Хитайлар бизгә қариғанда уйғурларни халиғанчә дәпсәндә қилиду
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.05.23
2008.05.23

Сүрәт, түркийиниң `трт радио телевизийиси` намлиқ жорналниң 4 - айлиқ санидики`бир тинчлиқ инқилабчиси далай лама` мавзулуқ мақалидин елинди. Erkin Tarim
Түркийә радио телевизийә идариси тәрипидин нәшир қилиниватқан `трт радио телевизийиси` намлиқ жорналниң 4-айлиқ санида `бир тинчлиқ инқилабчиси далай лама` мавзулуқ мақалә елан қилинди. Бу мақалә түркийидики тонулған жорналист, `қирмизи һат` йәни `қизил сизиқ` намлиқ программиниң риясәтчиси дәврим гурқанниң далай лама билән елип барған сөһбитигә асаслинип туруп тәйярланған болуп, мақалә төвәндики җүмлиләр билән башлайду:
`Қирмизи һат` программа үчүн тибәтләрниң роһани лидери далай лама билән көрүштуқ. Тунҗи қетим бир түрк жорналистқа баянат бәргән далай лама, дуняниң бүгүнки вәзийитидин, мәдәнийәтләр тоқунушиға, тибәттин шәрқий түркистан мәсилисигә, алий аптономийәдин, дунядики йеңи өзгиришләргичә болған бир йүрүш мәсилиләр һәққидики көз қаришини биз билән ортақлашти. Биз роһаний лидер далай ламаниң динлар оттурисидики диялокқа, ислам диниға болған көз қариши, бәхитлик болуш, буддизм пәлсәписигә охшаш мәсилиләргә болған көз қаришини жорнал оқурмәнлири билән ортақлашмақчимиз.
Мақалида жорналист дәврим гүрқанниң тибәтләргә охшап кетидиған йәнә бир мәсилә бар, шәрқий түркистан мәсилиси. Түрк җамаәтчилики шәрқий түркистан мәсилисигә алаһидә көңүл бөлиду. Шәрқий түркистанлиқларму силәр дучар боливатқан қийинчилиқларға дучар боливатиду. Әмма шәрқий түркистанлиқларниң муҗадилә усули силәрниңкигә охшимайду, улар билән һәмкарлишиватамсиләр? дегән соалиға далай лама мундақ дәп җавап бәргән: "хитайлар тибәтләргә қарши бираз юмшақ муамилә қилип кәлди. Чүнки тибәт дуня мәтбуатиниң диққәт етибарини тартип келиватқан бир йәр, һәр күни дегүдәк дуня мәтбуатлирида тибәт һәққидә хәвәрләр бар. Йәни тибәттә болуватқанлар дуня мәтбуатлирида йерини елип кәлмәктә. Әмма шәрқий түркистанлиқларниң бундақ бир имканийити йоқ иди. Буниң үчүн хитайлар шәрқий түркистанлиқларни техиму бәк бозәк қилди. Бәзи вақитларда дуняниң һәр қайси җайлирида шәрқий түркистанлиқ паалийәтчиләр билән учришип туруватимән. Улар билән пикир алмаштуруп туруватимиз. Бәзи шәрқий түркистанлиқлар мустәқиллиқ тәләп қиливатиду, әмма мән мустәқиллиқ тәләп қилмаймән. Мәндәк ойлайдиған шәрқий түркистанлиқларму бар. Қисқиси иккила милләт әқәлли һәқ вә һуқуқлирини қолға кәлтүрүш үчүн күрәш қиливатиду. Шуңа мән мәтбуатларға бәргән баянатлиримда шәрқий түркистан мәсилисиниму тилға еливатимән. Дуня җамаәтчиликигә шәрқий түркистанда зулум көрүватқан қериндашлиримизниң дәрдини аңлитиш бизниң әхлақий вәзипимиз."
Түркийидә тонулған жорналист дәврим гүрқан әпәнди мәхсус дарамсалаға берип, далай лама билән елип барған сөһбитидә, нуқтилиқ һалда шәрқий түркистан мәсилисини сориған, далай лама баянатида уйғурларниң лидери мәрһум әйса юсуф алиптекин билән 1980 - йилларда истанбулда учришишидин, уйғурларниң һазирқи мәнивий аниси, д у қ рәиси рабийә қадир ханим билән учришиши, бу учришишларда немиләрни сөзләшкәнлики һәққидә тәпсили мәлумат берип өткән.
Тибәтләрниң роһаний лидери далай ламаниң уйғурлар һәққидә дегән бу сөзлирини қандақ чүшиниш керәк? уйғурлар тибәтләр билән қандақ ярдәмлишиши керәк? далай ламаниң һазир елип бериватқан дуня саяһити уйғур мәсилисигә қандақ тәсир көрситәр дегәнгә охшаш суалларға җаваб тепиш үчүн һаҗәттәпә университети оқутқучиси др. Әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.