Далай ламаниң сөһбәт һәққидики баянати хитайни музакирә үстилигә мәҗбурлиди

Хитай һөкүмити чаршәнбә күни тибәт роһани далай ламаниң вәкили билән йәнә сөһбәт елип баридиғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз әркин
2008.10.29
Далай лама Далай ламаниң йеқинқи сүрити.
AFP Photo

Хитай сөһбәт тоғрисидики баянатини елан қилишниң алдинқи күни далай лама хитайни сәмимийәтсизлик билән әйиблигән болуп, хитайниң позитсийиси өзини өмидсизләндүргәнликини, тутқан йолини тәрк етишкә мәҗбур болуватқанлиқини билдүргән иди. Хитай бүгүн далай ламани сөһбәтни қәдирләшкә чақирди.

Хитайниң һөкүмәт игиликидики шинхуа агентлиқи чаршәнбә күни хәвәр елан қилип, хитай мәркизи һөкүмитидики исми тилға елинмиған юқири дәриҗилик бир әмәлдарниң тибәт роһани даһиси далай ламани хитай - тибәт сөһбитини қәдирләшкә чақирғанлиқини, хитай мәркизи һөкүмитиниң "пат йеқинда " далай ламаниң вәкили билән сөһбәт елип баридиғанлиқини ашкарилиғанлиқини илгири сүрди.

Хәвәрдә сөһбәтниң қайси күни елип берилидиғанлиқини тилға елинмиған, лекин мәзкур әмәлдарниң тибәт пайтәхти лхасада һөкүмәткә қарши топилаң йүз бәргәнлики, " тибәт бөлгүнчилириниң бейҗиң олимпик мусабиқисидә чиқарған қалаймиқанчилиқи вә бузғунчилиқиға қаримай сөһбәт пат йеқинда башлиниду" дегәнликини елан қилди. Бу әмәлдар йәнә далай лама вә униң һөкүмити "бу пурсәтни ғәнимәт билиши шундақла мәркизи һөкүмәт оттуриға қойған алдинқи шәртләргә иҗабий җаваб қайтуруши лазим " дәп тәкитлигән.

Хитай һөкүмити билән далай ламаниң вәкили арисидики ахирқи сөһбәт бейҗиң олимпик йиғини һарписида йәни 7 ‏ - айда өткүзүлгән болуп, хитай һөкүмити далай ламадин тибәт мустәқиллиқини қоллимайдиғанлиқини, 8 ‏ - айдики бейҗиң олимпик йиғинини қалаймиқан қилмайдиғанлиқини испатлашни тәләп қилған иди. Далай лама вә тибәт сәргәрдан һөкүмити болса бу нөвәтлик сөһбәтниң 2 - 3 күн ичидә башлинишини, хитай даирилириниң келәр ай дарамсалада чақирилидиған дуня тибәт қурултийиға қәдәр тибәт мәсилисидики сәмимийитини көрситишини тәләп қилмақта. Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баш министири самдоң ренпочи алдинқи күни мухбирларға әгәр хитай өз сәмимийитини ипадилимисә, ноябирдики дуня тибәтләр қурултийида мустәқиллиқни тәләп қилиш йолиға қайтиш мәсилиси музакиригә қоюлидиғанлиқини, буни һечкимниң тосалмайдиғанлиқини билдүргән иди.

 2002 ‏ - Йили хитай - тибәт сөһбити әслигә кәлгәндин бери тәрәпләр җәмий 7 қетим сөһбәт елип барған болсиму, лекин әмәлий мәсилиләрдә һечқандақ илгириләш болмиған иди. Икки тәрәп арисидики әң чоң ихтилапларниң бири тибәтниң җуғрапийилик мәмури бирликидур. Далай лама вә тибәт сәргәрдан һөкүмити тибәтниң мәмури чегриси тибәт аптоном райони шундақла чиңхәй, гәнсу, йүннән вә сичүәндики тибәт районлирини өз ичигә елиш керәк, дегәндә чиң туруп кәлгән. Лекин хитай һөкүмити болса пүтүн тибәтләрни бир мәмури районға топлаш пикриниң "әмәлийәткә тоғра кәлмәйдиғанлиқи"ни әскәртип, тибәт тәрәпниң тәлипини рәт қилип кәлгән. Америка қанун саһәсидики мутәхәссисләр болса далай ламаниң тәлипи хитай асасий қануниға зит кәлмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.

Алдинқи күни америка пайтәхти вашингтондики вудрав вилсон тәтқиқат мәркизидә чақирилған "хитайниң тибәт сияси" дегән темидики илмий муһакимә йиғинида харвард университети қанун мәктипиниң алий тәтқиқатчиси доктор лобсаң сангай бу пикирни оттуриға қойди. У мундақ дәйду": хитай асасий қануниниң 4 ‏ - маддисида вә миллий аптономийә қануниниң 12‏ - маддисида аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан районларда аптоном районларни қурушқа болиду, дейилгән. Буниңға охшаш аптоном районлар җуаңзу, моңғул, уйғур вә туңганлар көп санлиқни игиләйдиған районларда қурулди. Тибәтләрму топлишип олтурақлашқан хәлиқтур. Лекин улар тибәт аптоном райони, гәнсу, йүннән, чиңхәй вә сичүәнләргә бөлүветилгән." Бу әһвалниң хитай асасий қанунидики 4 ‏ - мадда билән миллий аптономийә қанунидики 12 ‏ - маддиға хилап икәнликини тәкитлигән сангай " шуңа тибәтләрниң бир мәмури районда яшаш тәлипи хитай һөкүмитидин алаһидә имтияз тәләп қилғанлиқи әмәс.... Улар пәқәт хитайниң өз қануниға риайә қилишини тәләп қиливатиду", дәп көрсәтти.

 Самдоң ренпиочи дүшәнбә күни тибәт мустәқиллиқи пикири баш көтүридиғанлиқини агаһландурушниң алдида далай лама хитайниң тибәт мәсилисидики сәмимийәтсизлики өзидә үмидсизлик яратқанлиқини, тибәткә диний вә мәдәнийәт әркинлики асасидики алий аптономийә тәләп қилидиған оттура йоли ақмиғанлиқини, өзиниң бу йолни тәрк етишкә тәрәддут қиливатқанлиқини тәкитлигән. У " узун йиллардин бери хитайға қаратқан оттура йолни наһайити сәмимий иҗра қилған болсамму, лекин бу хитай тәрәпниң һечқандақ иҗабий җавабиға еришәлмиди....," дегән иди. Мәркизи америкиниң вашингтон шәһиридики хәлқара тибәт һәрикити тәшкилати сәйшәнбә күни далай ламаниң сөзигә түзитиш киргүзүп, тибәт роһани даһисиниң сөзи униң тутқан йолини тәрк әткәнлик мәнисигә кәлмәйдиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин далай ламаниң сөзи ғәрб әллиридә зор ғулғула қозғимай қалмиди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи чаршәнбә күни сөһбәтниң вақти, сөһбәт мәзмуниға даир конкрет мәзмунлар үстидә тохтилишни халимиған болсиму, лекин хитай даирилириниң баянатида далай ламаға қаратқан һуҗумниң тони бир аз назакәт түси алғанлиқини көрүвелиш мумкин. Сәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йүй далай ламаниң баянатиға инкас қайтуруп, далай лама " вәзийәтни тоғра тонуп, өз сәмимийитини намайән қилиши шундақла өзи һаят вақтида тибәт хәлқи үчүн хәйрлик ишларни қилиши лазим " дегән. Лекин дарамсаладики тибәт сәргәрдан һөкүмити болса далай ламаниң хитайға өзиниң оттура йолини вә бейҗиң олимпик йиғинини қоллайдиғанлиқини чүшәндүрүп болалмай һерип кәткәнликини билдүрмәктә.

Хитайниң далай лама билән сөһбәт өткүзүштики алдинқи шәртлириниң бири, далай ламаниң тибәтни хитайниң айрилмас бир қисими, дәп җакарлишини тәләп қилиштур. Лекин далай лама һазирға қәдәр хитайниң бу тәлипини қандурмиди. Вилсон тәтқиқат мәркизидики илмий йиғинда индианна университетиниң муавин профессори, тибәтләр мәсилиләр мутәхәссиси еллиот спәрлиң, хитайниң бу тәлипиниң тарихий асаси йоқлуқини тәкитлигән.

Хитайларниң тибәтни йүән сулалиси дәвридә йәни моңғуллар дәвридә хитайниң бир қисимиға айланған, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән еллиот сперлиң, лекин " йүән сулалиси һөкүмранлири өзлирини моңғуллар, дәп һесаблиған. Улар өзлирини бүйүк моңғуллар импирийисиниң һөкүмрани, дәп қарайтти. Бу шүбһисизки қубләйханниңму қаришидур.... Қубләйхан өзини хитайниң императори, дәп қаримиған. Йүән сулалиси моңғуллар һөкүмранлиқидики бипаян бир империйиниң хитайни идарә қилидиған бир парчисидур халас" дәйду.

Дарамсаладики тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баянатчиси Topten Samphel шинхуа агентлиқиниң хитай мәркизи һөкүмити тибәтләр билән пат йеқинда сөһбәт елип баридиғанлиқи һәққидики хәвиригә баһа беришни рәт қилди.

Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә мундақ дегән ": далай лама тәрәпниң тәлипигә асасән мәркизи һөкүмәтниң мунасивәтлик органлири далай ламаниң шәхс вәкиллири билән учришиду вә йәнә бир нөвәтлик музакирә елип бариду."

Хәвәрдә сөһбәт хитайниң қайси органи билән елип берилидиғанлиқини вә кимниң йитәкчилик қилидиғанлиқини ашкарилимиған болсиму, лекин бурунқи сөһбәтләр хитай мәркизи бирликсәп бөлүми билән далай ламаниң америкидики вәкили лоди гяри башчилиқидики тибәт сөһбәт өмики арисида өткүзүлгән иди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.