Дилшат ришит: хитай даирилири моңғулларниң наразилиқ һәрикитиниң уйғур елигә тутишишидин әндишә қилмақта

Ички моңғулдики моңғулларниң һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлиридин кейин, хитай һөкүмити уйғур елидиму җиддий һаләт йүргүзгән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.05.31
dilshat-rishit-aliy-kengesh-305.jpg Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит шәрқий түркистан уйғур алий кеңәш алий кеңишидә. 2011-Йили 2-май.
RFA

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң радиомизға бәргән мәлуматиға қариғанда, ички моңғулдики моңғулларниң һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлиридин кейин хитай һөкүмити ички моңғулдила әмәс уйғур елидиму интернетқа чәклимә қоюш, қораллиқ сақчи қисимлирини көпәйтиш, коча чарлашни күчәйтишкә охшаш җиддий һаләт йүргүзгән. Хитай һөкүмитиниң бу һәрикәтлири пүтүнләй ички моңғулдики хәлқ наразилиқ ялқунлириниң башқа җайларғиму тутушуп кетишидин әндишә туюватқанлиқиниң ипадиси болуп,мәзкур учурға асасән үрүмчидики сақчи даирилири вә алий мәктәпләргә қаратқан телефон зиярәтлиримиз дилшат ришитниң баянлирини дәлиллиди.

Хитай даирилириниң, хитай шопуриниң моңғул чарвичини бесип өлтүрүветиш вәқәсини мувапиқ бир тәрәп қилмиғанлиқи сәвәбидин, 15-майдин башлап ички моңғулда партлиған қаршилиқ намайишлири хәлқаралиқ ахбаратларниңму диққәт нуқтисиға айланди. Бу пәйттә хитай һөкүмити моңғулларниң қаршилиқ һәрикитиниң башқа районларға тутушуп кетишиниң алдини елишта ички моңғулниң намайиш партлиған шилинғул вилайитиниң бир қисим наһийә базарлирида нисбәтән қаттиқ қоллуқ билән бастуруш сиясити қолланған болса йәнә бир қисим шәһәрлиридә қораллиқ сақчи қисимлирини көпәйтип, коча чарлашни күчәйтиш, интернет алақисини контрол қилишқа охшаш җиддий контрол қилиш тәдбирлирини қоллиниватқанлиқи, болупму мәктәпләрдә оқуғучиларға болған назарәтниң күчәйтилгәнлики,райондики телевизор хәвәрлиридә шәһәр аһалисини өз бихәтәрлики үчүн өйдин талаға чиқармаслиққа агаһландурғанлиқи мәлум иди. Бу хил вәзийәт хәлқара җәмийәттә әндишә пәйда қиливатқан бир пәйттә дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн йәни 31-май радиомизға мәлумат берип, уйғур елидиму нөвәттә хитай һөкүмитиниң бу хил сәзгүрлүкни ипадиләйдиған, мәктәпләрни қамал қилиш, интернет алақисини контрол қилиш вә чарлашни күчәйтишкә охшаш җиддий һәрикәтлири уйғур елидиму давам қиливатқанлиқини билдүрди.

Дилшат ришитниң баяниға қариғанда хитай даирилири үрүмчидики һәрқайси алий мәктәпләрдики оқуғучиларниң сиртқа чиқишини чәклигән, бәзи йәрлик интернет алақисигә кашила пәйда қилған. Биз бу учурларни дәлилләш үчүн үрүмчидики педагогика университети аманлиқ бөлүмигә телефон қилип, мәктәпниң аманлиқ тәдбирлирини қачандин башлап күчәйтилгәнлики вә буниң сәвәбини соридуқ, аманлиқ хадими, мәктәпниң аманлиқ тәдбирлириниң бурундинла шундақ күчлүклүки, һечқандақ алаһидә вәқә болмиғанлиқи, ички моңғулдики намайиш һәққидә бүгүн хәвәр кәлгәнликини ейтти.

Биз йәнә үрүмчи шәһири җамаәт хәвпсизлик идарисиниң сайбағ районлуқ тармиқиға телефон улидуқ, телефонни алған бир хитай сақчи һәқиқәтән йеқинқи бир икки һәптидин буян аманлиқни күчәйтиштә илгирилигән һалда җиддий тәдбирләр елинғанлиқини дәлиллигән болсиму әмма “сәвәбини чүшәндүрәлмәймән” дәп җаваб бәрди.

Хәлқара җәмийәт шилинғул вилайити һәм башқа җайларда елип бериливатқан намайишларниң ноқул һалда бир моңғул чарвичиниң хитай шопур тәрипидин машина билән бесип өлтүрүлүшидин һасил болған наразилиқ һәрикити болмастин бу моңғуллардики узун йиллардин буян йиғилип қалған мәдәнийәт, иқтисад, сиясий вә иҗтимаий җәһәттики кәмситишкә қарши өз һәқ-һоқуқи һәм инсаний ғурурини қоғдашни тәләп қилип елип бериватқан һәққаний намайиш дәп баһа бәрмәктә.

Дүшәнбә күни хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия-тинч окян ишлири муавин мәсули кәтерин бәйбер тәрипидин елан қилинған баянатта хитай һөкүмити агаһландурулуп, “ички моңғулдики намайишниң даириләр үчүн бир ойғитиш сигнали” икәнлики, уларниң сигнал бәргүчиләрни бастурушниң орниға йәнә бир аз санлиқлар районида йүз бәргән бу вәқәдин тегишлик савақ елиши керәклики илгири сүрүлгән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу баянати арқилиқ хитай даирилирини моңғулларниң қаршилиқ һәрикитигә уйғурларға муамилә қилғандәк муамилә қилмаслиққа чақирған иди.

Гәрчә хәлқара җәмийәт вә чәтәлләрдики моңғул паалийәтчилири хитай һөкүмитиниң намайишқа қатнашқан моңғулларни бастурушидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүватқан болсиму,әмма дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит гәрчә хитай даирилири намайишниң йәниму улғийип кетишини бар амаллар билән тосуватқан болсиму, бирақ моңғулларни “5‏-июл вәқәси” дә уйғур намайишчиларни оққа тутуп, қанлиқ бастурғандәк бастурмиғанлиқи, әгәр шуниңға охшаш вәқә уйғур елидә қайта йүз бәргән тәқдирдә хитайниң уйғурларға қарита йәнила 5-июлдикидәк һәтта униңдинму қаттиқ қол сиясәт йүргүзүши мумкинлики вә бундақ дейишиниң асаслирини көрсәтти.

Ички моңғулда мушу айниң 11-күни бир чарвичиниң хитай шопурниң аптомобил билән бесип өлтүрүветиши билән келип чиққан моңғулларниң наразилиқ намайиши, 2008‏-йили лхасада, 2009-йили үрүмчидә партлап, хитай қораллиқ қисимлириниң қанлиқ бастурушиға учриған намайишлардин кейин хитайдики аптоном һоқуқи берилгән йәнә бир милләт хәлқиниң елип барған наразилиқ намайиши һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.