Америка хәлқара диний әркинлик комитети 2008- йиллиқ диний әркинлик доклати елан қилди

2- Май америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитети 2008- йиллиқ доклатини елан қилған болуп, доклатниң хитайға қаритилған қисмида, гәрчә өткән бир йилда хитай ичидә динға етиқад қилғучилар қошуни көрүнәрлик дәриҗидә кеңәйгән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң диний паалийәтләргә қатнишиш әркинликигә қоюлған чәклимиләрни һәр тәрәптин күчәйтип барғанлиқи һәмдә диний етиқад әркинликини системилиқ вә техиму қаттиқ дәпсәндә қилғанлиқи көрситилгән.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.05.02

 Елзабет продромо ханим : "хитай диний етиқад әркинликини дуня буйичә әң еғир дәпсәндә қилғучи дөләт "

Бу һәқтә тохталған америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитети башлиқи елзабет продромо ханим , хитайда динға етиқад қилғучилар топи көпийиватқан болсиму, хитайниң йәнила диний етиқад әркинликини изчил боғуп келиватқанлиқини көрситип : "хитай йәнила диний етиқад әркинликини дуня буйичә әң еғир дәпсәндә қилғучи дөләт сүпитидә қеливәрди" деди.

Доклатта, хитай һөкүмитиниң "бидәт" дәп қарайдиған, тизимға елинмиған диний гуруһларға, көпинчә һалларда аз санлиқ милләтләргә алақидар диний җамаәтләргә қаритилған , бәзи чағларда вәһшийлик арилашқан диний етиқад әркинликини чәкләш қилмишини давамлаштуруп кәлгәнликини көрситип: " уйғур мусулманлар,, тибәт буддистлар, йәр асти католиклар, протистантлар һәмдә фалунгуңға охшаш диний топларға қаритилған бу хилдики қаттиқ бастуруш өткән йилда изчил давамлашти . Болупму, уйғур или вә тибәтләрдики диний бесим дәриҗиси өткән йилида техиму еғирлаштурулди " дейилгән.

Продромо ханим : " бейҗиң һөкүмити уйғур қатарлиқ диний җамаәтләргә қаритилған бастурушни давамлаштурди"

Бу һәқтә тохталған америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитети башлиқи елзабет продромо ханим хитайниң өткәнки бир йил җәрянида йәнә һөкүмәт тәстиқлиған даиридә диний паалийәт билән шуғуллинишқа қаритилған чәкләшни давамлаштурғанлиқини билдүрди вә мундақ деди: " бейҗиң һөкүмити бихәтәрликкә тәһдит салиду дәп қариған тибәт вә уйғур қатарлиқ етник гуруппилар вә аз санлиқ милләт вә диний җамаәтләргә қаритилған бастурушни давамлаштурди."
 
2005- Йили мартта хитай һөкүмити "диний ишларни бир тәрәп қилиш бәлгилимиси " ни елан қилған болуп, мәзкур бәлгилимидә хитайдики барлиқ диний гуруппиларниң хитай һөкүмити тәстиқлиған 7 хил диний җәмийәтләргә тизимға алдуруши керәклики көрситилгән иди.

Доклат: "уйғур моллилири вә тибәт раһиблириниң "вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси" елишқа мәҗбурланған"

Доклатта көрситилишичә, мәзкур бәлгилимә тибәт вә уйғур районлирида техиму қаттиқ йүргүзүлгән болуп, бәлгилимә җәрянида уйғур моллилири вә тибәт раһиблириниң "вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси" елишқа мәҗбурланғанлиқи көрситилгән.

Продромо ханим бу һәқтә тохтилип, хитайниң өткән бир йил җәрянида, дини затларни қолға елипла қалмай , бәлки хитайниң башқа шәкилдә елип барған диний әркинлик дәпсәндичиликлириниң хәлқаралиқ кишилик һоқуқ өлчәмлиригиму еғир хилап икәнликини көрсәтти һәмдәм бу хилдики хилаплиқ һәрикәтлириниң хитай 2005- йили йолға қойған "диний ишларни бир тәрәп қилиш бәлгилимиси " ни йүргүзүш җәрянида еғирлашқанлиқини көрситип мундақ деди:" мусулман имамларни вә тибәт раһиблирини коммунизм идеологийиси буйичә мәҗбурий тәрбийиләш қатарлиқларни бу хилдики дәпсәндә қилмишлар мисали сүпитидә көрситишкә болду".

Доклат: "шинҗаңдики диний әркинлик муһити алаһидә начар"

Доклатниң мәхсус уйғурларға қаритилған қисимда: "шинҗаңдики диний әркинлик муһити алаһидә начар болуп, өлкилик һөкүмәт бу өлкидики барлиқ диний гуруппиларға қаритилған чәкләш вә бастурушни техиму күчәйтти" дейилгән һәмдә йәрлик һөкүмәтниң террорчилиқ, бөлгүнчилик, вә диний әсәбийликләргә зәрбә беришни диний паалийәтләрни бастуруштики козур қилип ишләткәнлики оттуриға қоюлған.

Доклатта уйғур районидики диний затлар, молла, имамларниң қәрәллик һалда диний ишлар комитети вә дөләт бихәтәрлик тармақлири тәрипидин чақиртилип дини тәблиғләрни қандақ йүргүзүш һәққидә тәвсийә ‏- тәклипләр берилидиғанлиқи, мундақ йиғинлардин баш тартишниң имамлиқ вәзиписидин һәйдилиш вә яки солап қоюш җазалириға елип баридиғанлиқи, диний йетәкчиләр аммиви сорунда уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини әйибләп соз ечип қалса, "бөлгүнчилик", "җәмийәт тәртипигә тәһдит селиш" вә " дөләт һакимийитини ағдурушқа қутратқулуқ қилиш" җинайәтлири билән узунға созулған қамақ җазалириға тартилидиғанлиқи көрситилгән.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәзкур доклатниң уйғурларға қаритилған мәзмунлири вә америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитетиниң америка һөкүмити вә ташқи ишлар министирлиқиға йоллиған тәклиплирини келәр қетимлиқ програмимизда тәпсилий тонуштуруп өтимиз.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.