Арададамтудики йәр маҗираси давам қилмақта

Арададамту аяллири икки һәптиниң алдида шиддәтлик қаршилиқ көрситип, һөкүмәтниң йәр тартивелишиға йол қоймиған иди. Аридин 10 күн өткәндә һөкүмәт тәрәп, арададамтудики 8 кишини тутқун қилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.05.18
Uyghur-ayalliri-305 Сүрәттә, уйғур айаллири.
RFA Photo

Арададамту аяллири қайта топлинип, йезилиқ һөкүмәт бинасида наразилиқ билдүргән вә ғулҗа шәһиригә кирип намайиш қилиш үчүн йолған чиққан. Буниң билән йезилиқ һөкүмәт 8 нәпәр тутқунни шу күни қоюп бәргән.

Ғулҗа шәһириниң дадамту йеза, арададамту кәнтидики йәр маҗираси йәнә давам қилмақта. Икки һәптиниң алдидики маҗирада, арададамту аяллири топа иттириш машинисиниң алдиға өзини етип, һөкүмәтниң мәҗбурий териқчилиқ пиланиға вә бу йол билән йәр тартивелишиға наразилиқ билдүргән иди. Вәқәдә 7 нәпәр аял охшаш болмиған дәриҗидә яриланған вә дохтурханида ятқан иди. Откән һәптики игилишимиздә һөкүмәт тәрәп өзлириниң деһқанларниң ирадисигә бойсунғанлиқини билдүргән иди.

Әмма бүгүнки игилишимиздә, һөкүмәт тәрәпниң юқириқи қараридин йәнә янғанлиқи мәлум болмақта.

Арададамтуда 8 киши тутқун қилинғандин кейин, аяллар қайтидин тәшкиллинип, йезилиқ һөкүмәт бинасиға барған вә наразилиқини билдүргән. Улар һөкүмәт тәрәптин, тутқун қилинғанларни қоюп беришни һәм мәҗбурий териқчилиқ пиланини бикар қилишни тәләп қилған. Ғулҗа шәһәрлик аяллар бирләшмиси мәзкур вәқәниң йүз бәргәнликини етирап қилған болсиму, тәпсилий мәлумат беришни рәт қилди. Дадамту йезилиқ партком вә һөкүмәтму вәқә һәққидә еғиз ечиштин өзини қачурмақта.

Йезилиқ сақчи понкити деһқанларни мәҗбурлаш вә тутқун қилишни сир тутушқа тиришмақта.

Арададамту аяллири йезилиқ һөкүмәт өзлиригә қулақ салмиғандин кейин, наразилиқини техиму кәң - көләмдә билдүрүш үчүн ғулҗа шәһиригә қарап йолға чиққан, аяллар йол үстидә йәнә хитай қораллиқ қисим әскәрлири тәрипидин тосувелинған.

Арададамту аяллириниң изчил вә шиддәтлик қаршилиқи нәтиҗисидә һөкүмәт тәрәп 8 нәпәр тутқунни, аридин 16 саәт өткәндә қоюп бәргән һәм йәр иилливилиш зораванлиқини тохтатқан. Әмма һөкүмәт тәрәпниң бу қарарниң ахирқи қарар икәнликигә арададамтулуқлар йәнә гуман билән қаримақта.

Арададамтуда йүз бәргән икки қетимлиқ йәр маҗирасида аялларни наразилиқ һәрикитигә тәшкиллигүчи амангүл исимлик 45 яшлиқ бир аял; у бу қетимқи вәқәдин кейин йәнә бир қетим сораққа тартилған.

Бүгүн биз силәргә арададамту кәнтидә давамлишиватқан йәр маҗираси һәққидә тәпсилий хәвәр аңлаттуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.