"Шинҗаң" намидики йеңи дәрслик келәр йилдин башлап өтүлидикән


2004.12.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Уйғур аптонум районлуқ маарип назаритиниң келәрки йеңи оқуш йилидин башлап қошмақчи болған "шинҗаң" дәрслики, уйғур елидики барлиқ башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләр үчүн зөрүр оқушлуқ һесаблинидикән.

Хитай һөкүмитигә қарашлиқ тәңритағ тор бетиниң билдүришичә, " шинҗаң" дәрслики, уйғур елиниң тарихи тәрәққияти, тәбиий шараити, миллий өрп- адәтлири вә иқтисадий қатарлиқ нурғун тәрәпләрни өз ичигә алидикән. Уйғур елидики барлиқ башланғуч вә оттура мәктәпләр чоқум һәр һәптиси үчтин төт саәткичә вақитни мәзкүр дәрслик үчүн аҗритиши тәләп қилинидикән.

Бу дәрсни ечишниң қәғәздики мәқсити

Хәвәргә қариғанда, пәқәт уйғур елидила өтилидиған " шинҗаң" дәрслики үчүн 18 парчә китаб лайиһиләнгән. Мәзкур оқушлуқларни уйғур аптонум районлуқ маарип, пән - техника тәтқиқат орни, оқутуш тәтқиқат мәркизи вә маарип нәшрияти бирликтә мәсул болуп чиқиридикән.

Шинҗаң дәрслики башланғуч мәктәпләр үчүн, уйғур елиниң тәбиий шараити, уйғур елиниң өтмүши вә бүгүни, милли мәдәнийәт, хәлқ әдәбияти, вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси, милли иттипақлиқ тәрбийиси, атизим тәрбийиси қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алса, оттура мәктәпләр үчүн, шинҗаңниң йәрлик тарихи, шинҗаңниң иқтисади, ғәрбни ечиш, қанун тәрбийиси, атезим, миллий иттипақлиқ, вәтәнпәрвәрлик қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алидикән.

Хитай даирилири хәвиридә " шинҗаң" дәрсликиниң оқушлуқлирини лайиһиләшкә қатнашқан бир түркүм хитай мутәхәссислири вә оқутқучилириниң исимлирини алаһидә тилға алған.

"Уйғурларниң топилаңчилиқ еңи бар"

Хитай һөкүмити буниң алдида оқуғучиларға сиясий - идийивий тәрбийини күчәйтишни алаһидә тәкитләп келиватқан иди. Биз хитай даирилириниң бу йеңи дәрслики һәққидә техиму тәпсилий мәлумат егиләш үчүн, уйғур аптунум раюнлуқ маарип назарити билән алақилаштуқ. Зияритимизни қубул қилған бир нөвәтчи хадим, бу идаригә йеңи кәлгән болғачқа, " шинҗаң" дәрслики һәққидики конкрет әһваллардин хәвәрсиз икәнликини, бирақ бу йеңи дәрсликни қошушта болупму аз санлиқ милләтләрни хитайни техиму сөйидиған қилип тәрбийиләшни чиқиш қилғанлиқини билдүрүп, мундақ диди:

Шинҗаңда аз санлиқ милләтләр көп, униң үстигә чегра район. Шуңа, бу дәрслик арқилиқ оқуғучиларни өз юрти вә дөлитини сөйидиған қилип тәрбийилимәкчи. Шинҗаңдики аз санлиқ милләтләрдә топилаңчилиқ еңи бар. Шоңа кичикидин тартип уларда вәтәнпәрвәрлик, милләтләр иттипақлиқини һимайә қилидиған аңни йитиштүрмәкчи.

Бу дәрсни ечишниң әсли мәқсиди

Хитай даирилириниң уйғур елида бундақ бир дәрсликни тәсис қилиши, чәтәлдики бир түркүм уйғур зиялилири вә маарипчилириниң наразилиқини қозғимақта. Улар хитай һөкүмитиниң уйғур пәрзәнтлиригә бурмиланған тарихни өгитип, динсизлиқ тәрбийисини күчәйтиш арқилиқ, уйғурларни асмилатсийә қилиш қәдимини тезлитиватқанлиқини көрсәтмәктә.

Илгири уйғур елидә узун йил оқутқучи болған, нөвәттә чәтәлдә яшаватқан қадир әпәнди, хитай һөкүмитиниң " шинҗаң" дәрсликини тәсис қилиши һәққидә тохтулуп, хитайниң буни қилишидики мәқсидиниң уйғур балилириға кичикидин башлапла хитайниң сиясий мәқсидини сиңдуруш, хитай билән болған пәрқни йоқитиш арқилиқ, уйғурларниң мустәқиллиқ ирадисини бошитиш икәнликини оттуриға қойди.

У йәнә, "шинҗаң дәрслики" ниң тәсири һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қоюп, бу дәрсликниң уйғур пәрзәнтлириниң парлақ уйғур тарихиға болған тонушини суслитип, уларға "шинҗаң хитайниң айрилмас бир қисми дегән уқумни сиңдуруш вә хитайниң милләтчилик идийисини кучәйтиш ролини ойнайдиғанлиқини илгири с ролини ойнайдиғанлиқини илгири сүрди.

Қадир әпәнди ахирида, юқириқидәк тәсирләрни азайтиш үчүн, оқутқучиларниң нөвәттики бар шараиттин пайдилинип, тактикилиқ усуллар билән оқуғучиларға һәқиқәтни чүшәндүриши керәкликини, йәнә бир тәрәптин зиялилар сепиниңму хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан асмилатсийини тезлитишигә қарши авазини күчәйтиши керәкликини көрсәтти. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.