Уйғурлар түрк дуняси мәдәнийәт көргәзмисигә қатнашти


2008.03.28

maarip-korgezme2-200.jpg
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси җәмийити тәрипидин нәшир қилинған гезит, журнал, китаблар, уйғурларниң кийим-кечәклири вә музика чалғу әсваблирини көргәзмә қилди. RFA Photo / Erkin Tarim

Түркийә маарипчилар уюшмисиниң орунлаштуруши билән түркийә маарип министирликиниң шура залида түрк дуняси мәдәнийәт көргәзмиси өткүзүлди. Бу көргәзмигә әзәрбәйҗан мәдәнийәт җәмийити, қирим татар җәмийити, сипурус мәдәнийәт җәмийити, ирақ түркмәнлири мәдәнийәт җәмийити, балқан түрклири вәхпи башчилиқидики көп санда аммиви тәшкилатлар қатнашти вә бөлүм ечип өзлириниң мәдәнийитигә хас буюмлирини көргәзмә қилди. Уйғурларға вакалитән әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси бир бөлүм ечип, җәмийити тәрипидин нәшир қилинған гезит, журнал, китаблар, уйғурларниң кийим-кечәклири вә музика чалғу әсваблирини көргәзмә қилди.

Булардин башқа уйғур дияриниң қисқичә тарихи, йәр асти вә йәр үсти байлиқлири вә уйғурлар дучар боливатқан инсан һәқлири дәпсәндилири көрситилгән рәсимләрму көргәзмә мәйданиға есилған болуп, бу көп санда җурналистларниң вә кишиләрниң диққәт етибарини өзигә тартти. Һәрқайси теливизийәләр бу көргәзмә һәққидә бәргән хәвәрлиридә уйғур мәсилисигә алаһидә йәр бәрди. Биз бу көргәзмә мәйданиға берип, бу көргәзмини ачқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи һайруллаһ әфәндигил әпәнди вә зиярәтчиләргә микрофонимизни узаттуқ.

maarip-korgezme-200.jpg
Көргәзмини көздин кәчүриватқан йәрлик хәлиқләр. RFA Photo / Erkin Tarim

Кейин бу йәрдә көргәзмә ечип олтурған вә уйғур бөлмисини айлиниватқан әзәрбәйҗан мәдәнийәт җәмийити иҗраийә һәйәт әзаси др. ялчин сариқая әпәнди бу көргәзмини көргәндин кейинки тәсиратини аңлитип мундақ деди: "шәрқий түркистан дегән вақитта көз алдимға бир муҗадилә келиду. Әмма бу дунядики әң қейин муҗадилиләрдин биридур. Бу узун йиллардин бери һармай талмай елип бериливатқан муҗадилидур. Уйғур дегән вақитта көз алдимға бай мәдәнийәткә игә бир милләт келиду. Уйғурлар бу көргәзмидиму көргинимиздәк, бай йемәк ичмәк, кийим-кечәк вә сәнәт мәдәнийитигә игә. Әпсуски бүгүн бундақ бай мәдәнийәткә игә бир милләт хитай хәлқ җумһурийитиниң пиланлиқ һалда йүргүзиватқан ассимилятсийә сияситигә дучар болмақта."

Др. ялчин сариқая әпәнди йәнә мундақ деди: " бүгүнки күндә уйғурлар өз вәтини болған шәрқий түркистанда аз санлиқ милләт муамилиси көрмәктә. Хитай нопуси көпәйгәнсери өз тупрақлирида аз санлиқ милләт һалиға чүшүп қелиш алдида турмақта. Әмма мән уйғурларниң әзәрбәйҗанға охшаш балдуррақ өз әркинликигә, мустәқил шәрқий түркистан дөлитигә игә болушини тиләймән. Биз қәйсәридә истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлири арқилиқ шәрқий түркистан даваси билән тонуштуқ. Мән түркийидә һармай талмай шәрқий түркистанниң әркинлики үчүн күрәш қиливатқан уйғур қериндашлиримни көрдүм, һәммиси өз ана тилини билиду. Уйғурлар өз дәвасиға игә чиқишқа давам қилса шәрқий түркистан чоқум азат болиду." (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.