойлайдиғини, мәзкүр өткүр юқумчан вирустин юқумлиништин қандақ сақлиниш әлвәттә.

Адәттә пәсил алмашқан нөвәттики баш баһар мәзгилидә, көпинчә кишиләр асанла һәр түрлүк нәпәс йоли кесәлликлиригә, зукамға охшаш җиддий юқумлуқ кесәлликләргә гириптар болуп қалиду, һалбуки нөвәттә, чошқа зукамидин ибарәт әҗәллик юқумлуқ зукам вирусиниң дуняда җиддий тарқиливатқанлиқ хәвири тарқалғандин буян, баш ағриш, бурни еқиш, гели ағриш, қизиш қатарлиқ зукам аламәтлири көрүлгән кишиләрдә адәттин ташқири әнсизлик пәйда қилмақта.
Дүшмән қанчә сирлиқ болса шунчилик қорқунчлуқ болиду. Инсанлар чошқа зукамиға тақабил туруштин бурун әлвәттә бу кесәлни тонуши керәк.

 Чошқа зуками дигән қандақ кесәллик?

Чошқа зуками A типлиқ H1N1 юқумлуқ зукам вируси болуп, у асасән чошқа вә адәмләр арисида тарқилиду. Бәзи мәнбәләргә қариғанда, бу хил типтики зукам вируси 1930 - йили тунҗи қетим чошқидин тепилған.

Туни қетим инсанларға юқуши 1988 - йили 32 яшлиқ һамилдар бир аялда байқалған болуп, у кесәллик вирусини юқтурувилип 8 күндин кейин өлүп кәткән.
Чошқа зуками қайси хил йоллар билән юқиду?
Чошқа зуками вируси асасән мәзкүр вирус билән юқумланған адәм яки чошқиларниң нәпәс йолидин аҗратқан суюқлуқлири, улар тәрипидин булғанған муһит, йәм хәшәк, су, чашқан, пурақ, паша қатарлиқлар арқилиқ юқиду.

Бу вирус башқа юқумлуқ зукам вируслириға охшаш яз, әтияз, күзгә охшаш келимат өзгириши бир қәдәр турақсиз болған мәзгилләрдә асан тарқилиду. Асан юқтурувалғучилар балилар һәм яшанғанлар.

Бу кесәл чошқа гөши истимал қилиштин юқамду?

Мутәхәссисләр бу соалға яқ дәп җаваб бериду, тәтқиқатларға қариғанда, чошқа зуками вируси 160 селтсийә гирадустин юқири гирадусқа бәрдашлиқ берәлмәйдикән. Инсанлар пишурулған чошқа гөшини йийиш арқилиқ бу хил вирусни юқтурувалмайдикән.

Мутәхәссисләр гәрчә чошқа гөши йийиш билән чошқа зукамидин юқумлинишниң бивастә мунасивити барлиқини инкар қиливатқан болсиму, әмма мәзкүр зукам вирусиниң әсли мәнбәси һазирчә ениқланмиди, шундақла бу вирус чошқидин инсанға, инсандин инсанға вә чошқиға юқиду. Болупму мәзкүр вирустин юқумланған чошқилардин бивастә инсанға юқуш хәтири техиму юқири.

Инсанларчошқа зукамидин юқумланғанда қандақ аламәтләр көрүлиду?

Инсанлар чошқа зукамидин юқумланғанда көрүлидиған кесәллик аламәтлири асасән адәттики юқумлуқ зукамниң аламәтлири билән охшаш болуп, бимарларда туюқсиз қизитмиси өрләш, йөтүлүш, һалсизлиниш, иштиһаси тутулуш, бурни еқиш, беши қаттиқ ағриш қатарлиқ бәлгиләр көрүлидикән.

Әмма адәттики зукамға тақабил туралайдиған дориларниң, ваксенларниң һечқайсиси бу хил чошқа зуками вируси билән елишалмайдикән.

Чошқа зукамиға дора барму?

Гәрчә һазирғичә чошқилар арисидики юқумлуқ зукам вирусиға қарши ваксина болсиму, әмма инсанлар арисида тарқиливатқан чошқа зуками вирусиға қарши ваксин техи тәйяр әмәс, шундақтиму чошқа вируси билән юқумланғанларни давалашта бактерийигә қарши көп хил бирикмә дорилар билән давалаш елип бериливатиду, шундақла буниң үнүми күрүлди, мутәхәссисләр юқумдарларниң қанчә бурун даваланса һаятини қутқузуш еһтималлиқиниң шунчә юқири болидиғанлиқи билдүрмәктә.

Дуня сәһийә тәшкилати чошқа зукаминиң йәр шари миқясида кәң тарқилишни кәлтүрүп чиқириши мумкинликини агаһландурғандин башқа, кесәл тарқалған районларда ишикни етивелип мудапиәлиниш усулини қоллинишқа интайин кечиккәнликини баян қилди. Дуня сәһийә тәшкилати мутәхәссислириниң баяничә,чошқа зукаминиң ваксинисини көп миқдарда ясап тарқитиш үчүн аз дегәндә төт айдин алтә айғичә вақит кетидикән. Гәрчә бу хәвәр чошқа зукаминиң кәң даиридә тарқилишини пат арида тосап қелиштин анчә үмид бәрмисиму, әмма бу чошқа зукамидин сақланғили болмаслиқттин дерәк бәрмәйдикән.

Униң хәтири қайси дәриҗидә?

Адәттә чошқа зукаминиң кәлтүрүп чиқиридиған кесәллик аламәтлири икки күндин йәттә күнгичә ениқ мәлум болмиғанлиқтин, кишиләр асан қаймуқуп қалидикән. Әгәр дәсләп қизитмиси өрләшкә охшаш аламәтләр көрүлгән һаман дәрһал тәкшүрүп давалашқа амал қолланмиғанда кесәллик вируси тез арида нәпәс йоли, өпкә һәтта йүрәк мусколиға һуҗум қилип инсанларниң һаятиға замин болидикән.

Хәлқарада инсанларға келидиған апәтләрниң агаһландуруш дәриҗиси 6 болуп, дуня сәһийә тәшкилатиниң чошқа зукаминиң тарқилишиға қарита бекитип елан қилған апәт дәриҗиси 4 -дәриҗә.

Бу чошқа зукаминиң инсан һәм чошқилар арисида өз ‏ - ара юқумлинишниң инсанлар арисида район характерлик юқумлинишни кәлтүрүп чиқиралайдиған һаләткә өткәнликини көрситидиған болуп, дуня сәһийә тәшкилати агаһландуруш дәриҗисини бир нәччә күн ичидә 5 - дәриҗигә көтүрүшни ойлашмақта. Бәшинчи дәриҗә болса кесәллик вирусиниң дөләт һәм райондин атлап йәр шари характерлик тарқилишқа йәнә бир қәдәм алғанлиқидин дерәк бериду.

Қандақ қилғанда бу әҗәллик зукамниң алдини алғили болиду ?

Мутәхәссисләрниң агаһландурушичә, йәни инсанлар чошқа зукамидин сақлиниш үчүн әң аввал турмушта шәхси һәм аммиви тазилиққа алаһидә әһмийәт бериши керәк. Йәни мувапиқ арам елишқа, йетәрлик озуқлинишқа әһмийәт бериш, сирттин өйгә киргәндә, аммиви сорунларда болғанда қолини сопунлап ююш, болупму аммиви ишлитилидиған нәрсиләрни тутқандин кейин, бивастә еғиз, бурун, көзгә қол тәккүзмәслик.

Чоқум қолини пакизә юйғандин кейин тутуш яки ғизалиниш, йөтәлгәндә ағзини тосуш, зукамға охшаш кесәллик аламәтлири көрүлгән һаман аммиви сорунларға бериштин тохташ, дохтурға көрүнүш қатарлиқ тәдбирләрни қоллиниши зөрүр. Гәрчә бу тәдбирләрниң чошқа зукаминиң тарқилишини пүтүнләй тосап қелишта роли чәклик болсиму, йәнила чошқа зукаминиң пәйда қилидиған хәтирини әң төвән чәккә чүшүрүшкә ярдими болиду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.