2010 ‏- Йиллиқ шәрқий түркистан инсан һәқлири доклати елан қилинди(2)

Түркийидики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин "мәзлумлар җәмийити" йеқинда доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини тәнқид қилған. Уйғур елиниң асиядики кишилик һоқуқ әң еғир дәриҗидә дәпсәндичиликкә учураватқан район икәнликини илгири сүргән иди. "Мәзлумлар җәмийити" ниң доклатида йәнә түркийә һөкүмити вә хәлқара җамаәтчиликни уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ мәсилилириг әкөңүл бөлүшкә чақирған.
Ихтийари мухбиримиз арслан
2010.11.30
insan-heqliri-dokilati-305.jpg Доклатниң муқависи
RFA

Түркийидә кишилик һәқ ‏-‏ һоқуққа алақидар паалийәт қиливатқан мәзлум дәр җәмийити тәрипидин елан қилинған, 2010 ‏- йиллиқ шәрқий түркситан инсан һәқлири доклатиниң давамида мундақ дейилгән:

"Шәрқий түркистан асияда кишилик һоқуқниң әң көп йүз бәргән районлардин бири. Хитай һакимийитиниң уйғур мусулманларға қарши бесим сиясәтлири күндин күнгә ешип бармақта вә дуня бу вәзийәткә сүкүт қилмақта. Шәрқий түркистанда башта яшаш һәқ ‏- һоқуқларға алақидар дәпсәндичиликләр, мәһбуслар үстидин орган тиҗарити, намайиш вә топлиниш һоқуқларға даир дәпсәндичиликләр ахбарат вә пикир әркинликигә алақидар чәклимиләр, мәҗбурий ешинча күчи, иҗтимаий вә мәдәнийәт җәһәтләрдә елип бериливатқан бастуруш, туғут чәкләш вә пиланлиқ туғут сиясәтләр қатарлиқ кишилик һоқуққа алақидар мәсилиләр һәл болушни күтмәктә. Бу доклат, районда йүз бериватқан кишилик һоқуқ мәсилиләргә йәнә бир қетим диққәтни тартиду. Башта хитай һакимийитиниң әмәлдарлириға, түркийә җумһурийитиниң рәислиригә, уйғурларға вә хәлқаралиқ тәшкилатларға қилишқа тегишлик мәҗбурийәтләрни йәнә бир қетим хатирлитиду. "

Хәлқара тәшкилатларни уйғурларниң кишлик һоқуққа көңүл бөлүшкә чақириқ қилиду

Мәзлум дәр җәмийити доклатта йәнә шәрқий түркистан мәсилисигә алақидар хәлқара җамаәтниң қилишқа тегишлик муһим хизмәтләрни оттуриға қоюп мундақ язған: хәлқара җамаәтни, б д т қатарлиқ пүткүл хәлқара тәшкилатларни шәрқий түркистанда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләргә қарши техиму сәзгүр болушни тәләп қилиду. Хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясәтләргә қарита, дәрһал инсанпәрвәрлик билән қәдәм бесип ярдәм қилишни тәләп қилиду. Мәзлум дәр җәмийити йәнә хәлқаралиқ көзитиш һәйитиниң қатнишиши билән шәрқий түркистанниң һәқиқий нупус истатскисини ениқлап чиқиш. Шәрқий түркистанниң нопусини капаләткә игә қилиш вә буниңдин кейинки шәрқий түркистан нопусиниң азийишиға сәвәб болидиған, қәтлиам, туғут чәкләш, пиланлиқ туғут, хитайларниң гуруп шәкилдә шәрқий түркистанға көчмән йөткәшкә охшаш шәрқий түркистанниң әсли қияпитини өзгәртидиған сиясәтләргә, хатимә берилишидә хитайға бесим қилишқа чақирқ қилиду. Ислам җуғрапийиси дәп қобул қилинған шәрқий түркистан районлирида мусулманларниң нопусиға әһмийәт берип, ислам қурултийи тәшкилатиниң районда йүз бәргән мәсилиләргә техиму көп көңүл бөлишини тәләп қилиду.

 Чәтәлләрдики уйғур тәшкилат вә паалийәтчиләргә тәклип

Доклатта йәнә мәзлум дәр җәмийити уйғурлар үчүн бир қанчә муһим нуқтида тәклип лайиһиләр сунуп мундақ язған:

"Шәрқий түркистанниң һәқ ‏- һоқуқ көрүшини қиливатқан чәтәлләрдики тәшкилатларниң қисқа вә узун муддәтлик иш пиланлири вә хизмәт нишанларни бәлгилиши. Шәрқий түркистан тәшкилатларниң истиратегийилирини хәлқара қанунға уйғун һалда бәлгиләш вә хәлқаралиқ орган вә тәшкилатлар билән һәмкарлиқни күчәйтиши. Радио, телевизийә, гезит вә шуниңға охшаш тәшвиқат васитилири арқилиқ, шәрқий түркистанни тонуштуруш билән биргә у йәрдә йүз бериватқан наһәқчиликни бир ‏- бирләп аңлитиш.

 Хитайниң чәтәлләрдики уйғурлар үстидин елип бериватқан бесимлар

Доклатта йәнә мундақ дейилгән: хитайдин қачқан уйғур көчмәнләр, қошна дөләтләрдә узун заман қалалмайду, хитайниң бесим қилиш сәвәбидин хусусән пакистан қирғизистан, қазақистан, вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләргә қачқан уйғурлар һәр заман хитайға қайтурулуш хәвпи бар. Хитайға қайтурулғанларниң көпинчиси өлүмгә һөкүм қилиниду яки әң аз 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниду. Қайтурулғанларниң бәзлиридин һеч қандақ хәвәр елинмайду, из дерәксиз йоқап кетиду. Хитайниң еғир бесим астида қелип, яшаш һоқуқидин мәһрум қалған вә яки қийин ‏- қистаққа елинған вә яки узун заман бигунаһ түрмидә йетиш еһтималлиқни көздә тутуп, өз вәтинини тәрк етип башқа дөләтләргә қачқан уйғурларға игә чиқиш, һәқ ‏- һоқуқиға капаләтлик қилиш инсаний мәҗбурийәттур.

Доклатта йәнә хитай даирлири башқа дөләтләрдә яшаватқан уйғур көчмәнләр үстидин бесим сиясити йүргүзүватқанлиқини ипадиләп мундақ дейилгән: чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлардин паспорт муддити тошқанларниң муддитини узартип бәрмәйду. Һәтта уйғурлар көчүп кәткән дөләтләрниң муһаҗирлар ишханилири билән һәмкарлишишқа урунмақта вә сиясий панаһлиқ тәләп қилған уйғурларни шу дөләтләрдин қайтуруп беришни тәләп қилмақта. Хитай даирлири башқа дөләтләрдин қайтурулған уйғурларни тапшуруп елипла өлүмгә һөкүм қилиду яки әң аз дегәндә 15 йилдин юқири қамақ җазасиға һөкүм қилиду. Мушундақ вәзийәткә дүч кәлгән уйғур муһаҗирлар бир түркүм қанунсиз йолларни қоллиништин башқа чарә тапалмайду. Вә бу йол билән көчүшкә мәҗбур болиду.

Шәрқий түркистанлиқ муһаҗирлар дүч кәлгән қийинчилиқлар

Нурғунлиған шәрқий түркистанлиқлар қанунсиз һалда юртини тәрк етишкә мәҗбур болди. Шәрқий түркистанлиқ уйғурлар егиз тағларни пиядә бесип өтүп қошна дөләтләргә йетип барғанда, қоллирида саяһәт қилишқа алақидар һеч қандақ бәлгә йоқ болғанлиқи үчүн, сахта саяһәт бәлгилири ишлитишкә мәҗбур болиду. Бу хил қанунсиз йолларни таллашниң сәвәби, уларниң үстидин елип бериливатқан еғир бесим вә саяһәт қилиш әркинликидин мәһрум қелишидур. Шу сәвәптин қануни саяһәт қилиш бәлгиси болмиғанлиқи үчүн вәтинигә қайталмайду.

Мәзлум дәр җәмийити, 2009 ‏- йиллиқ доклатида хитайни кишилик һоқуқни әң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилған дөләтләрниң алдинқи қатарға қойған вә әң көп адәм өлтүргән дөләт дәп қаттиқ әйиблигән иди.
Мәзлум дәр җәмийити, түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә кишилик һоқуққа алақидар хизмәт қилидиған тәшкилат болуп, бу тәшкилатниң қурғучилири вә мәсуллири қануншунас вә адвукатлардин тәркип тапқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.