Д у қ японийидә ачидиған йиғининиң тәйярлиқ хизмәтлири оңушлуқ давам қилмақта
2012.04.10

Түнүгүн, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лювеймин хәлқара мәтбуатларниң мухбирлириға бәргән баянатида, дуня уйғур қурултийиға охшаш хитайниң бирлик вә пүтүнлүкигә тәһдит селип кәлгән бир тәшкилатниң японийә земинида туруп, хитайни парчилашқа һәрикәт қилишиға қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрүп, япон һөкүмитидин бу йиғинға рухсәт қилмаслиқни тәләп қилған иди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю веминниң бәргән баянатидин хитай һөкүмитиниң дуня уйғур қурултийи бу қетим японийидә ачмақчи болған йиғинини тосуп қелиш үчүн япон һөкүмитигә бесим ишлитишни хели бурунла башлиғанлиқи мәлум.
Һазир японийә уйғур җәмийити 5-айниң 14-күнидин 17-күнигичә ечилидиған 4-нөвәтлик қурултай вә 6-нөвәтлик уйғур рәһбәрләрни тәрбийиләш курсини оңушлуқ өткүзүш үчүн җиддий тәйярлиқ көрүватқан бир вақитта, хитай һөкүмитиниң юқиридики чақириқлири йиғинниң ечилишиға тосалғу болаламду? японийидики алақидар шәхс вә орунлар дуня уйғур қурултийиниң йиғиниға қандақ муамилидә болуватиду?
Биз буларни билип беқиш үчүн алди билән японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәхмут әпәндигә телефон қилдуқ.
Илһам мәхмут әпәнди бу йил 5-айниң 14-күнидин 17-күнигичә японийидә ечилмақчи болған дуня уйғур қурултийи 4-нөвәтлик вәкилләр қурултийи вә шундақла 6-нөвәтлик уйғур рәһбәрләрни тәрбийиләш курсиниң тәйярлиқ хизмәтлириниң оңушлуқ һалда елип бериливатқанлиқини билдүрди.
Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, хитай ташқи ишлар министирлиқидин берилгән бу баянат японийә мәтбуатлириниңму алаһидә диққитини қозғиған болуп, бу хәвәрләрдә японийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики көз қариши нәқил кәлтүрүлгән.
Илһам мәхмут әпәнди сөзиниң ахирида, японийә һөкүмити вә хәлқиниң һазирғичә уйғурларниң кишилик һоқуқ давасини қоллап кәлгәнликини, әмма дуня уйғур қурултийиниң японийидә йиғин чақиришиниң тунҗи қетимлиқ бир вәқә болуши вә шундақла японийә-хитай мунасивәтлири җәһәттин қариғанда, 5-айда чақирилидиған бу йиғинниң японийиниң демократийисини синайдиған бир синаққа айланғанлиқини вә һәрқайси дөләтләрниңму японийиниң бу мәсилигә қандақ муамилә қилидиғанлиқиға алаһидә қизиқиватқанлиқини әскәртти.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди японийидики бу йиғинниң тәйярлиқ хизмәтлирини көздин кәчүрүш, бекитип рәсмийләштүрүш үчүн техи йеқинда японийигә берип қайтип кәлди. Долқун әйса әпәнди бу җәрянда японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәхмут әпәнди билән бирликтә японийидики уйғур давасиға қизиқидиған һәр саһә әрбаблар билән учрашқан вә японийидики мәтбуат, ахбарат органлириниң зиярәтлирини қобул қилған. Биз долқун әйса әпәндидин японийидики хизмәтләрни көздин кәчүрүш җәрянида немиләрни һес қилғанлиқини соридуқ. У өзиниң бу қетимлиқ японийә зияритидә японийидә уйғур давасиға болған қизиқишниң артиватқанлиқини, японийидики һәрқайси саһәдики сиясий әрбабларниң, ахбарат органлириниң бу мәсилигә қизиқишиниң артқанлиқини һес қилғанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, японийидә 4-айниң 14-күни дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлирини қоллаш ианә йиғиш паалийити өткүзүлидиған болуп, буниңға уйғур давасиға қизиқидиған парламент әзалири қатнишидикән.