Диларә чолпан болуш арзуси үчүн тунҗи қәдәм алди

Германийидә өткүзүлидиған бу йиллиқ нахша чолпанлири мусабиқисигә, мийонхенда яшаватқан талантлиқ уйғур қизи диларә долқун қатнишип, гәрчә у мусабиқидә үзүп чиқалмиған болсиму, тамашибинларда чоңқур тәсир қалдурған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.09.10
Girmaniyidiki-Uyghur-qiz-naxshichi-Dilara-305.jpg Youtube.com Дин елинған бу сүрәттә, йаш, таланлиқ уйғур қизи диларәниң гирманийә чолпанлар мусабиқисидики бир көрүнүш.
Youtube.com Дин елинди.

Бу уйғур қизиниң германийә чолпанлар сәһнисидә көрүнүши шундақла мийонхен теливизийисиниң диларә һәққидики зиярәт хатириси болса чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларни болупму йеңи әвлад уйғур яш - өсмүрлирини һаяҗанға салди.

Уйғур вәтинидин айрилип чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар, мәйли қайси дөләттә болмисун, өзиниң кимликини сақлашқа, кейинки әвладлириниму уйғур тили, уйғур мәдәнийити, диний һәм миллий өрп ‏- адәтлири бойичә тәрбийиләшкә тиришмақта.

Нөвәттә чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң иккинчи әвладлири арисидинму түрлүк саһәләрдә талантлиқ, иҗтиһатлиқ, уйғур яш өсмүрлири йетишип чиқип, уйғурларниң тонулуши үчүн өз нөвитидә рол ойнимақта.

Йеқинда германийә теливезийисидә көрситилгән аммибап нахша чолпанлири программисида, талантлиқ уйғур қизи диларәниң, германийә бойичә өткүзүлгән аммибап нахша чолпанлирини таллаш мусабиқисигә мийонхендин талланған чолпанларниң алдинқи қатариға киргәнлики, гәрчә бу йиллиқ чолпанлиқ таҗисини кийәлмигән болсиму, униң мусабиқә җәрянида орунлиған нахшиси һәм алаһидә пәрқлиқ симаси һәм ипадилири тамашибинларда чоңқур тәсир қалдурған.

Диларә германийә чолпанлар сәһнисидә өзини тонуштуруш пурситидин пайдилинип, өзиниң уйғур қизи икәнлики хитайниң ғәрбигә җайлашқан уйғур елидин кәлгәнлики, хитай һөкөмитиниң реҗими түпәйли аилиси билән германийигә көчмән болушқа мәҗбур болғанлиқлири һәққидә тохталған.

Германийә теливизийисидә уйғур қизи диларәниң симаси, униң нахшилири германийә вә шундақла явропадики уйғурларни һаяҗанландурған болуп, бу һәқтә германийидә яшаватқан уйғур рәссам мәрвайит ханим, бу талантлиқ уйғур қизиниң ипадисидин толиму сөйүнгәнликини баян қилди.

Әмди биз чолпанимиз диларәниң өзи билән сирдишип бақайли:

Һәр бир инсанда охшимиған тәбиий талантлар болиду, ата - анилар өз пәрзәнтиниң талантини вақтида байқап һәмдә тоғра йетәклигәндә вә җари қилдурушқа пурсәт яритип бәргәндә талант нәтиҗигә айлиниду. Диларәниң аниси нурбан ханим өз қизиниң сәнәт җәһәттики талантини қандақ йетәклиди? униң тәҗрибисини аңлап көрәйли.

Утуқниң бир пирсәнти таланттин кәлсә қалған 99 пирсәнти тиришчанлиқтин келиду дегән әқлийә бар. Аңлиғинимиздәк, диларә өзиниң чолпан болуш чүшини реаллиққа айландуруш үчүн биринчи қәдимини алди, достлар униңға утуқлар тиләйли, бу уйғур қизиниң арзусидикидәк, бир күнлири униң нахшилири дуня сәһнилиридә яңриғай.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.