Далай лама: биз хитайниң асасий қанунида һөддә қилинған аптономийә болушни күтүватимиз
2012.10.18

Далай лама әпәндиниң лексийисиниң биринчи тәвсийиси инсаний қиммәт болуп, униңда пүтүн инсанларниң хушал яшашни үмид қилидиғанлиқини вә пүтүн инсанларниң бир-биригә бағлинишлиқини изаһ қилған. Иккинчи тәвсийисидә диний әқидиләр ара мурәссәлишиш йәни өрп-адәт, диний әқидиләрдә өз-ара һөрмәтлишиш, инсандики муһәббәт, хәйрхаһлиқ, һессият вә шундақла сәбир тақәт тоғрисида тохталған. Лексийә җәрянида, бу қетимқи лексийигә қатнашқан хитай оқуғучиларниң 2008-йили тибәттә йүз бәргән намайишта немә үчүн тибәтләрниң хитайларға һуҗум қилғанлиқи тоғрисида сориған соаллириға җаваб берип, буниңдин 60 йил аввалқи тибәтниң тарихини чүшәндүргән. 1955-Йилдин кейин хитай коммунистлириниң тибәттә елип барған қаттиқ бастуруштәк ялиңач сиясити тоғрисида мав зедуңға өзи үч-төт қетим хәт йезип, тибәтликләрни бастурушни тохтитишни тәләп қилған болсиму, мав зедуңниң җаваб бәрмигәнлики вә тибәтниң шу замандики налисини аңлайдиған һечким чиқмиғанлиқи һәққидә изаһат бериш билән биргә, хитайниң һазир тибәттә йүргүзүватқан хата сиясити түпәйлидин тибәт хәлқи намайиш давамида хитай миллитигә һуҗум қилғанлиқи, бу тибәтләрниң мәқсәтлик һәрикити әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң бастуруш сияситиниң нәтиҗиси икәнлики һәққидә чүшәнчә бәргән.
Далай лама әпәнди хитай оқуғучиларға мәхсус қисқичә нутуқ сөзләп мундақ деди:
“бизниң хитай ака-инилиримиз, ача-сиңиллиримиз, хитай һөкүмити бизниң һәққимиздә нурғунлиған хата тәшвиқатларни елип бармақта. Силәр бундақ тәшвиқатларға һәргиз ишәнмәңлар. Биз хитай хәлқини һөрмәтләймиз, силәрниң бай вә қәдими мәдәнийитиңларни һөрмәт қилимиз. Лекин биз явайилардин әмәс, бизниңму мәдәнийитимиз, тарихимиз һәм тил-йезиқимиз бар. Биз өз-ара мәсилини ортақ һәл қилишни күтүватимиз. Хитайниң асасий қанунида һөддә қилинған аптономийә болушни күтүватимиз. Силәр һазир әркин бир дөләттә яшаватисиләр. Бу пурсәттә көзүңларни, қулиқиңларни ишлитип биз яшаватқан дуняни өгиниңлар. Рәһмәт силәргә.”
Нурғунлиған сиясий мулаһизичиләр далай лама әпәндиниң алий аптономийә әмәс, бәлки аптономийә тәләп қилиши, тибәт сәргәрдан һөкүмити хитай һөкүмити билән елип барған 10 нәччә қетимлиқ сөһбити нәтиҗисиз ахирлашқанлиқтин болған болуши мумкин дәп пәрәз қилмақта. Биз, далай лама әпәндиниң хитайдин алий аптономийә әмәс, бәлки аптономийә тәләп қиливатқанлиқи тоғрисидики қарашлири һәққидә пикир елиш үчүн дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси доктор турмуһәммәт һашим билән сөһбәт елип бардуқ.