Әхмәт давутоғлу: хитай рәһбәрлири билән уйғур мәсилисини музакириләштуқ

Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу қәшқәр, үрүмчи, шиән вә шаңхәйгә елип барған зияритини тамамлап бейҗиңгә йетип кәлди. 11 - Айниң 1 - күни әхмәт давутоғлу хитай ташқи ишлар министири яң җиечи билән учрашқандин кейин хитай муавин рәиси ши җинпиң тәрипидин қобул қилинған.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.11.01
Tashqi-ishlar-ministiri-ahmet-dawutoglu-305 7 - Айниң 5 - күнидики үрүмчи қанлиқ бастутуш вәқәсигә түркийә ташқи ишлар министири байанат елан қилип, хитай һөкүмитини әйиплиди. Сүрәттә, ташқи ишлар министири аһмәт давутоглу.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу учришишта икки дөләтниң сиясий, иқтисадий, сода вә мәдәний - маарип җәһәттики мунасивәтлири һәққидә музакирә елип берилғандин башқа йәнә уйғур мәсилиси һәққидиму музакирә елип берилған.

Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу түркийә - хитай мунасивитидә уйғурларниң көврүклүк роли ойниши һәққидә ортақ пикиргә кәлгәнликини ейтқан.

Бу программимизда, түркийә дөләт телевизийиси т р т мухбири фәрһат ақчаниң бейҗиңда ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу билән елип барған сөһбитидин парчиларни силәргә сундуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.