Ғулҗа дадамту йезилиқ оттура мәктипидә уйғур тилидики синиплар сақлинип қалди

Йеза толуқ оттура мәктәп синиплири тақалғандин буян ғулҗа шәһәр әтрапидики дадамту йезилиқ оттура мәктипидә қош тиллиқ синиплар ечилған болсиму, әмма йеза хәлқиниң қаттиқ наразилиқи сәвәбидин әслидики уйғур тилидики оқутуш системиси йәнила сақлинип қалғанлиқини игилидуқ.
Мухберимиз миһрибан
2010.12.01

Биз бултур 7- ай мәзгилидә ғулҗа шәһири әтрапидики уйғурлар нисбәтән зич олтурақлашқан йезилардики оттура мәктәпләрниң әмәлдин қалдурулуп, қош тиллиқ мәктәпләргә өзгәртилгәнлики һәққидә мәхсус программа бәргән идуқ. Ундақта йеза толуқ оттура мәктәп синиплири тақалғандин буянқи әһвал қандақ болуватиду? биз ғулҗа шәһәр әтрапидики йезиларға телефон қилиш арқилиқ, дадамту йезилиқ оттура мәктипидә қош тиллиқ синиплар ечилған болсиму, әмма йеза хәлқиниң қаттиқ наразилиқи сәвәбидин әслидики уйғур тилидики оқутуш системиси йәнила сақлинип қалғанлиқини игилидуқ.

 Бултур әтиязда ғулҗа шәһәр әтрапи йезилиридики толуқ оттура мәктәп синиплири буйруқ билән мәҗбурий тақалғандин кейин, биз көп қетим шәһәр әтрапидики йезилардин пәнҗим, дадамту, баяндай қатарлиқ йезиларға телефон қилип әһвал игилидуқ. Зияритимизни қобул қилған уйғурлар өз йезисидики толуқ оттура мәктәп синиплириниң шәһәрлик һөкүмәт һәм шәһәрлик маарип идарисиниң бир буйруқи биләнла тақилип, бу мәктәпләрниң "қош тиллиқ мәктәп" намидики башланғуч, толуқсиз оттура мәктәпни өз ичигә алған 9 йиллиқ мәҗбурий маарип түзүмидики мәктәпкә өзгәртилгинигә нисбәтән әпсуслиништи вә наразилиқлирини билдүргән иди.

Ундақта йезилардики толуқ оттура мәктәп синиплири тақалғандин кейин, бу 6 йезидики миллий мәктәпләр пүтүнләй қош тиллиқ мәктәпләргә өзгәртилип болундиму? биз телефон қилип әһвал игиләш арқилиқ дадамту йезилиқ оттура мәктипи гәрчә йезидики хитай тилидики мәктипи билән қошуветилгән болсиму, лекин йезидики деһқанларниң наразилиқи һәм оқутқучиларниң чиң турувелиши билән, бу мәктәпниң пүтүнләй қош тиллиқ мәктәпкә өзгәртилмәй, әслидики уйғурчә оқутуш системисиниң сақлап қелинғанлиқини, қош тиллиқ синиплар синақ тәриқисидә йолға қоюлуватқанлиқи билдуқ.

Дадамту йезисидики бирәйләнниң билдүрүшичә, 2007- йили 9- ай мәзгилидә буйруқ билән йезилиқ оттура мәктипиниң толуқ оттура мәктәп синипи тақиветилип, мәктәпни қош тиллиқ мәктәпкә өзгәртиш қарар қилинғандин кейин, йезидикиләрниң қаттиқ нарази болуши билән, бу йилдин башлап дадамту йезилиқ оттура мәктипиниң әслидики уйғурчә оқутуш системиси сақлап қелинидиғанлиқи елан қилинған.

Биз йәниму ениқрақ тәпсилатқа игә болуш үчүн, йеза оттура мәктипидики оқутқучилар һәм әһвални бирқәдәр пишшиқ билидиған бир қисим зиялийларға телефон қилдуқ. Узун йил йезилиқ оттура мәктәптә оқутқучилиқ қилип пенсийигә чиққан бирәйләнниң билдүрүшичә, шәһәрлик һөкүмәтниң буйруқи билән дадамту йезилиқ оттура мәктипи йезидики хитайчә мәктәп билән бирләштүрүветилип, мәктәп баш мудири хитай қилип бәлгиләнгән болсиму, лекин оқутқучиларниң қаттиқ турувелиши билән, оқутуш ишиға мәсул илмий мудирлар һәр икки милләттин айрим -айрим бәлгилинип, хитай тили һәм уйғур тили оқутуш гуруппилири өз алдиға оқутуш ишлири елип барған.

Ғулҗидин игилигән учурлардин мәлум болушичә, икки йил илгири или областидики бәзи әмәлдарлар ғулҗа тәвәсидики оттура мәктәпләрдә уйғур тили грамматикиси дәрсини әмәлдин қалдурушни тәшәббус қилғини үчүн, алдинқи йили һәм бултур бәзи оттура мәктәпләрдә уйғур тили грамматикиси дәрси әмәлдин қалдурулған. Бу вәқә әйни чағда оқутқучи-оқуғучилар һәм ата-аниларниң наразилиқини қозғиған. Кейин бир қисим зиялийларниң 2009- йили областлиқ хәлқ қурултийида бу мәсилини алаһидә оттуриға қоюши сәвәблик, бу йилдин башлап оттура мәктәпләрдә уйғур тили грамматикисини өтүш йәнә әслигә кәлтүрүлгән.

Зияритимизни қобул қилған оқутқучилар оттура мәктәпләрдә йиллардин буян өтүлүп келиватқан уйғур тили грамматикисиниң әмәлдин қалдурулушиниң ана тил маарипиға пүтүнләй уйғун болмиған хата қарар икәнликини тәнқидлиди.

 Бир уйғур зиялийси бизгә,ғулҗидики уйғур зиялийлири райондики миллий маарипта сақлиниватқан мәсилиләрни юқири дәриҗилик органларға инкас қилғинидин кейин,ғулҗидики йеза толуқ оттура мәктәплириниң мәҗбури һалда қош тиллиқ мәктәпләргә өзгәртилиш мәсилиси һәм ғулҗидики оттура мәктәпләрдә уйғур тили грамматикисиниң вақитлиқ әмәлдин қалдурулуши қатарлиқларға нисбәтән аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң һазир тәкшүрүш елип бериватқанлиқи һәққидики хәвәрни аңлиғанлиқини билдүрди.

У йәнә бу йиллиқ оқутуш мәвсүмидин башлап дадамту оттура мәктипидин пенсийигә чиқиши қарар қилинған бир қисим тәҗрибилик уйғур оқутқучиларниң оқутуш сепигә қайтурулуп келинип уйғур тилида дәрс өтүшни давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.

Қәдирлик радио аңлиғучи достлар биз бундин кейинки программилиримизда, ғулҗидики шәһәр әтрапи йезилирида толуқ оттура мәктәп синиплири әмәлдин қалдурулғандин кейин, бу йеза оттура мәктәплири оқутушида һәм йезиларда қандақ әһвалларниң йүз бәргәнлики шундақла йезидики ата ана, оқутқучи- оқуғучиларниң бу һәқтики инкаслири һәққидә давамлиқ мәлумат беришкә тиришимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.