Дуня түрк яшлар бирлики уйғурлар тоғрисида қарар алди

Истанбулдики һилтон гардән меһманханиниң йиғин залида ечилған, дуня түрк яшлар бирликиниң 15-нөвәтлик йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти. Йиғин ахирида, түрк дунясиға алақидар 15 маддилиқ қарар елинған болуп бу қарарлар йиғинда елан қилинди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.12.20
Elshad-Abdullayev-Arslan-sohbettte-305.jpg Дуня түрк яшлар бирликиниң рәһбәрлик һәйити әзаси әлшад абдуллаюф әпәнди ихтиярий мухбиримиз билән сөһбәттә. 2012-Йили 19-декабир, истанбул.
RFA/Arslan

Қарарниң 1-маддисида, дуня түрк яшлар бирлики уйғурларниң ана тилини қоғдаш тоғрисида хизмәт ишләйдиғанлиқини вә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүп келиватқан бесим вә зулум сиясәтлирини дуня җамаитигә аңлитиш үчүн хизмәт қилишни қарар қилди.

Түрк дуняси яшлар бирликиниң 15‏-нөвәтлик яшлар паалийити вә қурултай йиғин зали көрүнүши. 2012-Йили 16-декабир, истанбул.
Түрк дуняси яшлар бирликиниң 15‏-нөвәтлик яшлар паалийити вә қурултай йиғин зали көрүнүши. 2012-Йили 16-декабир, истанбул.
RFA/Arslan

Уйғурларға алақидар елинған қарарда мундақ дейилди: дуня түрк яшлар бирлики, хитайниң уйғур хәлқигә қарши йүргүзүп келиватқан һәр түрлүк бесимини вә ана тилини йоқ қилиш сияситини әйибләйду. Хусусән дуня түрк яшлар бирлики, бу тәшкилатқа қарашлиқ пүтүн әза тәшкилат вә җәмийәтләрниң васитиси арқилиқ шәрқий түркистандики һәр түрлүк зулум вә бесимларни дуня җамаитигә аңлитиш үчүн хизмәт ишләйду.

Йиғинда уйғур вәкилләрму сөз қилған болуп, уйғурларниң тарихини аңлитиш билән биргә, һазирқи вәзийәттә диний бесимға вә миллий мәдәнийәтниң вәйранчилиққа учраватқанлиқи, мәктәпләрдә уйғур тилида дәрс өтүшниң чәкләнгәнлики, 4-6 яш арисидики уйғур пәрзәнтлири үчүн ечилған йәслиләрдә ана тили өгитишниң орниға хитай тили вә мәдәнийити өгитиватқанлиқи, уйғур яшлирини хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәп, у йәрдин хитайларни көпләп көчүрүватқанлиқи, уйғур дияридин чиқиватқан йәр асти вә йәр үсти байлиқларни хитайларниң сүмүрүватқанлиқи, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан асасий сиясәтлириниң уйғурларни ассимилятсийә қилиш сиясити икәнлики қатарлиқ мәсилиләрни аңлатқандин кейин, уйғур мәсилиси йиғин әһлиниң алаһидә диққитини тартти вә йиғинда сөз қилғучиларниң көпинчиси уйғур мәсилисини тилға елип өтти.

Биз, дуня түрк яшлар бирлики вә уйғурлар тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн бу тәшкилатниң рәһбәрлик һәйити әзаси әлшад абдуллаюф әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Әлишад абдуллаюф әпәнди алди билән дуня түрк яшлар бирликиниң қурулуш тарихи вә хизмәт-паалийәтлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: совет иттипақи парчиланғандин кейин русийидики көплигән түрк хәлқләрниң яшлар тәшкилатлири бир йәргә җәм болуп 1991-йили пүтүн русийидики түрк яшлар тәшкилатлириниң бирликини қурған. Бу һәқтә түркийә, әзәрбәйҗан, қазақистан вә башқа җайлардики түрк хәлқләргә бу бирликкә қетилиш тоғрисида чақириқ әвәтилгән, шуниң билән пикир алмаштуруш нәтиҗисидә түрк яшлар бирлики пәқәт русийә биләнла чәклинип қалмай, пүтүн дунядики түрк яшларни тәшкил қилған бир бирлик қуруш қарар қилинған. Дуня түрк яшлар бирлики 1992-йили 2-айда 12 түрки хәлқниң вәкиллириниң қатнишиши билән татаристанниң пайтәхти қазанда тунҗи қетимлиқ йиғин ечилған вә бу йиғинда түрк яшлар бирлики рәсмий қурулған. Һазир бу тәшкилатниң 18 дөләт вә райондин 36 түрк хәлқигә вакалитән 42 тәшкилат әзаси бар. Дуня түрк яшлар бирликигә шәхсләр әза болалмайду, тәшкилатлар әза болиду. Һазир бу тәшкилатқа дуняниң пүтүн җайлиридин әза болған тәшкилатлар бар, 70 милйон нопуслуқ түркийә, 30 милйон уйғур, 50 милйон әзәрбәйҗанлиқлардин әзалиримиз бар. Бу йил бу тәшкилатниң қурулғанлиқиға 20 йил болди.

Дуня түрк яшлар бирликиниң ғайә-мәқсәтлири, хизмәт қилиш саһәлири

Әлшад абдуллаюф әпәнди, дуня түрк яшлар бирликиниң ғайә-мәқсәтлири, хизмәт қилиш саһәлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: дуня яшлар бирликиниң асаси хизмити қурултай йиғини ечиш билән елип берилиду, бу тәшкилат һазирғичә 15 қетим қурултай йиғини уюштурди, һәр қетимлиқ йиғинни түрк хәлқи көпләп олтурақлашқан, охшимиған шәһәрләрдә өткүзүп келиватимиз. Бу тәшкилат асаслиқи, яшлар вә тәнтәрбийә, мәдәнийәт вә сиясәт, иқтисад вә учур-ахбарат қатарлиқ саһәләрдә бөлүм-бөлүм һаләттә хизмәт ишләймиз. Һәр қетимлиқ қурултайда елинған қарарларни йәнә бир қетимлиқ қурултай йиғини ечилған вақитқичә иҗра қилишқа тиришимиз.

Соал: дуня түрк яшлар бирлики уйғур мәсилисигә қандақ қарайду?
Җаваб: дуня түрк яшлар бирлики хәлқаралиқ бир тәшкилат. Шу сәвәбтин дуня вәзийитини көз алдиға кәлтүрүп, хәлқара қанунларға һөрмәт қилған асаста вә хәлқләр оттурисидики тинчлиқни қоғдаш асасида һәрикәт қилиду. Түрк хәлқиниң көпинчиси нәччә йүз йил бойичә нурғун қийинчилиқларни бешидин өткүзди. Ишғалийәт, қирғинчилиқ, мәҗбурий сүргүн қилиш, һәқ-һоқуқлирини дәпсәндә қилиш дегәнгә охшаш вәқәләр йүз бәрди. Биз һәр түрлүк зулум вә бесимға қарши. Буниңға һечқачан ирқчилиқ вә яки милләтчилик дәп хата чүшәнчә бәрмәслик керәк. Дуня түрк яшлар бирликиниң асаси мәқсити инсанлар арисида тинчлиқни бәрпа қилиш. Әмма бу тинчлиқ бир тәрәплимә тәләпләр билән әмәлгә ашмайду.

Соал: дуня түрк яшлар бирликиниң уйғурлар тоғрисида қандақ хизмәт қилиш пилани бар?
Җаваб: уйғур хәлқимизниң хитай даирилири етирап қилған бир аптоном райони бар вә бу аптономийә билән уйғур хәлқиниң миллий вә мәниви қиммәтлиридин мәлум қисмини болсиму қоғдашқа болиду. Әмма бу аптономийә һоқуқи уйғур хәлқиниң дуня җамаити тәрипидин тонулуши, ташқи түркләр вә қериндаш хәлқләр билән арилишип өтүши, уйғурларниң хәлқара сәһнидә өз һәқ-һоқуқлирини қоғдиши үчүн купайә қилмайду. Башқа түркий хәлқләр, уйғур хәлқиниң яшлирини тәлим-тәрбийә, тәнтәрбийә, мәдәнийәт, сиясәт вә сәнәт саһәләрдә оқутуш үчүн шәрт-шараит яритиши керәк. Бу яхши бир иш, хитай даирилири буниңға рухсәт қилиши керәк. Түркийә, әзәрбәйҗан вә қазақистанда уйғур яшларни оқутуш үчүн 100 кишиликтин орун аҗритилса улар яхши оқуп оқуш пүттүргәндә, биз билән хитай оттурисида көврүклүк рол ойнайду. Улар хитай тили билиду, хитайларни тонуйду, улар түрк болғанлиқи үчүн бизни тонуйду вә бизни яхши көриду. Бизниң хитай билән болған мунасивәтлиримиздә уйғурларму рол алса, бу һәр тәрәпкә пайда елип келиду, дәп ойлаймиз. Мунасивәтлик пүтүн дөләтләргә пайдиси болиду. Биз буни әмәлийләштүрүш үчүн тиришимиз. Бу мәқсәт билән уйғурларниң вәкиллири билән мунасивәт қурушни арзу қилимиз.

Соал: әлшад абдуллаюф әпәнди, уйғурлар тоғрисида демәкчи болған қошумчә сөзиңиз барму?
Җаваб: алди билән уйғур қериндашлиримизға салам йоллаймән. Уйғур хәлқиниң яшлар тәшкилатлири вә вәкиллири бизниң дуня түрк яшлар бирликидә вә тәшкилатниң хизмәт паалийәтләрдә техиму көп актип болушни халаймиз. Йәнә бир тәрәптин уйғур зиялийлириниң дуня түрк яшлар бирликиниң у йәрдә актип паалийәт қилиш үчүн рол елишини халаймиз, бу биз үчүнму вә уйғур хәлқи үчүнму күч қошиду. Сөзүмниң ахирида, уйғур хәлқиниң ялғуз әмәсликини, дуняда 250 милйонлуқ бир чоң топламниң, түрк хәлқләрниң уйғурларға көңүл бөлидиғанлиқини, уларни һөрмәт қилидиғанлиқини, яхши көридиғанлиқини билиши керәкликини тәкитләймән вә уларға пүтүн ишлирида мувәппәқийәт тиләймән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.