Дин иҗтмаий зөрүрийәттур

Мәйли қандақла бир дин болмисун, динға етиқад қилидиған инсан билән һечбир динға ишәнмәйдиған инсан оттурисида наһайити чоң җәвһәри пәрқләр бар. Дунядики һәрқандақ дин кишиләрни гүзәл әхлақ, дуруслуқ, адаләтпәрвәрлик, растчиллиқ вә вападарлиқ қатарлиқ яхши ишларға чақирип, уларни бузғунчилиқ, алдамчилиқ, вапасизлиқ, шәпқәтсизлик қатарлиқ яман қилиқлардин тосуш ролини ойнайду.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.12.31

Рияллиқта көрүватимизки, инсанлар диянәтлик кишиләр билән арилишиш, муамилә қилиш вә һәр қандақ бир мунасивәт қуруштин иккиләнмәйду. Әксичә, бирәр динға етиқад қилмайдиған кишиләрдин һәзәр қилиду. Чүнки мундақ кишиләргә ишәнч қилалмайду.

Пакистандики хәлқара ислам универстетини пүттүргәндин кейин, сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридики дарулһәдис билимгаһида илим тәһсил қиливатқан абдулкәрим һаҗимға бу һәқтә бирқанчә соал билән мураҗиәт қилған идуқ.

Абдулкәрим һаҗим билән сөһбәт

Абдулкәрим һаҗим инсанийәтниң диний тәлимләргә болған еһтияҗи тоғрилиқ мундақ деди: "инсанлар өзлириниң кишилик вә иҗтимаий турмушини бихәтәр өткүзүши үчүн, өзлиригә рәһбәрлик қилидиған бирәр тоғра динға интайин моһтаҗдур. Чүнки йәр йүзидә қанунға һөрмәт қилиш, җәмийәт аманлиқини сақлаш вә инсанларниң хатирҗәмликини капаләтләндүрүштә динниң күчигә тәң келәләйдиған бирәр күч йоқтур. Буниңдики сир шуки: инсан каинаттики пүтүн мәхлуқатлардин алаһидә пәрқлиқ яритилған улуғ бир мәвҗудат болуш сүпити билән, униң һәрикәтлири вә ихтияри тәсәррупатлири, көз билән көргили, қулақ билән аңлиғили вә қол билән тутқили болмайдиған бир нәрсиниң башқуруши астида болиду. У болсиму, инсандики инсаний роһтур! у, виҗдан вә әқидә дәп атилиду."

Инсанлар ички дунясидин идарә қилиниду

Абдулкәрим һаҗим йәнә мундақ деди: "инсанлар ташқи дунясидин әмәс, бәлки ички дунясидин виҗданидин башқурулиду. Кишиләрниң һәқ һоқуқлирини һимайә қилидиған, һәқсизликкә йол қоймайдиған, адаләтлик вә мәдәнийәтлик бир җәмийәтни бәрпа қилишта, дөләт қанунлири вә һөкүмәт даирилири йетәрлик әмәс. Чүнки җазадин, түрмидин вә җәриманидин қорқуп вәзипә өтәйдиғанлар вә қорқуп туруп, һәқ һоқуқларға һөрмәт қилидиғанлар, қанунниң арғамчисидин қутулуш үчүн чиқиш йоли тапқичилик шундақ қилиду. Улар қанунниң контроллуқидин чиққан һаман, өзлириниң билгинини қилиду. Әмма аллаһтин әйминип, униң ғәзипигә йолуқуштин қорққан вә өз виҗданиниң авазиға қулақ салған һалда, һәқ һоқуқларни қоғдайдиғанлар вә һаятлиқтики өз вәзипилирини аллаһ разилиқи үчүн толуқ ада қилидиғанлар, мәйли ашкара, мәйли йошурун болсун, өзлириниң һеч вақит аллаһниң контроллуқидин қечип кетәлмәйдиғанлиқиға һәқиқий имани болғачқа, улар аллаһқа асийлиқ қилиш, җәмийәт аманлиқиға бозғунчилиқ қилш вә кишиләрниң һәқ һоқуқлириға таҗавуз қилиштин қаттиқ һәзәр қилиду дә, һәр ишта, өзлириниң инсаний бурчлирини ада қилишини аввалқи орунда қойиду."

Илим - пәнни йолида ишлитиш үчунму әхлақ керәк

Абдулкәрим һаҗимниң ейтишичә, диний тәрбийә билән әхлақни күчәйтмәстин, илим пән вә мәдәнийәтни тәрәққий қилдурушниң өзила җәмийәттә аманлиқ, турмушта баяшат вә хатирҗәмлик яритишқа капаләтлик қилалайду, дәп ойлаш интайин хатадур. Чүнки, илим пән икки бислиқ пичаққа охшайду, униң билән ислаһ қилғили болғинидәк, бузувәткилиму болиду. Худди илим пән сайисида, дуняни бир анда тар - мар қиливетәләйдиған атом бомбисини ясиғили болғинидәк, турмушта кишиләргә оңайлиқларни туғдурурп беридиған пән техникиларни, қатнаш қораллирини вә учур васитилирини яратқилиму болиду. Заманимиз пән техникиси буниңға шаһиттур. Әһвал бундақ икән, илим пәнни өз йолида инсанларниң мәнпәәти вә җәмийәтниң тәрәққияти йолида қоллиниш үчүн, униң йенида әхлақий җәһәттин бирәр күзәтчиниң болуши интайин зөрүрдур. У болсиму, әқидә вә имандур. Шуңа, "әхлақ билән диянәткә йөләнмигән һәрқандақ вәтәнпәрвәрлик, худди йеқилғили аз қалған бинаға охшайду" дәп тоғра ейтилған. Демәк: диянәтниң турмуштики роли худди йүрәкниң бәдәндики ролиға охшаштур.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.