Шихәнзидә гуман билән тутқун қилинған дада-бала диний затларға 3 йиллиқтин қамақ җазаси берилгән
2011.04.22

Игилишимизчә, өткән сәйшәнбә күни буларға 3йиллиқтин қамақ җазаси берилгән. Аһалиләрниң инкас қилишичә, бу диний затлар мәсчиттә вәзипә өтәватқан мәзгилидә һөкүмәтниң йолсиз тәләплирини рәт қилғанлиқи үчүн җазаланған. Йәнә аһалиләрниң пәрәз қилишичә, мәһкумларниң аилә-тавабатлири ичидә уларниң әһвалини сүрүштә қилғудәк кишиләр болмиғачқа җаза еғирлишип кәткән.
Өткән сәйшәнбә күни йәни 12-апрел күни шихәнзә шәһәрлик оттура сот мәһкимиси қаһар мәнсур вә муһәммәд турсун исимлик икки нәпәр диний затни 3йиллиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилған. Һөкүмдә улар қанунсиз диний нәшр буюмлирини сақлаш вә тарқитиш билән әйибләнгән. Һөкүмнамидә баян қилинишичә, уларниң өйидин тепилғини һәм тарқатти дәп қаралғини улуғ ислам алимлиридин ибний кәсирниң қуран тәпсиридур. Әмәлийәттә мәзкур тәпсир йиллардин бери уйғур елидә һөкүмәтниң рухсити билән нәшр қилинған вә мәсчитләрдә ашкара тарқитилған.
Нөвәттә, шихәнзидики аһалиләр, бу дада-бала диний затларға берилгән җазани алақидар һөкүмәт мәсуллириниң улардин интиқам елиши дәп қарашмақта. Чүнки диний зат қаһар мәнсур мәсчиттә мәзин болуп вәзипә өтәватқан чеғида һөкүмәтниң йолсиз тәләплирини рәт қилған. Мәсилән, һөкүмәтниң қизилбашлиқ һөҗҗәтлириниң мәсчитниң ичигә киргүзүлүшигә йол қоймиған. Җүмә хутбилиридә партийә вә һөкүмәтниң тапшуруқлири һәққидә сөз қистурулушқа қарши турған. Һөкүмәт тәрәп тәләплирини мәҗбурлиған вақтида мәзинлик вәзиписидин истепа бәргән.
Аһалиләр йәнә, дада-бала диний затлар аилә тавабатиниң һәддидин зиядә еһтиятчанлиқ қилип, тутулғандин буян уларниң әһвалини сүрүштә қилип бармиғанлиқини, буниң нәтиҗисидә җазаниң еғирлап кәткәнликини баян қилмақта.
Түркийидә яшаватқан сиясий көзәткүчиләрдин алдуләзиз әпәнди; дада-бала диний затларниң кесилишиниң йеңи бир әһвал әмәсликини, динға өчмәнлик қилишниң мәзкур һакимийәтниң тәбиитидә мәвҗутлуқини билдүрди.
Абдуләзиз әпәнди йәнә, ислам дининиң уйғурлар үчүн һәм қорған, һәм қораллиқ роли барлиқини, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң қолидики бу қудрәтлик қоралдин һәр вақит әндишә қиливатқанлиқини, шуңа районда уйғур кимликини йоқитиш, исян вә инқилабларниң алдини елиш үчүн, диний китаб вә диний затларға үзлүксиз зәрбә бериватқанлиқини билдүрди.
Ибни кәсир 14-әсирдә сүрийидә яшиған улуғ ислам алимлиридин биридур. Ибни кәсир тәпсири қурандики айәтләрни һәдисләр арқилиқ изаһлап чүшәндүргән, дуняви шөһрәткә игә мәшһур тәпсиридур.