Долан муқами дәвримизгә кәлгәндә немә үчүн йоқап кетиш гирдабиға келип қалди?
2006.09.21
Нәччә миң йиллиқ узақ тарихи дәврләрдин буян доланлиқ уйғурлар арисида сақлинип келиватқан долан муқамлирини толуқ билидиған хәлқ сәнәткарлар, нөвәттә 300 гә йәтмәйду. Мутәхәссисләр долан муқаминиң варисларниң йетишмәслики сәвәблик йоқап кетиш гирдабиға келип қалғанлиқини билдүрмәктә.
Бәзиләр буниңға муқам әвладлирини йетиштүрүшкә әһмийәт берилмигәнлики һәмдә муқамчиларни йетиштүридиған тәбиий мәктәп, мәшрәп паалийәтлириниңму илгирикидәк көп өткүзилмәйватқанлиқини сәвәб қилип көрсәтсә, йәнә бәзиләр буниңға нөвәттә уйғурларниң сиясий, иқтисадий һәмдә диний бесимларға дуч келиватқанлиқиниңму бәлгилик тәсири барлиқини билдүрмәктә.
Бу мәсилә һәққидә мухбиримиз гүлчеһрә чәтәлләрдики уйғур сәнәткарларниң қарашлирини елиш үчүн, тонулған нахшичи, композитор күрәш көсән әпәнди билән "долан муқами" ниң сақлинишида дуч келиватқан тосалғулар һәққидә сөһбәттә болди.