Америка дөләт мәҗлиси хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди

Америка дөләт мәҗлиси алдинқи күни мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини чақирип, хитай пиланлиқ туғут сиясити вә униң кишилик һоқуққа қандақ бузғунчилиқларни елип келиватқанлиқини музакирә қилған вә тәрәпләрниң бу мәсилидики пикрини алған.
Мухбиримиз әркин
2012.07.11
christopher-or-chris-smith-305.jpg Җумһурийәтчи авам палата әзаси кристофир симит инсан һәқлири тоғрисида доклат бәрди. 2011-Йили 24-май.
chrissmith.house.gov

Йиғинда гуваһлиқ бәргән бәзи паалийәтчиләр, хитайниң мәҗбурлаш характерлик пиланлиқ туғут сиясити, ноқул сиясий, иқтисадий мәсилә билән чәклинип қалмайдиғанлиқи, буниң йәнә аяллар вә балиларниң кишилик һоқуқиға мунасивәтлик зор мәсилә икәнликини агаһландурған.

Йиғинни америка дөләт мәҗлисиниң ташқи ишлар комитетиға қарашлиқ африқа, йәр шари саламәтлик вә кишилик һоқуқ ишлириға мәсул бир шөбә комитети уюштурған болуп, йиғинға комитет рәиси җумһурийәтчи авам палата әзаси кирстофер симит әпәнди риясәтчилик қилған

Йиғинда хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия-тинч окян ишлириға мәсул хадими т. Кумар, чегрисиз аяллар һоқуқи тәшкилатиниң мәсули регей лителҗон, америкида паалийәт қилидиған христиан диний тәшкилати‏-“җуңгоға ярдәм” җәмийитиниң мәсули поп фу шичю, виргинийә штатидики нопус тәтқиқат җәмийитиниң мәсули стевен мошер қатарлиқ кишиләр гуваһлиқ бәргән.

Йиғинда кирстофер симит хитайниң мәҗбурлаш характерлик бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сиясити адәттики аилиләрниң кишилик һоқуқиға бузғунчилиқ қиливатқанлиқини агаһландуруп, һамилини мәҗбурлап чүшүрүш нюренбург хәлқара уруш җинайәтчиләр сотида инсанийәткә қарши туруш җинайәтлириниң бири, дәп қаралғанлиқи, хитайда пиланлиқ туғут сиясити йолға қоюлған 33йилдин буян, аяллар вә балиларниң һоқуқи учриған бузғунчилиқниң көлимини һечқандақ дәвргә селиштурғили болмайдиғанлиқини билдүргән.

Йиғинда гуваһлиқ бәргән “җуңгоға ярдәм җәмийити” ниң мәсули, поп фу шичю америка дөләт мәҗлиси вә обама һөкүмитиниң явропа парламентини үлгә қилип, хитайниң бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситигә, мәҗбурлап туғмас қилиш вә мәҗбурий һамилә чүшүрүшкә қарши конкрет тәдбирләрни елишини тәләп қилған. У, обама һөкүмитини пиланлиқ туғут сияситини кишилик һоқуқ бузғунчилиқи қатарида көрүшкә, бу мәсилини кишилик һоқуқ диалоги, җуңго-америка иқтисадий-истратегийә диалогиниң күнтәртипигә киргүзүшкә чақирип: биз йәнә америка авам, кеңәш палаталириниң бирләшмә қарар мақуллап, америка вә җуңго хәлқиниң бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситини бикар қилиш арзусини ипадиләшкә чақириқ қилимиз, дегән.
Поп фу шичю чаршәнбә күни мухбиримизниң мәхсус зияритини қобул қилип: бу әң әқәллий кишилик һоқуқни қоғдаш мәсилиси. Һалбуки бу йәнә уларниң диний етиқадидики һаятлиқни қәдирләш вә қоғдаш мәсилисигә берип тақилиду. Буниңға пуқраларниң асаслиқ кишилик һоқуқи вә аялларниң туғуш һоқуқи вә қорсақтики һамилини қоғдаш нуқтисидин қариғандиму, бу җуңго асасий қануни вә қанунлириниң қоғдишиға еришиши керәк. Бирақ җуңго бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситидин ибарәт бундақ қәбиһ сиясәтни узун йиллардин буян мәҗбури йолға қоюп, һәр күни миңлиған, онмиңлиған аялниң асасий кишилик һоқуқи капаләткә игә болмайдиған бундақ вәзийәтни кәлтүрүп чиқарди, дәп көрсәтти.

Явропа парламенти йеқинда қарар мақуллап, хитайниң бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сиясити кәлтүрүп чиқарған мәҗбурлап туғмас қилиш вә мәҗбурий һамилә чүшүрүш қилмишини қаттиқ тәнқид қилған. Қарарда йәнә явропа комитетини агаһландуруп: явропа иттипақи хитай пиланлиқ туғут сияситигә арилашқан органларға пул бәргән вә пул бериватиду. Бирақ явропа комитети пул беридиған программиларниң бу хил бузғунчилиққа арилишип қалмаслиқиға капаләтлик қилиши лазим, дегән.

Нопус тәтқиқат җәмийитиниң мәсули стевен мошер гуваһлиқ бериш йиғинида америкиниң б д т нопус фонди җәмийитигә беридиған ярдәм пулини тохтитишини тәләп қилған. Мошер әпәндиниң илгири сүрүшичә, б д т нопус фонди җәмийити хитайниң мәҗбурлаш характерлик пиланлиқ туғут сияситини қоллап, униңға һәр йили пул берип кәлгән. Америка һөкүмити сабиқ президент җорҗ боз дәвридә б д т нопус фонди җәмийитиниң хитай пиланлиқ туғут сияситини қоллиғанлиқини илгири сүрүп, америкиниң һәр йили нопус фондиға беридиған 30 нәччә милйон доллар пулини тоңлитип қойған. Лекин америка президент обама дәвридә б д т нопус фонди җәмийитигә пул беришни әслигә кәлтүргән иди.

“җуңгоға ярдәм җәмийити” ниң мәсули фу шичю, пиланлиқ туғут сияһиниң тәсири кишилик һоқуққа бузғунчилиқ қилиш билән чәклинип қалмайдиғанлиқи, униң еғир иҗтимаий ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини агаһландурди.

У мундақ дәйду: буниң сәлбий иҗтимаий тәсири кәң көләмлик, тарихий характерлик вә буни һәтта нәччә әвлад кишиләр толдуруп болалмаслиқи мумкин. Бу һәр бир аилиниң болупму, аялларниң җисманий саламәтликигә четилипла қалмай, йәнә иҗтимаий вә иқтисадий қурулмиғиму четилиду. Әр-аяллар нисбитиниң бузулуши бу җәһәттики әң зор бузғунчилиқларниң биридур. Кәлгүсидә 10 йилда той қилиш йешидики 30, 40 милйон адәмгә хотун тепилмайду. Бу аялларни елип -сетиш қилмишини күчәйтиду. Җуңго һазирниң өзидә дунядики әң чоң адәм бедик базири болуп қалди. Әр-аяллар нисбитиниң бузулуши һәр хил җинайәтләрниң көпийишини кәлтүрүп чиқириду. Бир пәрзәнтлик сиясити йәнә җәмийәтниң қерилишишини кәлтүрүп чиқириватиду. 2020‏-Йили җуңгода яшанғанларниң нисбити омумий нопусниң 14% гә йетип, еғир иҗтимаий мәсилигә айлиниду. Қисқиси, җуңго һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясити кейинки әвладларға апәт характерлик ақивәт елип келиду.

Йеқинда хитай дөләт кабинетиниң тәрәққият тәтқиқат мәркизи, бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситини өзгәртип, икки пәрзәнтлик түзүмни йолға қоюшни тәләп қилған иди. Бирақ чегрисиз аяллар һоқуқи тәшкилатиниң мәсули регей лителҗон ханим америка дөләт мәҗлисидики гуваһлиқ бериш йиғинида, икки пәрзәнтлик түзүм хитай җәмийитидики бир пәрзәнтлик сиясәт кәлтүрүп чиқарған мәсилини һәл қилалмайдиғанлиқини билдүргән.

У, 1‏-пәрзәнти қиз туғулған хитай әр-хотунларниң 2‏-һамилдарлиқида оғул тепишни қоғлишип, һамилә қиз болса алдуруветидиғанлиқи, нәтиҗидә бу оғулларниң көпийип, қиз-оғуллар нисбитиниң тәңпуңлуқиға илгириләп бузғунчилиқ қилидиғанлиқини илгири сүргән. У йәнә агаһландуруп, икки пәрзәнтлик түзүм аялларниң һамилисини мәҗбурий чүшүрүшкә хатимә берәлмәйдиғанлиқи, 3‏-пәрзәнтигә һамилидар аялларниң давамлиқ һамилә чүшүрүшкә мәҗбурлинидиғанлиқини билдүргән.

Җуңго ярдәм җәмийитидики поп фу шичю йәнә, хитайниң уйғур илидики пиланлиқ туғут сиясити һәққидә тохтилип: бу уйғур илидики еғир мәсилиләрниң бири дәп көрсәтти. У, хитай һөкүмити уйғурларниң икки пәрзәнтлик болушиға йол қойсиму, бирақ мәзкур сиясәт 3‏-4 пәрзәнтлик болуш арзусидики уйғур аяллириниң кишилик һоқуқи вә туғуш һоқуқи вә диний етиқадиға бузғунчилиқ қиливатқанлиқини илгири сүрди.

Поп фу шичю әпәнди әскәртип: бу шинҗаңдики интайин еғир бир мәсилә. Йәни пиланлиқ туғут мәсилиси йәнә, һөкүмәтниң шу җайдики йәрлик хәлқниң диний етиқади вә өрп -адәтлиригә һөрмәт қилиш қилмаслиқ мәсилиси. Шуңа бу мәсилә уйғур елидә аялларниң ноқул туғут һоқуқи мәсилисила әмәс. Мән җуңго мәркизи һөкүмитини аз санлиқ милләтләргә бәргән аптономийә вәдисидә туруп, уни һәқиқий иҗра қилишини үмид қилимән. Һөкүмәт уйғурларниң икки пәрзәнтлик болушиға йол қойсиму, бирақ бу сиясәт интайин қәбиһ иҗра қилиниватиду. Бу әһвалда 3-4 пәрзәнтлик болушни ойлайдиғанлар қандақ қилиду? һөкүмәтниң уларни қандақ қилидиғанлиқи һәммигә мәлум. Һөкүмәт уларға мәҗбурлаш васитилирини қоллиниду. Нәтиҗидә уларниң һессияти дәпсәндә қилинипла қалмай, диний етиқад һоқуқиму дәпсәндә қилиниду, дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.